— Һәр қандақ пәйғәмбәр башқа йәрләрдә һөрмәтсиз қалмайду, пәқәт өз жути, өз уруқ-туққанлири арисида вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду, — деди.
5Шуниң билән қоллирини бир қанчә бемарниң үстигә тәккүзүп, уларни сақайтқандин башқа, шу йәрдә у һеч қандақ мөҗизә яриталмиди. 6Вә у уларниң иман-ишәшсизлигидин һәйран қалди.
Әйсаниң он икки расулни әвәтиши
Мат. 10:1, 5-15; Луқа 9:1-6
7Андин у әтраптики йеза-кәнтләрни айлинип тәлим бәрди.
У он иккиләнни йениға чақирди вә хәлиқ арисиға икки-иккидин әвәтишкә башлиди. У уларға напак роһларни һайдаш һоқуқини бәрди; 8вә уларға: — Сәпәрдә йениңларға һасидин башқа нәрсә еливалмаңлар, нә хурҗун нә нан еливалмаңлар, бәлваққа пулму салмаңлар, 9путуңларға кәшләрни кийиңлар, бирақ икки йәктәк кийивалмаңлар, — дәп тапилиди. 10У йәнә:
— Бир жутқа барғиниңларда, кимниң өйигә қобул қилинип кирсәңлар, у жуттин кәткичә шу өйдила туруңлар. 11Қайси йәрдикиләр силәрни қобул қилмиса, шундақла сөзүңларни аңлимиса, у йәрдин кәткиниңларда, уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар! — деди.
— Жүрүңлар, мән билән хилвәт бир җайға берип, бирдәм арам елиңлар, — деди. 32Буниң билән улар кемигә чүшүп, хилвәт бир чөл йәргә қарап маңди. 33Бирақ нурғун кишиләр уларниң кетиватқанлиғини байқап, уларни тонувеливиди, әтраптики барлиқ шәһәрләрдин пиядә йолға чиқип, жүгүрүп, улардин бурун у йәргә берип жиғилишти. 34Әйса кемидин чүшүп, зор бир топ адәмни көрүп, уларниң падичисиз қой падисидәк болғанлиғиға ич ағритти. Шуңа у уларға көп ишларни үгитишкә башлиди.
35Кәч кирип қалғанда, мухлислири униң йениға келип:
— Бу чөл бир җай екән, кәч кирип кәтти. 36Халайиқни йолға селивәткән болсаң, улар әтраптики кәнт-қишлақларға берип, өзлиригә нан сетивалсун; чүнки уларда йегидәк нәрсә йоқ, — деди.
37Лекин у уларға җававән:
— Уларға өзүңлар озуқ бериңлар, — деди.
Мухлислар униңдин:
— Икки йүз күмүч динарға уларға нан әкелип уларни озуқландурамдуқ? — дәп сориди.
38Әйса уларға: — Қанчә нениңлар бар? Берип қарап беқиңлар, — деди. Улар қарап баққандин кейин:
— Бәши бар екән, йәнә икки белиқму бар екән, — дейишти.
39У уларға кишиләрни топ-топ қилип йешил чимәндә олтарғузушни буйруди. 40Халайиқ йүздин, әлликтин сәп-сәп болуп олтиришти. 41У бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға тәшәккүр-мәдһийә ейтти, андин нанларни уштуп, көпчиликкә тутуп бериш үчүн мухлислириға берип туратти; икки белиқниму һәммәйләнгә тарқитип бәрди. 42Һәммәйлән йәп тоюнди. 43Мухлислар ешип қалған нан вә белиқ парчилирини лиқ он икки севәткә теривалди. 44Нанларни йегән әрләрниң санила бәш миңчә еди.
Әйсаниң су үстидә меңиши
Мат. 14:22-33; Юһ. 6:16-21
45Бу иштин кейинла, у мухлислириға өзүм бу халайиқни йолға селиветимән, аңғичә силәр кемигә олтирип, деңизниң қарши қирғиқидики Бәйт-Саида йезисиға өтүп туруңлар, дәп буйруди. 46Уларни йолға селивәткәндин кейин, у дуа-тилавәт қилиш үчүн таққа чиқти. 47Кәч киргәндә, кемә деңизниң оттурисиға йәткән еди, у өзи ялғуз қуруқлуқта еди. 48У мухлислириниң палақни күчәп уруватқанлиғини көрди; чүнки шамал тәтүр йөнилиштә чиққан еди. Кечә төртинчи җесәк вақтида, у деңизниң үстидә меңип, мухлислири тәрәпкә кәлди вә уларниң йенидин өтүп кетидиғандәк қилатти. 49Лекин улар униң деңизниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, уни алвасти охшайду, дәп ойлап чуқан селишти. 50Чүнки уларниң һәммиси уни көрүп сарасимигә чүшти.
Лекин у дәрһал уларға:
— Жүрәклик болуңлар, бу мән, қорқмаңлар! — деди.
51У кемигә, уларниң йениға чиққандила, шамал тохтиди. Улар буниңдин һошидин кәткидәк дәриҗидә қаттиқ һәйран қелишип, немини ойлашни билмәйтти; 52чүнки улар нан бериш мөҗизисини техичә чүшәнмигән еди, уларниң қәлби бихуд һаләттә туратти.
