46-күй •••• Худа мәңгү ғәлибә қилғучидур
1-2Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: —
Барлиқ қовмлар, Худани алқишлаңлар!
Униңға жуқури авазиңлар билән хошаллиқ тәнтәнисини яңритиңлар!
3Чүнки Һәммидин Алий Болғучи, Пәрвәрдигар, дәһшәтлик вә һәйвәтликтур,
Пүткүл җаһанни сориғучи бүйүк Падишадур.
4У бизгә хәлиқләрни бойсундуруп,
Бизни әл-милләтләр үстигә һаким қилиду.
5У биз үчүн мирасимизни таллап,
Йәни Өзи сөйгән Яқупниң пәхри болған зиминни бекитип бәрди.
Селаһ!
6Худа тәнтәнә садаси ичидә,
Пәрвәрдигар сүнай садаси ичидә жуқуриға көтирилди;
7Худаға нахша-күй ейтиңлар, нахша-күй ейтиңлар!
Падишасимизға нахша-күй ейтиңлар, нахша-күй ейтиңлар!
8Худа пүткүл җаһанниң падишасидур;
Зеһниңлар билән униңға нахша-күй ейтиңлар!
9Худа әлләр үстидә һөкүм сүриду;
У Өзиниң пак-муқәддәслигиниң тәхтидә олтириду.
10Әл-жутларниң каттилири җәм болуп,
Ибраһимниң Худасиниң хәлқигә қошулди;
Чүнки җаһандики барлиқ қалқанлар Худаға тәвәдур;
У нәқәдәр алийдур!