Әйсаниң он икки расулни әвәтиши
Мат. 10:5-15; Мар. 6:7-13
1Әйса он иккиләнни чақирип, уларға барлиқ җинларни һайдиветиш вә кесәлләрни сақайтишқа қудрәт вә һоқуқ бәрди. 2Андин уларни Худаниң падишалиғини җар қилиш вә кесәлләрни сақайтишқа әвәтти. 3У уларға:
— Силәр сәпәр үчүн һеч нәрсә алмаңлар, нә һаса, нә хурҗун, нә нан, нә пул еливалмаңлар; бирәр артуқ йәктәкму еливалмаңлар.   4Вә қайси өйгә қобул қилинип кирсәңлар, у жуттин кәткичә шу өйдә туруңлар. 5Әнди қайси йәрдики кишиләр силәрни қобул қилмиса, у шәһәрдин чиққиниңларда уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топиниму қеқиветиңлар! — деди.  
6Мухлислар йолға чиқип, йеза-қишлақларни арилап хуш хәвәрни елан қилип, һәммә йәрдә кесәлләрни сақайтти.
7Әнди Һерод һаким униң барлиқ қилғанлиридин хәвәр тепип, қаймуқуп қалди. Чүнки бәзиләр: «Мана Йәһя өлүмдин тирилипту!» десә,   8йәнә бәзиләр: «Иляс пәйғәмбәр қайта пәйда болди» вә йәнә башқилар: «Қедимки пәйғәмбәрләрдин бири қайтидин тирилипту!» дәйтти.
9Һерод: «Мән Йәһяниң каллисини алдурған едим, әнди мән мошу гепини аңлаватқан зат зади кимду?» — деди. Шуниң билән у уни көрүш пурситини издиди.
Бәш миң кишини тойдуруш
Мат. 14:13-21; Мар. 6:30-44; Юһ. 6:1-14
10Расуллар болса қайтип келип, өзлириниң қилған ишлириниң һәммисини Әйсаға мәлум қилди. У уларни елип, хупиянә һалда Бәйт-Саида дегән шәһәрдики хилвәт бир йәргә кәлди. 11Бирақ халайиқ буниңдин хәвәр тепип униңға әгишип кәлди. У уларни қарши елип, уларға Худаниң падишалиғи тоғрисида сөзлиди вә шипаға муһтаҗларни сақайтти. 12Күн олтирай дегәндә, он иккилән униң алдиға келип униңға:
— Халайиқни йолға салсаң, улар әтраптики йеза-қишлақларға вә етизларға берип қонғидәк җайлар вә озуқ-түлүк тапсун; чүнки мошу йәр чөллүк екән, — деди.
13Лекин у уларға:
— Уларға өзүңлар озуқ бериңлар, — деди.
— Биздә пәқәт бәш нан билән икки белиқтин башқа нәрсә йоқ. Бу барлиқ хәлиқкә озуқ-түлүк сетивелип келәмдуқ?! — дейишти улар. 14Чүнки шу йәрдә жиғилған әрләрниңла сани бәш миңчә еди.
У мухлисларға:
— Халайиқни әлликтин-әлликтин бөлүп олтарғузуңлар, — деди.
15Улар униң дегиничә қилип һәммәйләнни олтарғузди. 16Әйса бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға тәшәккүр ейтип буларни бәрикәтлиди. Андин уларни уштуп, халайиққа сунуп бериш үчүн мухлислириға бәрди. 17Һәммәйлән йәп тоюнди. Андин шулардин ешип қалған парчилирини он икки севәткә жиғип қачилиди.
Петрусниң Әйсани «Мәсиһ» дәп тонуши
Мат. 16:13-19; Мар. 8:27-29
18Вә шундақ болдики, у өзи ялғуз дуа қиливатқанда, мухлислири йенида туратти. У улардин:
— Халайиқ мени ким дәйду? — дәп сориди.
19Улар җававән: — Бәзиләр сени Чөмүлдүргүчи Йәһя, бәзиләр Иляс пәйғәмбәр, вә йәнә бәзиләр қедимки пәйғәмбәрләрдин бири тирилипту дәйду, — деди.
20У улардин:
— Силәрчу? Силәр мени ким дәп билисиләр? — дәп сориди.
Петрус җавап берип: — Сән Худаниң Мәсиһидурсән, — деди.
