71-күй •••• Тәхткә олтиридиған падишаниң оғли тоғрилиқ дуа-тиләвәт һәм бешарәт •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1Сулайман үчүн: —
И Худа, падишаға һөкүмлириңни тапшурғайсән;
Падишаһниң оғлиға Өз һәққанийлиғиңни бәргәйсән.
2Шундақ болғанда у Өз хәлқиң үчүн һәққанийлиқ билән,
Саңа тәвә езилгән мөминләр үчүн адиллиқ билән һөкүм чиқириду;
3Тағлар хәлиққә теч-аманлиқ елип келиду,
Едирлиқларму һәққанийлиқ билән шундақ қилиду.
4Падиша хәлиқ арисидики езилгәнләргә адил һөкүмләрни чиқириду;
У намратларниң балилирини қутқузиду,
Залимларни битчит қилиду.
5Шундақ болғанда күн вә ай йоқ болуп кәтмисила,
Әвлаттин-әвлатқа хәлиқ Сәндин әйминиду.  
6У болса гоя йеңидин орған отлаққа яққан ямғурдәк,
Йәр суғиридиған һөл-йеғинлардәк чүшиду.
7Униң күнлиридә һәққанийлар ронақ тапиду;
Ай йоқ болғичә теч-аманлиқ тешип туриду.
8У деңиздин-деңизларғичә,
Әфрат дәриясидин йәр йүзиниң чәтлиригичә һөкүм сүриду.
9Чөл-баяванда яшаватқанлар униң алдида баш қойиду;
Униң дүшмәнлири топиларни ялайду.
10Таршишниң вә аралларниң падишалири униңға һәдийәләр тәқдим қилиду,
Шеба вә Себаниң падишалириму соғатлар суниду.
11Дәрвәқә, барлиқ падишалар униң алдида сәҗдә қилиду;
Пүткүл әлләр униң хизмитидә болиду;
12Чүнки у пәряд көтәргән йоқсулларни,
Панаһсиз езилгәнләрни қутулдуриду;
13У йоқсул-аҗизларға ичини ағритиду,
Йоқсулларниң җенини қутқузиду;
14Уларниң җенини зулум-зомигәрликтин һөрлүккә чиқириду,
Уларниң қени униң нәзиридә қиммәтликтур.
15 Падишаһ яшисун!
Шебаниң алтунлиридин униңға сунулиду;
Униң үчүн дуа тохтавсиз қилиниду;
Униңға күн бойи бәхит тилиниду;
16Йәр йүзидики һосул мол болиду,
Һәтта тағ чоққилиридиму шундақ болиду.
Миғ-миғ чүшкән мевиләр Ливандики орманлардәк тәвриниду;
Шәһәрдикиләр болса даладики от-йешиллиқтәк гүллиниду;
17Униң нами мәңгүгә өчмәйду,
Униң нами қуяш йоқалғичә туриду;
Адәмләр униң билән өзлиригә бәхит тиләйду,
Барлиқ әлләр уни бәхитлик дәп атишиду.
18Исраилниң Худаси, Пәрвәрдигар Худаға тәшәккүр-мәдһийә болғай!
Карамәт ишларни Яратқучи ялғуз Удур!
19Униң шәрәплик намиға мәңгүгә тәшәккүр-мәдһийә оқулсун!
Униң шан-шөһрити пүткүл дунияни қаплиғай! Амин! Вә амин!
20Йәссәниң оғли Давутниң дуалири шуниң билән тамам болди.

Notes


71:1 «И Худа, падишаға һөкүмлириңни тапшурғайсән; падишаниң оғлиға Өз һәққанийлиғиңни бәргәйсән» — шүбһисизки, бу улуқ бешарәтниң толуқ мәнаси Сулайманниң өзини әмәс, бәлки униң әвлади болған Мәсиһни көрситиду. «Сулайман үчүн» — башқа бир хил тәрҗимиси «Сулайманниңки» яки «Сулайманға тәвә».

71:5 «Сәндин әйминиду» — демәк, Худадин әйминиду.

71:5 Зәб. 88:37,38

71:6 2Сам. 23:4

71:8 «Әфрат дәрияси» — ибраний тилида пәқәт «Дәрия» дейилиду. Шүбһиси йоқки, бу ибарә Әфрат дәриясини көрситиду.

71:10 «Таршиш.. араллар... Шеба...Себа...» — «Таршиш»ниң дәл қайси җай екәнлиги һазир ениқ әмәс, Испанийә, шималий Африқа яки Әнглийәни билдүрүши мүмкин. Лекин шүбһә йоқки, мошу айәттики «Таршиш» һәм «араллар» деңиздики әң чәт йәрләрни билдүриду. «Шеба һәм Себа» — һазирқи Әрәбистанда.

71:12 Аюп 29:12

71:20 «Давутниң дуалири шуниң билән тамам болди» — бу күй Давут пәйғәмбәрниң әң ахирқи дуаси болди. Бирақ «Зәбур»ниң кейинки бөлүмлиридә биз униң башқа дуа-күйлирини учритимиз.