53Улар деңизниң қарши тәрипигә өтүп, Гиннисарәт дегән жутта қуруқлуққа чиқип, кемини бағлап қойди. 54Улар кемидин чүшүши биләнла, халайиқ уни дәрһал тонувелип, 55әтраптики һәммә җайларға жүгүрүшүп барди вә «У паланчи йәргә чүшүпту» дәп аңлиши биләнла, бемарларни зәмбилгә селип, шу йәргә униң алдиға елип беришти.
□6:10 «кимниң өйгә қобул қилинип кирсәңлар, у жуттин кәткичә шу өйдила туруңлар» — бу әмирдә чоң даналиқ бар. Икки сәвәптин ейтилған болуши мүмкин: — (1) кона заманларда көп диний вәз ейтқучилар өйму-өй йоқлап пул тиләйтти; лекин Әйсаниң мухлислири һеч тиләмчилик қилмаслиғи керәк; (2) улар өйму-өй көчүп жүрсә, хәлиқтә һәртүрлүк һәсәт-гуман пәйда болушиму мүмкин — «Немишкә улар бизниң өйдә қонмайду?» яки «Немишкә улар бизниң өйдин көчүп кетиду?» дегәндәк.
□6:11 «у йәрдин кәткиниңларда, уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар!» — «аяқдики топини қеқиветиш» дегән бу ишарәт «бизниң силәр билән мунасиветимиз йоқ», дегәнни билдүрүп, Худаниң сөзини рәт қилғанларға қаттиқ агаһландуруш еди.
□6:43 «Мухлислар ...теривалди» — грек тилида «Улар ... теривалди». «Улар»ниң мухлислар екәнлиги «Мат.» 16:9-10дә испатлиниду. «он икки севәт» — грек тилида «он икки қол севәт» — демәк, бир адәм икки қоллап көтирәләйдиған севәтләр.
□6:45 «Бәйт-Саида йезисиға өтүп...» — яки «Бәйт-Саида йезисидин өтүп...».
«кимниң өйгә қобул қилинип кирсәңлар, у жуттин кәткичә шу өйдила туруңлар» — бу әмирдә чоң даналиқ бар. Икки сәвәптин ейтилған болуши мүмкин: — (1) кона заманларда көп диний вәз ейтқучилар өйму-өй йоқлап пул тиләйтти; лекин Әйсаниң мухлислири һеч тиләмчилик қилмаслиғи керәк; (2) улар өйму-өй көчүп жүрсә, хәлиқтә һәртүрлүк һәсәт-гуман пәйда болушиму мүмкин — «Немишкә улар бизниң өйдә қонмайду?» яки «Немишкә улар бизниң өйдин көчүп кетиду?» дегәндәк.
«у йәрдин кәткиниңларда, уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар!» — «аяқдики топини қеқиветиш» дегән бу ишарәт «бизниң силәр билән мунасиветимиз йоқ», дегәнни билдүрүп, Худаниң сөзини рәт қилғанларға қаттиқ агаһландуруш еди.
«...падиша дәрһал бир җаллат әвәтип...» — яки «...падиша дәрһал бир қаравул әвәтип...».
Мат. 14:10.
Луқа 9:10.
Мар. 3:20.
Мат. 14:13; Луқа 9:10; Юһ. 6:1.
Йәр. 23:1; Әз. 34:2; Мат. 9:36; 14:4; Луқа 9:11.
Мат. 14:15; Луқа 9:12; Юһ. 6:5.
«икки йүз күмүч динар» — бир күмүч динар (грек тилида «динариус») бир ишчиниң бир күнлүк иш һәққи еди («Мат.» 20:2ни көрүң).
Мат. 14:17; Луқа 9:13; Юһ. 6:9.
«халайиқ йүздин, әлликтин сәп-сәп болуп олтиришти» — грек тилида «Халайиқ йүздин, әлликтин сәп-сәп болуп йетишти».
1Сам. 9:13; Юһ. 17:1.
«Мухлислар ...теривалди» — грек тилида «Улар ... теривалди». «Улар»ниң мухлислар екәнлиги «Мат.» 16:9-10дә испатлиниду. «он икки севәт» — грек тилида «он икки қол севәт» — демәк, бир адәм икки қоллап көтирәләйдиған севәтләр.
«Бәйт-Саида йезисиға өтүп...» — яки «Бәйт-Саида йезисидин өтүп...».
Мат. 14:22; Юһ. 6:17.
Мат. 14:23; Луқа 6:12.
Мат. 14:23; Юһ. 6:16.
«Кечә төртинчи җесәк вақтида, у деңизниң үстидә меңип...» — бир кечә төрт җесәккә бөлүнәтти; шуңа бу вақит таң атай дегән вақит еди. «у ... уларниң йенидин өтүп кетидиғандәк қилатти» — яки «у ... уларниң йенидин өтүп кәтмәкчи болди». Бу интайин қизиқ иш. Мүмкинчилиги барки, (1) Әйсаниң «өтүп кетиш»и — Мухлисларға Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң Исраилларни Мисирдин қутқузуш үчүн «Уларниң (Исраилларниң) йенидин өтүп кетиш»ини әсләтмәкчи, яки (2) у уларниң өзлигидин өзини кемигә чиқип һәмраһ болушқа тәклип қилишини халайтти.