21У уларға қаттиқ җекиләп, бу ишни һеч кимгә тинмаңлар, дәп тапилиди. 22— Чүнки Инсаноғлиниң нурғун азап-оқубәт тартиши, ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин чәткә қеқилиши, өлтүрүлүши вә үч күндин кейин тирилдүрүлүши муқәррәр, — деди.
23Андин у уларниң һәммисигә мундақ деди:
— Кимдәким маңа әгишишни нийәт қилса, өзидин кечип, һәр күни өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!    24Чүнки кимдәким өз һаятини қутқузимән дәйдикән, чоқум униңдин мәһрум болиду, лекин мән үчүн өз һаятидин мәһрум болған киши һаятини қутқузиду. 25Чүнки бир адәм пүтүн дунияға егә болуп, өзини һалак қилса яки өзидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?! 26Чүнки кимдәким мәндин вә мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсаноғли өзиниң шан-шәриви ичидә, униң Атисиниң вә муқәддәс пәриштиләрниң шан-шәриви ичидә қайтип кәлгинидә униңдинму номус қилиду.    27Лекин мән дәрһәқиқәт силәргә шуни ейтип қояйки, бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Худаниң падишалиғини көридиғанлар бардур.
Әйсаниң җулалиқта көрүнүши
Мат. 17:1-8; Мар. 9:2-8
28Бу сөзләрдин тәхминән сәккиз күн кейин шундақ болдики, у Петрус, Юһанна вә Яқупни елип, дуа қилиш үчүн бир таққа чиқти. 29У дуа қиливатқинида, униң йүзиниң қияпити өзгәрди вә кийимлири аппақ болуп чақмақтәк чақниди. 30Вә мана, икки адәм пәйда болуп униң билән сөзлишишиватқан еди; улар Муса вә Иляс пәйғәмбәрләр еди. 31Улар парлақ җула ичидә аян болуп, униң билән Йерусалимда ада қилидиған «дуниядин өтүп кетиш»и тоғрисида сөһбәтләшти.
32Әнди Петрус вә униң һәмраһлирини хелә үгидәк басқан еди; лекин уларниң уйқиси толуқ ечилғанда улар униң шан-шәривини вә униң билән биллә турған икки адәмзатни көрди. 33Вә шундақ болдики, бу иккиси Әйсадин айриливатқанда, Петрус өзиниң немини дәватқанлиғини билмигән һалда Әйсаға:
— Устаз, бу йәрдә болғинимиз интайин яхши болди! Бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли, — деди.
34Лекин у бу гәпләрни қиливатқанда, бир парчә булут пәйда болуп уларни қапливалди; улар булут ичигә кирип қалғинида қорқушуп кәтти. 35Булуттин туюқсиз бир аваз аңлинип:
— Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур. Униңға қулақ селиңлар! — деди.  
36Аваз аңланғандин кейин, қариса, Әйса өзи ялғуз қалған еди. Улар сүкүт қилип қелишти вә шу күнләрдә өзлири көргән ишлардин һеч қайсисини һеч кимгә ейтмиди.
Униң җин чаплашқан балини сақайтиши
Мат. 17:14-18; Мар. 9:14-27
37Әтиси, улар тағдин чүшкән вақтида, зор бир топ кишиләр уни қарши алди. 38Мана, топниң арисидин бирәйлән вақирап:
— Устаз, өтүнүп қалай, оғлумға ичиңни ағритип қарап қойғайсән! Чүнки у мениң бирла балам еди. 39Мана, уни дайим бир роһ тутувелип, у өзичила вақирап-җақирап кетидиған болуп қалди; у униң бәдинини тартиштуруп, ағзидин ақ көпүк кәлтүрүветиду. Җин уни дайим дегидәк қийнап, униңға һеч арам бәрмәйду. 40Мән мухлислириңиздин роһни һайдиветишни өтүнүвидим, бирақ улар ундақ қилалмиди, — деди.
41Әйса җававән: — Әй етиқатсиз вә тәтүр дәвир, силәр билән қачанғичә туруп, силәргә сәвир қилай? — Оғлуңни алдимға елип кәлгин — деди.
