122-күй •••• Зор харлиқ астида
1«Жуқириға чиқиш нахшиси»
И әршләрдә Турғучисән,
Саңа бешимни көтирип қараймән;  
2Мана, қуллириңниң көзи өз ғоҗайининиң қоллириға қандақ қариған болса,
Дедәкләрниң көзи өз саһибәсиниң қоллириға қандақ қариған болса,
Бизниң көзимиз Пәрвәрдигар Худайимизға шундақ қарайду.
Та бизгә шәпқәт көрсәткичә қарайду.
3Бизгә шәпқәт көргүзгәйсән, и Пәрвәрдигар,
Бизгә шәпқәт көргүзгәйсән;
Чүнки биз йәткичә хорлуқ тартқанмиз.
4Җенимиз ғоҗамларниң мазақлирини,
Һакавурларниң хорлуқлирини йәткичә тартқандур.

Notes


122:1 «Саңа бешимни көтирип қараймән» — ибраний тилида: «Саңа көзлиримни көтирип қараймән».

122:1 Зәб. 113:11