Худаниң Абрамға көрүнүп, униң билән әһдә түзүши
1Бу ишлардин кейин Пәрвәрдигарниң сөз-калами Абрамға аламәт көрүнүштә келип: «Әй Абрам, қорқмиғин; Мән Өзүм қалқиниң вә зор инъамиңдурмән» — деди.   2Лекин Абрам: — Әй Рәб Пәрвәрдигар, маңа немә берисән? Мана, мән балисиз турсам, өй-бисатлиримға варислиқ қилғучи мошу Дәмәшқлик Әлиезәрла бардур, — деди.
3Абрам йәнә: Мана, Сән маңа һеч нәсил бәрмидиң, мана өйүмдә туруватқанлардин бири маңа варис болиду, деди.
4Шу һаман Пәрвәрдигарниң сөз-калами униңға келип: «Бу киши саңа варис болмайду, бәлки өз пуштуңдин болидиған киши саңа варис болиду», — деди.
5Шуниң билән Пәрвәрдигар уни ташқириға елип чиқип: — Әнди асманға қарап юлтузларни сана — Қени, уларни саналамсәнкин?! — деди. Андин униңға: — Сениң нәслиңму шундақ болиду, — деди.
6Абрам Пәрвәрдигарға ишәнди; Пәрвәрдигар униңдики бу ишәшни униң һәққанийлиғи дәп һесаплиди. 7Йәнә униңға: Мән бу зиминға егә қилишқа сени Калдийәдики Ур шәһиридин елип чиққан Пәрвәрдигардурмән, — деди.
8Лекин Абрам: — И Рәб Пәрвәрдигар, мән униңға җәзмән егә болидиғинимни қандақ билимән? — дәп сориди.
9 Пәрвәрдигар униңға: — Мән үчүн үч яшлиқ бир инәк, үч яшлиқ бир чиши өчкә, үч яшлиқ бир қочқар билән бир кәптәр вә бир баҗка елип кәлгин, — деди.
10Шуңа у буларниң һәммисини елип, уларниң һәр бирсини йеримдин икки парчә қилип, йеримини йәнә бир йеримиға удулму удул қилип қоюп қойди; амма қушларни парчилимиди. 11Қарға-қузғунлар тапларниң үстигә чүшкәндә, Абрам уларни үркүтүп һайдивәтти.
12Лекин күн патай дегәндә, Абрамни еғир бир уйқа басти вә мана, униң үстигә дәһшәтлик бир вәһимә, том қараңғулуқ чүшти. 13Андин Пәрвәрдигар Абрамға: — Җәзмән билишиң керәкки, сениң нәслиң өзлириниң болмиған бир зиминда мусапир болуп, шу йәрдики хәлиқниң қуллуғида болиду вә шундақла, бу хәлиқ уларға төрт йүз жилғичә җәбир-зулум салиду. 14Лекин Мән уларни қуллуққа салғучи шу таипиниң үстидин һөкүм чиқиримән. Кейин улар нурғун байлиқларни елип шу йәрдин чиқиду. 15Амма сән болсаң, аман-хатирҗәмлик ичидә ата-бовилириңға қошулисән; узун өмүр көрүп андин дәпнә қилинисән.   16Лекин шу йәрдә төрт әвлат өтүп, нәслиң бу йәргә йенип келиду; чүнки Аморийларниң қәбиһлигиниң зихи техи тошмиди, деди.  
17Шундақ болдики, күн петип қараңғу болғанда, мана, гөшләрниң оттурисидин өтүп кетиватқан, ис-түтәк чиқип турған бир отдан билән ялқунлуқ бир мәшъәл көрүнди. 18-19Дәл шу күни Пәрвәрдигар Абрам билән әһдә түзүп униңға: — «Мән сениң нәслиңгә бу зиминни Мисирниң еқинидин тартип Улуқ дәрия, йәни Әфрат дәриясиғичә беримән; йәни Кенийләр, Кәниззийлар, Кадмонийлар, 20Һиттийлар, Пәриззийләр, Рәфайийлар, 21Аморийлар, Ⱪананийлар, Гиргашийлар вә Йәбусийларниң жутини уларниңки қилимән» деди.

Notes


15:1 «Мән Өзүм қалқиниң вә зор инъамиңдурмән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мән саңа зор инъам бәргүчидурмән».

15:1 Зәб. 15:5; 17:3; 18:12

15:5 Мис. 32:13; Қан. 10:22; Рим. 4:18; Ибр. 11:12.

15:6 Рим. 4:3,9,18,22; Гал. 3:6; Яқ. 2:23.

15:7 Зәб. 104:9-13

15:10 «чүшәнмә» — кона заманларда икки тәрәп бир-бири билән әһдә түзмәкчи болса, авал кала яки қойни союп, икки парчә қилип парчилайтти; андин икки тәрәп союп икки парчә қилған малниң оттурисидин тәң өтүп бир-биригә қәсәм қилатти. Бу ишниң мәнаси, «қайсимиз әһдини бузсақ, Худа уни бу сойған малға охшаш қилсун!» демәклик болуши мүмкин. Шуңа ибраний тилида «әһдә түзүш» адәттә «әһдә кесиш» дейилиду. «Йәр.» 34:8, 18-20-айәтләрни көрүң.

15:13 Мис. 12:40; Рос. 7:6; Гал. 3:17.

15:14 Мис. 3:22; 11:2; 12:35,36.

15:15 «ата-бовилириңға қошулисән» — бу сөз ейтилған объектқа қарап мәнасини бекитиш мүмкин. Аңлиғучи етиқатлиқ киши болса өлгәндин кейин униң роһи һәққанийларниң роһлириниң қешиға кетиду; етиқатсиз болса, уларниң роһи етиқатсизлар билән биллә болиду («Луқа» 16:13-19 вә «қошумчә сөз»ниму көрүң).

15:15 Яр. 25:7, 8.

15:16 «Аморийларниң қәбиһлиги» — Аморийлар Қанаан зиминида туруватқан қәбилиләр ичдә «йетәкчи қәбилә» һесаплинатти. «Аморийларниң қәбиһлигиниң зихи техи тошмиған еди» — демәк, Худа уларға товва қилиш пурсити бәрсиму, улар товва қилмай, йәнила гунаға петип, Худа бекиткән чәккә йәткәндә, Ибраһимниң әвлатлири болған Исраиллар арқилиқ уларни җазалайду; Исраиллар уларни зиминидин һайдап йоқитиду. Бу ишлар «Чөл-Баявандики Сәпәр», «Қанун Шәрһи» вә «Йәшуа»да тәпсилий тәсвирлиниду. «Мисирдин чиқиш»тики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.

15:16 Мис. 12:40.

15:17 «чүшәнмә» — бу нәрсиләрниң әһмийити, шундақла Худа Ибраһим билән бағлиған шу әһдә тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

15:18-19 Яр. 12:7; 13:15; 24:7; 26:4; Мис. 32:13; Қан. 1:8; 34:4.