42Бала техи йолда келиватқанда, җин уни жиқитип, пүтүн бәдинини тартиштурди. Әйса напак роһқа тәнбиһ берип, балини сақайтти вә уни атисиға қайтуруп бәрди. 43Һәммәйлән Худаниң шәрәплик күч-қудритигә қин-қиниға патмай тәәҗҗүпләнди. Һәммиси Әйсаниң қилғанлириға һәйран қелишип турғанда, у мухлислириға мундақ ейтти:
44— Бу сөзләрни қулақлириңларға убдан сиңдүрүп қоюңлар. Чүнки Инсаноғли пат арида сатқунлуқтин инсанларниң қолиға тапшуруп берилиду, — деди.
45Бирақ улар бу сөзни чүшинәлмиди. Буниң мәнаси улар чүшинип йәтмисун үчүн улардин йошурулған еди. Улар униңдин бу сөз тоғрилиқ сорашқиму петиналмиди.  
Худаниң нәзиридә ким әң улуқ?
Мат. 18:1-5; Мар. 9:33-37
46Әнди мухлислар арисида улардин кимниң әң улуқ болидиғанлиғи тоғрилиқ талаш-тартиш пәйда болди. 47Амма Әйса уларниң көңлидики ойларни көрүп йетип, кичик бир балини елип йенида турғузуп, 48уларға:
— Ким мениң намимда бу кичик балини қобул қилса, мени қобул қилған болиду вә ким мени қобул қилса, мени әвәткүчини қобул қилған болиду. Араңларда өзини әң төвән тутқини болса улуқ болиду, — деди.
Қарши турмаслиқниң өзи қоллиғанлиқтур
Мар. 9:38-40
49 Юһанна җававән униңға:
— Устаз, сениң намиң билән җинларни һайдаватқан бирисини көрдуқ. Лекин у биз билән биргә саңа әгәшмигәнлиги түпәйлидин, уни тостуқ, — деди.
50Лекин Әйса униңға: — Уни тосмаңлар. Чүнки ким силәргә қарши турмиса силәрни қоллиғанлардиндур, — деди.
Әйсани қарши алмиған йеза
51Вә шундақ болдики, униң асманға елип кетилидиған күнлириниң тошушиға аз қалғанда, у қәтъийлик билән йүзини Йерусалимға беришқа қаратти.    52 Шуниң үчүн у алдин әлчиләрни әвәтти. Улар йолға чиқип, униң келишигә тәйярлиқ қилиш үчүн Самарийә өлкисидики бир йезиға кирди. 53Бирақ у йүзини Йерусалимға қаратқанлиғи түпәйлидин йезидикиләр Әйсани қобул қилмиди.    54Униң мухлислиридин Яқуп билән Юһанна бу ишни көрүп:
— И Рәб, уларни көйдүрүп йоқитиш үчүн Илияс пәйғәмбәрдәк асмандин от йеғишини чиқиришимизни халамсән? — деди.
55Лекин у бурулуп уларни әйипләп: «Силәр қандақ роһтин болғанлиғиңларни билмәйдикәнсиләр» — деди. 56Андин улар башқа бир йезиға өтүп кәтти.
Әйсаға әгишишниң бәдили
Мат. 8:19-22
57Вә шундақ болдики, улар йолда кетиватқанда, бириси униңға:
— И Рәб, сән қәйәргә барма, мән саңа әгишип маңимән, — деди.
58Әйса униңға:
— Түлкиләрниң өңкүрлири, асмандики қушларниң угилири бар. Бирақ Инсаноғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди.
59У йәнә башқа бирисигә:
— Маңа әгәшкин! — деди.
Лекин у:
— Рәб, авал берип атамни йәрликкә қойғили иҗазәт бәргәйсән, — деди.  
60Лекин Әйса униңға — Өлүкләр өз өлүклирини көмсун! Бирақ сән болсаң, берип Худаниң падишалиғини җакалиғин, — деди.  
61Йәнә бириси:
— Әй Рәб, мән саңа әгишимән, лекин авал өйүмгә берип, өйдикилирим билән хошлишишимға иҗазәт бәргәйсән, — деди.
62— Ким қолида хошниң тутқучини тутуп туруп кәйнигә қариса, у Худаниң падишалиғиға лайиқ әмәстур, — деди.   

