1Йүсүп атисиниң йүзигә өзини етип, униң үстидә жиғлап, уни сөйди. 2Андин Йүсүп өз хизмитидә болған тевипларға атисини мумия қилишни буйруди; шуниң билән тевиплар Исраилни мумия қилди. 3Буни қилишқа қириқ күн кәтти, чүнки мумия қилишқа шунчилик күн кетәтти. Мисирлиқлар униңға йәтмиш күн матәм тутти.
4-5Униңға һаза тутуш күнлири өтүп болғанда, Йүсүп Пирәвнниң ордисидикиләргә: — Мән нәзириңларда илтипат тапқан болсам, Пирәвнниң қулақлириға сөз қилиңларки: — Атам маңа қәсәм қилдуруп: «Мана мән өлимән; сән мени мән Қанаан зиминида өзүм үчүн колап қойған гөргә дәпнә қилғин» дегән еди. Әнди Пирәвн маңа иҗазәт бәргәй, мән берип атамни дәпнә қилип болуп йенип кәлсәм, — деди.
6Пирәвн җававән: — Сән берип өзүңгә атаң қәсәм қилдурғандәк уни дәпнә қилғин, деди.
7Шуниң билән Йүсүп атисини дәпнә қилғили маңди. Пирәвнниң барлиқ хизмәткарлири, ординиң ақсақаллири һәм Мисир зиминидики ақсақаллар униң билән һәмраһ болуп маңди. 8Йүсүпниң өйидики һәммиси, қериндашлири вә атисиниң өйидикиләрму биллә барди; улар пәқәт кичик балилири, қой-кала падилирини Гошән жутида қоюп кәтти. 9Униң билән йәнә җәң һарвулири вә атлиқларму биллә барди; шуниң билән улар наһайити чоң бир қошун болди.
10Улар Иордан дәриясиниң у тәрипидики «Атадниң хамини»ға йетип кәлгәндә, шу йәрдә қаттиқ вә һәсрәтлик жиға-зерә қилип матәм тутуп жиғлашти. Йүсүп атиси үчүн йәттә күн матәм тутти. 11Шу жутта олтиришлиқ Ⱪананийлар Атадниң хаминида болған бу матәмни көрүп: — Бу мисирлиқларниң интайин қаттиқ тутқан һазиси болди, дейишти. Бу сәвәптин у җайниң нами «Абәл-Мизраим» дәп аталди; у Иордан дәриясиниң у тәрипидидур.