12Вә Роһ дәрһал уни чөл-баяванға сүйләп чиқарди. 13У чөлдә қириқ күн туруп, Шәйтан тәрипидин синилип туратти. У шу йәрдә явайи һайванлар билән биллә еди; шу күнләрдә пәриштиләр униң хизмитини қилди.
27Халайиқ һәммиси буниңдин интайин һәйран болуп, өз ара ғул-ғула қилишип:
— Бу қандақ иш? Йеңи бир тәлимғу! Чүнки у һоқуқ билән һәтта напак роһларғиму буйруқ қилалайдикән, уларму униң сөзигә бойсунидикән, — дейишти. 28Буниңдин униң шөһрити шу һаман пүтүн Галилийә өлкисиниң әтрапиға пур кәтти.
Әйсаниң Симонниң өйидә бемарларни сақайтиши
Мат. 8:14-17; Луқа 4:38-41
29Улар синагогдин чиқипла, Яқуп вә Юһанна билән Симон вә Андриясниң өйигә барди. 30Амма Симонниң қейинаниси қизитма ичидә йетип қалған еди. Улар дәрһал униң әһвалини Әйсаға ейтти. 31У аялниң қешиға берип, қолидин тутуп, йөләп өрә турғузди. Униң қизитмиси дәрһал янди вә у уларни күтүшкә киришти.
32Кәчқурун күн патқанда, кишиләр барлиқ ағриқларни вә җин чаплашқанларни униң алдиға елип келишти. 33Пүтүн шәһәрдикиләр ишик алдиға топлашқан еди. 34Шуниң билән у һәр түрлүк кесәлләргә гириптар болған нурғун кишиләрни сақайтти вә нурғун җинларни кишиләрдин һайдивәтти. Лекин у җинларниң гәп қилишқа йол қоймиди, чүнки улар униң ким екәнлигини билишәтти.
Дуа қилиш, тәлим бериш
Луқа 4:42-44
35Әтиси әтигән таң техи атмастинла, у орнидин туруп, шәһәрдин чиқип, хилвәт бир җайға берип дуа-тилавәт қилди. 36Симон билән униң һәмраһлири уни издәп чиқти. 37Уни тапқанда:
— Башқа йәрләргә, әтраптики йезиларғиму сөз-каламни җакалишим үчүн барайли. Чүнки мән дәл мошу иш үчүн келишим, — деди. 39Шундақ қилип, у пүткүл Галилийә өлкисини айлинип, синагоглирида сөз-каламни җакалайтти һәмдә җинларни кишиләрдин һайдиветәтти.
Әйсаниң мохо кесәлни сақайтиши
Мат. 8:1-4; Луқа 5:12-16
40Мохо кесили бар бир киши униң алдиға келип йелинип, тизлинип туруп:
— Әгәр халисиңиз, мени кесилимдин пак қилалайсиз! — дәп өтүнди.
41Әйса ичи ағриғач қолини созуп униңға тәккүзүп туруп:
— Халаймән, пак қилинғин! — девиди, 42шу сөз биләнла мохо кесили дәрһал бемардин кетип, у пак қилинди. 43У униңға:
— Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, бәлки удул берип мәсъул каһинға өзүңни көрситип, каһинларда гувалиқ болуш үчүн, Муса бу кесәлдин пакланғанларға әмир қилған қурбанлиқларни сунғин, — дәп уни қаттиқ агаһландуруп йолға салди.
□1:13 «У чөлдә қириқ күн туруп, Шәйтан тәрипидин синилип туратти» — бу айәткә қариғанда, у чөл-баяванда қириқ күн турғанда, Шәйтанниң синақлири тохтимай давамлаштурулған еди. «Матта» вә «Луқа»да хатириләнгән синақлар бу қириқ күнниң ахирида кәлгән болуп, синақлар әвҗигә чиққан еди.
□1:14-15 «Худаниң падишалиғиниң хуш хәвири» — яки «Худаниң хуш хәвири».
□1:40 «мохо кесили бар бир киши» — «мохо кесили» бир хил қорқунучлуқ терә кесили болуп, Йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни напак дәп қарап уларға қәтъий йеқинлашмайтти.
«Вә Роһ дәрһал уни чөл-баяванға сүйләп чиқарди» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһни көрситиду. «....Роһ дәрһал уни чөл-баяванға сүйләп чиқарди» — грек тилида «...Роһ дәрһал уни чөл-баяванға иштирип чиқарди» дейилиду.
Мат. 4:1; Луқа 4:1.
«У чөлдә қириқ күн туруп, Шәйтан тәрипидин синилип туратти» — бу айәткә қариғанда, у чөл-баяванда қириқ күн турғанда, Шәйтанниң синақлири тохтимай давамлаштурулған еди. «Матта» вә «Луқа»да хатириләнгән синақлар бу қириқ күнниң ахирида кәлгән болуп, синақлар әвҗигә чиққан еди.
«Худаниң падишалиғиниң хуш хәвири» — яки «Худаниң хуш хәвири».
Мат. 4:12; Луқа 4:14; Юһ. 4:43.
«Улар белиқчи болуп, деңизға тор ташлавататти» — мошу хил тор адәттә кеминиң кәйнидин тартилатти.
Мат. 4:18.
«мән силәрни адәм тутқучи белиқчи қилимән!» — «адәмни тутқучи» мошу йәрдә «тутуш» зиян йәткүзүш яки улардин пайдилиниш үчүн әмәс, бәлки уларни Шәйтанниң илкидин елип қутқузушни көрситиду.
Йәр. 16:16; Әз. 47:10.
Мат. 19:27; Мар. 10:28; Луқа 5:11; 18:28.
Мат. 4:21.
«У удул синагогқа кирип, тәлим беришкә башлиди» — «синагог»лар — Йәһудийларниң ибабәт қилишқа жиғилидиған җайлири. «Тәбирләр»ни көрүң.
«Қәчқурун күн патқанда, кишиләр барлиқ ағриқларни вә җин чаплашқанларни униң алдиға елип келишти» — шу күни «шабат күни» (дәм елиш күни) болуп, хәлиқ бемарларни Әйсаниң алдиға көтирип апириш үчүн кәчқурунғичә күткән еди. Ибранийларға нисбәтән «йеңи бир күн» кәчқурунда башлиниду.
Мат. 8:16; Луқа 4:40.
Мат. 14:23; Луқа 4:42.
«Чүнки мән дәл мошу иш үчүн келишим» — грек тилида «чүнки мән дәл мошу иш үчүн чиқишим».
Йәш. 61:1; Луқа 4:18;43.
«мохо кесили бар бир киши» — «мохо кесили» бир хил қорқунучлуқ терә кесили болуп, Йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни напак дәп қарап уларға қәтъий йеқинлашмайтти.
Мат. 8:2; Луқа 5:12.
«Муса бу кесәлдин пакланғанларға әмир қилған қурбанлиқларни сунғин» — Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида шундақ әмирни көрсәткән: — Бир мохо кесили сақайтилған болса, у муқәддәс ибадәтханиға берип, өзиниң сақайтилғанлиғини каһинға көрситип, андин мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурбанлиқларни сунуши керәк еди. Шүбһисизки, Муса пәйғәмбәрдин башлап Мәсиһ Әйса кәлгичә, бу мурасим һеч өткүзүлүп баққан әмәс еди. «Лав.» 14-бапни көрүң.