Notes


9:1 Мат. 10:1; Мар. 3:13; 6:7; Луқа 6:13.

9:2 Мат. 10:7.

9:3 «хурҗун» — яки «тиләмчиниң халтиси».

9:3 Мат. 10:9; Мар. 6:8; Луқа 22:35.

9:4 «у жуттин кәткичә шу өйдә туруңлар» — яки «у жуттин кәткичә шу өйдә чиқип-кирип туруңлар». Кона заманларда пәйласоплар вә «тәлим бәргүчиләр» өйму-өй жүрүп тиләмчилик қилатти. Амма Мәсиһ мухлислири шундақ қилмаслиғи керәк еди. Йәнә 10:7 вә униңдики изаһатниму көрүң.

9:5 «у шәһәрдин чиққиниңларда уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топиниму қеқиветиңлар!» — «аяқдики топини қеқиветиш» дегән ишарәт «бизниң силәр билән мунасиветимиз йоқ» дегәнни билдүрүп, Худаниң сөзини рәт қилғанларға қаттиқ агаһландуруш еди.

9:5 Мат. 10:14; Мар. 6:11; Луқа 10:11; Рос. 13:51; 18:6.

9:7 «Һерод һаким» — мошу йәрдә «һаким» грек тилидики «тетрарқ»ни билдүриду. 3:1дики изаһатни көрүң.

9:7 Мат. 14:1; Мар. 6:14.

9:10 Мат. 14:13; Мар. 6:30,31,32.

9:12 Мат. 14:15; Мар. 6:35; Юһ. 6:5.

9:13 Мат. 14:16; Мар. 6:37; Юһ. 6:9.

9:14 «әрләрниңла сани бәш миңчә» — бала-чақирили һесапланмиған.

9:16 1Сам. 9:13.

9:17 «севәт» — грек тилида «қол севәт» — демәк, бир адәм икки қоллап көтирәләйдиған севәтләр.

9:18 Мат. 16:13; Мар. 8:27.

9:19 Мат. 14:2.

9:20 «сән Худаниң Мәсиһидурсән» — «Мәсиһ» дегән сөз тоғрилиқ «Тәбирләр»имизни көрүң. «Худаниң Мәсиһи» демәк, Худа тайинлап әвәткән Мәсиһ.

9:22 Мат. 16:21; 17:22; Мар. 8:31; 9:31; 10:33; Луқа 18:31; 24:7.

9:23 «Кимдәким маңа әгишишни нийәт қилса, өзидин кечип, һәр күни өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!» — «Мат.» 10:38ни, шундақла униңдики изаһатниму көрүң.

9:23 Мат. 10:38; 16:24; Мар. 8:34; Луқа 14:27.

9:24 Мат. 10:39; 16:25; Мар. 8:35; Луқа 17:33; Юһ. 12:25.

9:26 «Инсаноғли өзиниң шан-шәриви ичидә... қайтип кәлгинидә...» — «Инсаноғли» Мәсиһниң өзи, әлвәттә. Бу ибарә тоғрилиқ «Мат.» 8:20дики изаһат вә «Тәбирләр»ни көрүң.

9:26 Мат. 10:33; Мар. 8:38; Луқа 12:9; 2Тим. 2:12; 1Юһа. 2:23.

9:27 Мат. 16:28; Мар. 9:1.

9:28 Мат. 17:1; Мар. 9:2.

9:31 «... униң билән Йерусалимда ада қилидиған «дуниядин өтүп кетиш»и тоғрисида сөһбәтләшти» — бу баянда «дуниядин өтүп кетиш» интайин әһмийәтлик сөз, грек тилида «ексодус» дегән билән ипадилиниду. Бу сөз Исраил хәлқиниң «Мисирдин чиқиш»ини билдүргән еди. Демәк, Муса пәйғәмбәр Исраил хәлқини Мисирниң қуллуғидин қутқузғандәк, Әйса Мәсиһ Худаниң хәлқини гунаниң вә Шәйтанниң қуллуғидин (өз қурбанлиғи арқилиқ) қутқузидиған болиду («1Кор.» 10:1-11, изаһатлири вә «қошумчә сөз»имизни көрүң).

9:33 «Бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли» — бу сөз вә пүтүн вақиә тоғрилиқ йәнә «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.

9:35 «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур...» — яки «Бу Мениң Оғлум, Мениң таллиғиним...».

9:35 Қан. 18:19; Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; 9:7; Луқа 3:22; Рос. 3:22; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.

9:37 Мат. 17:14; Мар. 9:17.

9:39 «мана, уни дайим бир роһ тутувелип, у өзичила вақирап-җақирап кетидиған болуп қалди» — «роһ» шүбһисизки яман роһ, җинни көрситиду.

9:42 «җин уни жиқитип,...» — яки «җин уни житип...».

9:44 Мат. 17:22; Мар. 9:31.

