Чоң паһишә аял «Бабил»
1Йәттә чиниси бар йәттә пәриштиниң бири келип, маңа сөзләп:
— Бу йәргә кәл, нурғун сулар үстидә олтарған чоң паһишә аялниң тартидиған җазасини саңа көрситип қояй. 2Йәр йүзидики падишалар униң билән бузуқлуқ өткүзди, йәр йүзидикиләр униң бузуқлуғиниң шарабидин мәс болушти, — деди.
3Шуниң билән у пәриштә мени Роһниң илкидики һаләттә бир чөлгә елип барди. У йәрдә йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк, пүтүн әзайини күпүрлүк намлири қаплиған бир тоқ қизил дивиниң үстидә олтарған бир аялни көрдүм.   4Аял сөсүн вә тоқ қизил кийим кийгән болуп, алтун, қиммәтлик яқут вә мәрвайитлар билән пәрдазланған еди. Қолида жиркиничлик номуссизлиқлар вә өз бузуқлуғиниң ниҗасәтлири билән толған бир алтун қәдәһ бар еди. 5Пешанисигә бир сир — «Катта Бабил, паһишиләрниң вә дуниядики пүткүл жиркиничлик номуссизлиқларниң аниси» дегән нам пүтүклүк еди.   6Мән аялниң муқәддәс бәндиләрниң қени вә Әйсаға гувалиқ бәргүчиләрниң қени билән мәс болғанлиғини көрдүм. Уни көрүп толиму тәәҗҗүп қилип интайин һәйран қалдим.   7Пәриштә маңа мундақ деди: —
«Немигә һәйран қалдиң? Аялниң вә уни көтирип турған йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк дивиниң сирини саңа ейтип берәй. 8Сән көргән дивә бир заманларда бар еди, һазир йоқ; узун өтмәй теги йоқ һаңдин чиқип, һалакәткә қарап маңиду. Йәр йүзидә туруватқанлар — дуния апиридә болғандин буян исимлири һаятлиқ дәптиригә пүтүлмигән кишиләр дивини көрүп интайин һәйран қалиду. Чүнки у бир заманларда бар еди, һазир йоқ, лекин йәнә пәйда болиду.   9Мана буни чүшинишкә лазим болған һекмәт: — йәттә баш болса у аял олтарған йәттә таққа, шундақла йәттә падишаға вәкиллик қилиду. 10Буларниң бәши жиқилған, бириси бар, йәнә бири техи кәлмиди. У кәлгәндә пәқәт азла вақит туралайду. 11Бурун бар болған, әнди һазир йоқ болған дивиниң өзи сәккизинчи падишадур, шундақла у һәм йәттисидин бири болуп һалакәткә қарап маңиду.
12Сән көргән он мүңгүз он падишадур. Уларниң падишалиқлири техи йоқ, әнди уларға дивә билән биллә бир саатлик падишалиқ һоқуқи берилиду.    13Бу падишалар бир ой, бир нийәттә болуп өз қудрити вә һоқуқлирини дивигә беришиду. 14Дивә вә падишалар бирлишип Қозиға қарши җәң қилиду. Қоза уларниң үстидин ғалип келиду, чүнки У рәбләрниң Рәбби, падишаларниң Падишасидур. Униң билән биргә турғанлар болса чақирилған, талланған вә Униңға садиқ болғанлардур».
15Пәриштә маңа йәнә:
— Паһишә аял үстидә олтарған, сән көргән сулар болса милләтләр, өз ара топлашқан нурғун кишиләр, әлләр вә һәр хил тилларда сөзлишидиған кишиләрдур.    16Сән көргән он мүңгүз вә дивә бу паһишә аялдин нәпрәтлиниду, уни талан-тараҗ қилип ялаңачлап қойиду, униң гөшини йәп, өзини отта көйдүриду. 17Чүнки Худа Өз сөз-каламлири әмәлгә ашқичә, әшу он падишаниң көңлигә Өз ирадисини иҗра қилип, бир қарарда тохтишип падишалиқ һоқуқини дивигә бериш нийитини салди.
18Сән көргән аял йәр йүзидики падишалар үстидин һөкүмранлиқ қилидиған катта шәһәрдур, — деди.  

Notes


17:3 «Шуниң билән у пәриштә мени Роһниң илкидики һаләттәбир чөлгә елип барди» — мошу җүмлидики «Роһ» яки өз роһини яки Муқәддәс Роһниму көрситиши керәк.

17:3 Вәһ. 13:1; 17:8.

17:4 Вәһ. 18:16.

17:5 «Пешанисигә бир сир — «Катта Бабил, паһишиләрниң вә дуниядики пүткүл жиркиничлик номуссизлиқларниң аниси» дегән нам пүтүклүк еди» — «сир» болса Инҗилда әслидә йошурун, Худа Өз бәндилригә ашкарә қилған бир әҗайип һәқиқәтни көрситиду.

17:5 2Тес. 2:7.

17:6 «Әйсаға гувалиқ бәргүчиләр» — яки «Әйсаниң гувачилири». Биринчи әсирниң ахирқи жиллиридин тартип «гувачи» дегән сөз «Худаниң йолида қурбан болғучи» дегән мәниниму билдүрәтти. Сәвәви, нурғунлиған етиқатчилар гувалиқ бериш йолида өлүмгә мәһкүм қилинатти.

17:6 Вәһ. 18:24.

17:8 «Сән көргән дивә бир заманларда бар еди, һазир йоқ; узун өтмәй теги йоқ һаңдин чиқип, һалакәткә қарап маңиду... у бир заманларда бар еди, һазир йоқ, лекин йәнә пәйда болиду» — бу сирлиқ айәт, шундақла бу бабта бешарәт қилинған башқа ишлар үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

17:8 Мис. 32:32; Фил. 4:3; Вәһ. 13:8.

17:9 Вәһ. 13:1,18.

17:11 «бурун бар болған, әнди һазир йоқ болған дивиниң өзи сәккизинчи падишадур, шундақла у һәм йәттисидин бири болуп һалакәткә қарап маңиду» — биз бу сирлиқ айәт үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз, әлвәттә.

17:12 «Сән көргән он мүңгүз он падишадур. Уларниң падишалиқлири техи йоқ, әнди уларға дивә билән биллә бир саатлик падишалиқ һоқуқи берилиду» — «Дан.» 2:39-43, 7:23-26ни көрүң.

17:12 Дан. 7:20; Вәһ. 13:1.

17:14 1Тим. 6:15; Вәһ. 16:14; 19:16.

17:15 «өз ара топлашқан нурғун кишиләр...» — мошу ибарә болса бәлким ахирқи заманларда (1) нурғун кишиләр егә-чақисиз сәрсан жүридиғанлиғи; яки (2) нурғун кишиләр өз дөлити ичидә бир-биригә уюшуп сиясий мәхсәттә гуруһлашқанлиғини көрситиши мүмкин.

17:15 Йәш. 8:7.

17:16 Вәһ. 18:8.

17:18 «... йәр йүзидики падишалар үстидин һөкүмранлиқ қилидиған катта шәһәр..» — «катта шәһәр» — оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, у Бабилни көрситиду (1-айәт).

17:18 Вәһ. 16:19.