Сиртқи вә ички һойла арисиға җайлашқан каһинларниң өйлири •••• Схемиларни көрүң
1У мени сиртқи һойлиға, шимал тәрипигә апарди; у мени йәнә «бош йәр»гә туташқан, ибадәтханиниң шималий удулиға җайлашқан кичик ханиларға апарди. 2Ханиларниң җәмий узунлуғи йүз гәз еди; уларниң кириш йоли шималға қарайтти; ханиларниң җәмий кәңлиги әллик гәз еди. 3Ханилар ички һойлиға тәвә жигирмә гәз кәңликтики «бош йәр»гә қарайтти, шундақла сиртқи һойлиға тәвә «таш тахтайлиқ супа»ниң удулида еди. Үч қәвәтлик ханиларниң каридориниң бир тәрипидики ханилар йәнә бир тәрипидики ханиларниң удулида еди.
4Ханиларниң алдида он гәз кәңликтә, йүз гәз узунлуқта бир каридор бар еди. Ханиларниң ишиклири шималға қарайтти; 5жуқуридики ханилар төвәндики вә оттурисидики өйләрдин тар еди; чүнки каридорлар көп орунни егиливалған еди. 6Ханилар үч қәвәтлик еди; бирақ һойлиға туташ ханиларниңкидәк түврүклири болмиғачқа, үчинчи қәвәттики ханилар астинқи қәвәттики вә оттуридики ханилардин тар еди.
7Сирттики ханиларниң йенидики, йәни һойлини ханилардин айрип туридиған сиртқи тамниң узунлуғи әллик гәз еди. 8Сиртқи һойлиға туташқан ханиларниң болса, җәмий узунлуғи әллик гәз еди; мана, муқәддәсханиға қарайдиған тәрипиниң узунлуғи йүз гәз еди. 9Бу ханилар астида, сиртқи һойлидин киридиған, шәриқ тәрәпкә қарайдиған бир кириш йоли бар еди.
10Ибадәтханиниң җәнубий тәрипидә, шәрқий тәрипигә қарайдиған ички һойлидики тамниң кәңлиги билән тәң болған, «бош йәр»гә туташқан, ибадәтханиниң өзигә қарайдиған ханилар бар еди; 11Уларниң алдидиму бир каридор бар еди; улар шималға қарайдиған ханиларға охшайтти. Уларниң узунлуғи вә кәңлиги, барлиқ чиқиш йоллири, шәкли вә ишиклири охшаш еди. 12Җәнупқа қарайдиған бир жүрүш ханиларниң ишиги алдидики каридорниң бешида бир кириш йоли бар еди; бу кириш йолиму шәриққә қарайдиған тамниң йенида еди.
13Вә у маңа: «ибадәтханиниң һойлидики «бош йәр»гә туташлиқ бу шималий вә җәнубий жүрүш ханилар болса, муқәддәс ханилардур; Пәрвәрдигарға йеқинлишалайдиған каһинлар шу йәрләрдә «әң муқәддәс һәдийәләр»ни йәйду. Улар шу йәрләрдә «әң муқәддәс һәдийәләр»ни, йәни ашлиқ һәдийәләрни, гуна қурбанлиқлирини вә итаәтсизлик қурбанлиқлирини қойиду; чүнки шу йәрләр муқәддәстур. 14Каһинлар Худа алдиға киргәндин кейин, улар «муқәддәс җай»дин беваситә сиртқи һойлиға чиқмайду, бәлки шу йәргә хизмәт кийимини селип қойиду, чүнки бу кийимләр муқәддәстур. Улар пәқәт башқа кийимләрни кийип, андин җамаәт турған йәргә чиқиду» — деди.  
15У шундақ қилип ибадәтханиниң ички көлимини өлчигәндин кейин, у мени шәриққә қарайдиған дәрвзидин чиқарди вә әтрапидики тамни өлчиди. 16У шәрқий тәрипини өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти. 17У шималий тәрипини өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти. 18У җәнубий тәрипини өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти. 19У ғәрбий тәрипигә бурулуп, өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти.
20У төрт тәрипини өлчиди; әтрапида авам билән пак-муқәддәс болған җайларни айрип туридиған, узунлуғи бәш йүз хада, кәңлиги бәш йүз хада там бар еди.

Notes


42:4 «Ханиларниң алдида он гәз кәңликтә, йүз гәз узунлуқта бир каридор бар еди» — биз мошу йәрдә грек тәрҗимиси (LXX) вә «Пешитта»ниң текстигә әгишип, «йүз гәз» дәп тәрҗимә қилимиз. «... Ханиларниң ишиклири шималға қарайтти» — пүтүн айәттики әйни текстни чүшиниш тәс. Мүмкинчлиги барки, һәр қәвәттә икки каридор бар; шуниң билән һәр бир хана каридорға, йәни «шималға» қарайтти.

42:6 «...һойлиға туташ ханиларниңкидәк түврүклири болмиғачқа, үчинчи қәвәттики ханилар астинқи қәвәттики вә оттуридики ханилардин тар еди» — бу җүмлиниң мәнасини ибариний тилида чүшиниш тәс. Бенадики түврүкләрниң қандақ орунлаштурулғанлиғи ениқ әмәс.

42:9 «... сиртқи һойлидин киридиған, шәриқ тәрәпкә қарайдиған бир кириш йоли бар еди» — бу бенадин ички һойлиға киридиған бир йолму болуш керәк (13-, 14-айәт вә 44:19-айәтниму көрүң).

42:14 «Каһинлар ... шу йәргә хизмәт кийимини селип қойиду...» — «шу йәр» жуқурида тәсвирләнгән «жүрүш ханилар»ни көрситиш керәк (44:19-айәтниму көрүң). Ички һойлиниң өзидә кийим-кечәкни алмаштуруш мувапиқ әмәстур.

42:16 «У шәрқий тәрипини өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти» — ибадәтханидики «сиртқи һойла»ниң узунлуғи вә кәңлиги бәш йүз гәз еди (һесаплашқа асан болсун үчүн схемиларни көрүң). Буниңға қариғанда, сиртқи һойла теминиң сиртида йәнә бир чоң тосма там болса керәк. Шундақ болғанда, бу ибадәтхана интайин чоң болған болиду. Тәхминән узунлуғи вә кәңлиги бир километрдин ешиши мүмкин. Грек тәрҗимиси (LXX)ниң тексттә «бәз йүз гәз» дейилиду.

42:20 «У төрт тәрипини өлчиди... узунлуғи бәш йүз (хада), кәңлиги бәш йүз (хада) там бар еди» — 16-айәттики изаһәтни көрүң.