1Андин Қоза йәттә печәтниң бирини ачқанда, мән қарап турдум. Төрт һаят мәхлуқтин бириниң гүлдүрмамидәк аваз билән: «Кәл!» дегинини аңлидим. 2Көрдүмки, мана бир ақ ат кәлди! Атқа мингүчиниң қолида бир оқ-я бар еди; униңға бир таҗ берилди. У ғәлибә қилғучи сүпитидә зәпәр қучуш үчүн җәңгә атланди.
3Қоза иккинчи печәтни ачқанда, иккинчи һаят мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим. 4Йәнә бир ат оттуриға чиқти, униң рәңги қип-қизил еди. Атқа мингүчигә йәр йүзидики течлиқни елип кетиш вә инсанларни өз ара қирғинчилиққа селиш һоқуқи берилди. Униңға йәнә чоң бир қилич берилди.
5Қоза үчинчи печәтни ачқанда, үчинчи һаят мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим. Мән көрдүмки, мана бир қара ат кәлди. Атқа мингүчиниң қолида бир тараза бар еди. 6Төрт һаят мәхлуқниң арисидин: —
□6:2 «униңға бир таҗ берилди» — «таҗ» дегән бу сөз падишаниңки әмәс, бәлки җәң-урушларда яки елишиш мусабиқилирида ғалипларға берилидиған, бир хил нәпис чәмбирәкни көрситиду. «Көрдүмки, мана бир ақ ат кәлди! Атқа мингүчиниң қолида бир оқ-я бар еди... у ғәлибә қилғучи сүпитидә зәпәр қучуш үчүн җәңгә атланди» — «ақ атқа мингүчи»ниң салаһийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
«униңға бир таҗ берилди» — «таҗ» дегән бу сөз падишаниңки әмәс, бәлки җәң-урушларда яки елишиш мусабиқилирида ғалипларға берилидиған, бир хил нәпис чәмбирәкни көрситиду. «Көрдүмки, мана бир ақ ат кәлди! Атқа мингүчиниң қолида бир оқ-я бар еди... у ғәлибә қилғучи сүпитидә зәпәр қучуш үчүн җәңгә атланди» — «ақ атқа мингүчи»ниң салаһийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
Вәһ. 19:11.
«Бир тавақ буғдай» — грек тилида «бир өлчәм буғдай». «бир динариус пул» — асасән бир күнлүк иш һәққи еди («Мат.» 20:2). «Бир тавақ» бәлким бир шиң еди (грек тилида «чөникс»). Бирақ бир тавақ буғдай аранла бир кишиниң күнлүк тамиғиға йетиду. Шуңа «қара ат» ачарчилиқ елип келиду. Һалбуки, шуниң билән бир вақитта байлар болса өз раһәт-парағитигә керәк болған «май вә шарап»ларни сетивалалайду.