Оһолаһ һәм Оһолибаһ — икки аял тоғрилиқ болған тәмсил
1Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
2И инсан оғли, бир анидин туғулған икки аял бар екән; 3улар Мисир зиминидә паһишилик қилған; улар яшлиқта паһишилик қилған; шу йәрдә уларниң көксилири миҗиқлинип, қизлиқ әмчәк топчилири силанған. 4Уларниң исимлири болса, чоңиниң Оһолаһ, кичигиниң Оһолибаһ еди; улар Мениңки еди; улар оғул-қизларни туққан. Самарийә болса Оһолаһ, Йерусалим Оһолибаһдур.
5Оһолаһ Мениңки болған тәғдирдиму йәнә бузуқлуқ қилған — у ашиқлириға, йәни хошнилири болған Асурийләргә пәс арзу-һәвәсләрдә болған; 6көк кийим кийгән, әмәлдар-һөкүмдарлар, һәммиси келишкән жигитләр, атқа мингән чәвәндазлар еди. 7У өз бузуқлуғини уларниң үстигә беғишлиған; уларниң һәммиси Асурийәниң есилзадилири еди; өз арзу-һәвәслирини барлиқ қозғатқанлар билән вә уларниң барлиқ мәбудлири билән у өзини булғиған. 8У йәнила Мисирда болған паһишиликлиридин ваз кәчмиди; чүнки униң яшлиғида әшу йәрдикиләр униң билән биллә ятти, қизлиқ көксилирини силап, өз бузуқлуқлирини униң үстигә төкти. 9Шуңа Мән уни өз ашнилириниң, йәни униң арзу-һәвәслирини қозғатқан Асурийләрниң қолиға тапшурдум; 10улар униң номусини ашкарилап, униң оғул-қизлирини елип кетип, уни қиличлап өлтүрүвәтти; у аяллар арисида яман атаққа қалди; униң үстигә һөкүм чиқирилип җазаланди.
Оһолибаһ
11Униң сиңлиси Оһолибаһ буни көрүп турупму, арзу-һәвәслиридә һәдисидин техиму бузуқ, паһишиликлири һәдисиниңкидин көп болуп кәтти. 12У өз хошнилири болған Асурийләргә пәс арзу-һәвәсләрни қозғатқан; улар әмәлдар-һөкүмдарлар, һәшәмәтлик савут, формиларни кийгән, атқа мингән чәвәндазлар, уларниң һәммиси келишкән жигитләр еди. 13Мән униң булғинип кәткәнлигини көрдум; улар иккилиси бир йоллуқ еди.
32— Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Һәдәңниң қәдәһини, чоңқур вә чоң бир қәдәһни сәнму ичисән; сән рәсва болуп мазақ қилинисән, чүнки униң һәҗими чоңдур; 33сән дәһшәтлик вә һалакәт қәдәһи, йәни һәдәң Самарийәниң қәдәһи билән мәслик һәм дәрд-әләмгә толдурулисән; 34сән уни ичиветип йәнә ялайсән, һәтта униң парчилириниму ғаҗилайсән, андин көксилириңниму жулуп ташлайсән; чүнки Мән шундақ сөз қилдим, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
35Шуниң үчүн Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки сән Мени унтуп арқаңға ташливәткәнлигиң үчүн, шуңа өз бузуқлуғуң һәм паһишиликлириңниң җазасини көтирисән.
36Вә Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — И инсан оғли, сән Оһолаһ вә Оһолибамаһ үстигә һөкүм чиқирамсән? Әнди уларға өз жиркиничлик қилмишлирини аян қилип көрсәткин. 37Чүнки улар бузуқлуқ қилди; қоллири қан болди; улар өз бутлири билән бузуқлуқ қилип, униң үстигә Маңа туққан өз балилирини уларниң озуғи сүпитидә қурбанлиқ қилип өткүзүп беғишлиди. 38Униң үстигә улар Маңа шундақ иш қилғанки, охшаш бир күндә улар Мениң муқәддәс җайимни булғап, «шабат күн»лиримни бузған. 39Чүнки улар өз балилиримни бутлириға сойған чағда, улар охшаш бир күндә муқәддәс җайимни булғашқа кирди; мана, улар Мениң өйүм оттурисида шундақ қилған.
40Униң үстигә адәмләрни жирақтин чақирди, уларни елип келишкә әлчи әвәтти; мана, улар кәлди; сән уларни дәп жуюнуп, көз-қашлириңға осма қоюп, өзүңни зибу-зиннәтләр билән пәрдазлидиң; 41һәшәмәтлик бир диванда олтардиң, униң алдиға үстигә Мениң хушбуюм һәм зәйтун мейим қоюлған дәстиханни қойдуң; 42ғәмсиз жүргән бир топ кишиләрниң авази униңда аңланди; чүпрәндә адәмләр билән биллә чөл-баявандин Себаийларму елип келинди; улар һәдә-сиңилниң қоллириға биләйүзүкләр, бешиға чирайлиқ таҗларни салди. 43Әнди Мән зина-бузуқлуқлар билән упрап қериған паһишә тоғрилиқ: «Улар әнди униң билән бузуқлуқ қиливәрсун; чүнки у һәқиқәтән паһишә» — дедим.
44— Шуниң билән улар паһишә аялға йеқинлашқандәк униңға йеқин берип биллә ятти; улар шундақ қилип Оһолаһ вә Оһолибамаһ бу икки бузуқ аялға йеқинлишип биллә ятти.
45Бирақ һәққаний адәмләр уларни зинахор аялларни вә қан төккүчи аялларни җазалиғанға охшаш, уларниң үстигә һөкүм чиқирип җазалайду; чүнки улар зинахор аяллар, уларниң қоллири қандур. 46Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бир топ адәмләрни уларға қарши чиқирип елип келимән, уларни һәрянға һайдиветишкә вә булаңчилиқ қилишқа тапшуримән. 47Бу топ кишиләр уларни ташлар билән чалма-кесәк қилип, қиличлири билән чепип сойиду; улар уларниң оғул-қизлирини өлтүриду, өйлирини от билән көйдүриветиду.
□23:7 «У өз бузуқлуғини уларниң үстигә беғишлиған; уларниң һәммиси Асурийәниң есилзадилири еди» — яки «У өз бузуқлуғини уларниң үстигә беғишлиған; уларниң һәммисини Асурийәниң есилзадилиригә беғишлиған».
«У өз бузуқлуғини уларниң үстигә беғишлиған; уларниң һәммиси Асурийәниң есилзадилири еди» — яки «У өз бузуқлуғини уларниң үстигә беғишлиған; уларниң һәммисини Асурийәниң есилзадилиригә беғишлиған».
«...Себаийларму елип келинди» — «Себаийлар»ниң башқа бир хил тәрҗимиси: «һарақкәшләр».
«Улар әнди униң билән бузуқлуқ қиливәрсун — чүнки у һәқиқәтән паһишә» — яки «У һәқиқәтән шундақ болса, улар йәнила һазир униң билән раст бузуқлуқ қиламду?».