9:45 «Буниң мәнаси улар чүшинип йәтмисун үчүн улардин йошурулған еди» — ким тәрипидин йошурулғанлиғи ейтилмайду. Шәйтан тәрипидинму, яки Худа тәрипидинму? Яки пәқәт өз галлиғи тәрипидинму? Бизниңчә Шәйтан бу ишни қилғучи еди; чүнки Мәсиһ өзиниң пүтүн дуния үчүн өлүп пида болушини мухлисларниң чүшинишини халайтти (44-айәттә).

9:45 Луқа 2:50; 18:34.

9:46 Мат. 18:1; Мар. 9:33; Луқа 22:24.

9:48 Мат. 18:5; 23:11; Мар. 9:37; Луқа 10:16; 14:11; 18:14; Юһ. 13:20.

9:49 Мар. 9:38.

9:50 Мат. 12:30; Луқа 11:23.

9:51 «Вә шундақ болдики, униң асманға елип кетилидиған күнлириниң тошушиға аз қалғанда, у қәтъийлик билән йүзини Йерусалимға беришқа қаратти» — бу айәттә Мәсиһ Әйсаниң «Йерусалимға баридиған сәпәр»и башлиниду; сәпәрниң «ахирқи нуқта»си бәлким 19:48дә тепилиду.

9:51 Мар. 16:19; Рос. 1:2; 1Тим. 3:16.

9:53 «Бирақ у йүзини Йерусалимға қаратқанлиғи түпәйлидин йезидикиләр Әйсани қобул қилмиди» — Самарийәликләр адәттә адәмләрниң Йерусалимға берип шу йәрдә ибадәт қилишини өч көрәтти; чүнки улар: «Бизниң Самарийәмиздә һәқиқий ибадәтхана бардур» — дәйтти.

9:53 Юһ. 4:9.

9:54 «И Рәб, уларни көйдүрүп йоқитиш үчүн Илияс пәйғәмбәрдәк асмандин от йеғишини чиқиришимизни халамсән?» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «Илияс пәйғәмбәрдәк» дегән сөзләр тепилмайду.

9:55 «Лекин у бурулуп уларни әйипләп: «Силәр қандақ роһтин болғанлиғиңларни билмәйдикәнсиләр» — деди» — бәзи кона көчүрмиләрдә пәқәт «Лекин у бурулуп уларни әйиплиди» дейилиду.

9:56 Юһ. 3:17; 12:47.

9:57 Мат. 8:19.

9:59 «Рәб, авал берип атамни йәрликкә қойғили иҗазәт бәргәйсән» — бу адәмниң сөзидә үч имканийәт бар: (1) униң атиси өлгән еди, бирақ техи йәрликкә қоюлмиған; бизниңчә бу шәриқтә мүмкин әмәс, адәм өлгәндә дәрһал дәпнә қилиш керәк; (2) шу дәвирдә Йәһудийәдә турғанлар арисида, өлгүчиләрни өлүп бир жилдин кейин, йәнә бир дәпнә мурасимини өткүзидиған өрп-адәт бар еди (Уйғур хәлқи арисидики «жиллиқ нәзир»дәк). Бу киши техи бу мурасимни өткүзмигән; (3) униң атиси тирик. Ундақта мәнаси «атам өлүп уни йәрликкә қойғичә күтүп, андин саңа әгишәйчу!» дегәндәк.

9:59 Мат. 8:21.

9:60 «Өлүкләр өз өлүклирини көмсун! Бирақ сән болсаң, берип Худаниң падишалиғини җакалиғин» — жуқуриқи изаһатни көрүң. Мәйли бу киши атисиниң «жиллиқ дәпнә»сини өткүзмәкчи болсун яки атиси техи тирик болсун, Рәбниң бу җававида «Бу сениң ишиң әмәс; сән өзүң «роһий тирик» адәм болсаңла дегинимдәк қил, роһий һаятни йәткүзидиған Худаниң падишалиғини җакала; сән ейтқан бу иш «роһий өлгәнләр»ниң иши, халас» дегән ички мәна ениқ көрүниду.

9:60 Мат. 8:22.

9:62 «Ким қолида хошниң тутқучини тутуп туруп кәйнигә қариса, у Худаниң падишалиғиға лайиқ әмәсту» — адәм қош һайдиғандә, кәйнигә қариса түз һайдәлмәйду.

9:62 Пәнд. 26:11; Фил. 3:14; Ибр. 6:5; 2Пет. 2:20.