8Парошниң әвлатлири икки миң бир йүз йәтмиш икки киши; 9Шәфатияниң әвлатлири үч йүз йәтмиш икки киши; 10Араһниң әвлатлири алтә йүз йәтмиш бәш киши; 11Паһат-Моабниң әвлатлири, йәни Йәшуа билән Йоабниң әвлатлири икки миң сәккиз йүз он сәккиз киши; 12Еламниң әвлатлири бир миң икки йүз әллик төрт киши; 13Заттуниң әвлатлири сәккиз йүз қириқ бәш киши; 14Заккайниң әвлатлири йәттә йүз атмиш киши; 15Биннуийниң әвлатлири алтә йүз қириқ сәккиз киши; 16Бибайниң әвлатлири алтә йүз жигирмә сәккиз киши; 17Азгадниң әвлатлири икки миң үч йүз жигирмә икки киши; 18Адоникамниң әвлатлири алтә йүз атмиш йәттә киши; 19Бигвайниң әвлатлири икки миң атмиш йәттә киши; 20Адинниң әвлатлири алтә йүз әллик бәш киши; 21Һәзәкияниң җәмәтидин болған Атерниң әвлатлири тохсән сәккиз киши; 22Һашумниң әвлатлири үч йүз жигирмә сәккиз киши; 23Бизайниң әвлатлири үч йүз жигирмә төрт киши; 24Һарифниң әвлатлири бир йүз он икки киши; 25Гибеонниң әвлатлири тохсән бәш киши; 26Бәйт-Ләһәмликләр билән Нитофалиқлар җәмий бир йүз сәксән сәккиз киши; 27Анатотлуқлар бир йүз жигирмә сәккиз киши; 28Бәйт-Азмавәтликләр қириқ икки киши. 29Кириат-йеаримлиқлар, Кәфираһлиқлар вә Бәәротлуқлар болуп җәмий йәттә йүз қириқ үч киши; 30Рамаһлиқлар билән Гебалиқлар җәмий алтә йүз жигирмә бир киши; 31Микмашлиқлар бир йүз жигирмә икки киши; 32Бәйт-Әлликләр билән айилиқлар җәмий бир йүз жигирмә үч киши; 33иккинчи бир Небодикиләр әллик икки киши; 34иккинчи бир Еламниң әвлатлири бир миң икки йүз әллик төрт киши; 35Һаримниң әвлатлири үч йүз жигирмә киши; 36Йерихолуқлар үч йүз қириқ бәш киши; 37Лод, Һадид вә Онониң әвлатлири җәмий йәттә йүз жигирмә бир киши; 38Синааһниң әвлатлири үч миң тоққуз йүз оттуз киши.
39Каһинларниң сани төвәндикичә: — Йәшуа җәмәтидики Йәдаяниң әвлатлири тоққуз йүз йәтмиш үч киши; 40Иммәрниң әвлатлири бир миң әллик икки киши; 41Пашхурниң әвлатлири бир миң икки йүз қириқ йәттә киши; 42Һаримниң әвлатлири бир миң он йәттә киши.
□7:63 «Козниң әвлатлири» — яки «Һаккозниң әвлатлири».
□7:65 «Валий» — ибраний тилидики «Тиршата», әслидә Парс тили болуп, мәнаси бәлким «җанаблири». «урим вә туммим» — алаһидә бир хил ташлар. У каһин кийгән «әфод»ниң янчуқида (қошенда) туриду. Бу ташлар арқилиқ Исраил хәлқи Худадин йол сориса болатти. «Мис.» 28:28-30ни көрүң. «урим вә туммимни көтәргүчи каһин аримизда хизмәттә болғичә» — мәнаси бәлким: (1) урим вә туммим Бабилда сүргүн болған вақтида йоқап кәткән болуши мүмкин; (2) тепилғини билән уларға тәбир берип мәнасини чүшәндүридиған каһин техи чиқмиди.
□7:66 «қириқ икки миң үч йүз атмиш киши» — бу «Әзра» 2:64дики санға охшаш; шүбһисизки, бу Йерусалимға йетип келип, Бабилға қайтмай, Йәһудийәдә һәқиқий олтирақлашқанларниң санидур.
□7:70 «дарик» — (яки «драхма») — мошу йәрдә Парс империйәсидики бир хил алтун тәңгә, бир дарикниң еғирлиғи 0.4-0.5 грам болуши мүмкин; мошу йәрдә бу дасларниң қиммити 0.4-0.5 килограм алтунға баравәр еди.
□7:71 «мина» — бир хил күмүч тәңгә, 60 шәкәлгә яки «талант»тин атмиштин биригә баравәр еди. Мошу йәрдә күмүчниң җәмий еғирлиғи бәлким 800-1200 килограмчә еди.
□7:73 «Шуниңдин кейин каһинлар, Лавийлар, дәрвазивәнләр, ғәзәлкәшләр... шундақла қалған Исраил хәлқиниң һәммиси өз шәһәрлиригә маканлашти» — бу айәтниң мәнаси бәлким: (1) каһинлар, Лавийлар қатарлиқлар өзигә яңливаштин тәқсим қилинған шәһәрлиридә макан тутти, яки Йерусалимдики хизмәттә болуш үчүн Йерусалимға йеқин болған, шундақла уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти; (2) Лавийлардин башқа Исраиллар, йәни он икки қәбилидин қайтип кәлгәнләр әслидә өзигә хас шәһәрлиригә маканлашти яки яңливаштин уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти. Көп шәһәр-йезилар вәйран болғачқа, яки ят әлләрниң егидарчилиғи астида болғачқа, бәлким һәр хил имканийәт тәң болуши мүмкин еди.
«Валий» — ибраний тилидики «Тиршата», әслидә Парс тили болуп, мәнаси бәлким «җанаблири». «урим вә туммим» — алаһидә бир хил ташлар. У каһин кийгән «әфод»ниң янчуқида (қошенда) туриду. Бу ташлар арқилиқ Исраил хәлқи Худадин йол сориса болатти. «Мис.» 28:28-30ни көрүң. «урим вә туммимни көтәргүчи каһин аримизда хизмәттә болғичә» — мәнаси бәлким: (1) урим вә туммим Бабилда сүргүн болған вақтида йоқап кәткән болуши мүмкин; (2) тепилғини билән уларға тәбир берип мәнасини чүшәндүридиған каһин техи чиқмиди.
«қириқ икки миң үч йүз атмиш киши» — бу «Әзра» 2:64дики санға охшаш; шүбһисизки, бу Йерусалимға йетип келип, Бабилға қайтмай, Йәһудийәдә һәқиқий олтирақлашқанларниң санидур.
«дарик» — (яки «драхма») — мошу йәрдә Парс империйәсидики бир хил алтун тәңгә, бир дарикниң еғирлиғи 0.4-0.5 грам болуши мүмкин; мошу йәрдә бу дасларниң қиммити 0.4-0.5 килограм алтунға баравәр еди.
«мина» — бир хил күмүч тәңгә, 60 шәкәлгә яки «талант»тин атмиштин биригә баравәр еди. Мошу йәрдә күмүчниң җәмий еғирлиғи бәлким 800-1200 килограмчә еди.
«Шуниңдин кейин каһинлар, Лавийлар, дәрвазивәнләр, ғәзәлкәшләр... шундақла қалған Исраил хәлқиниң һәммиси өз шәһәрлиригә маканлашти» — бу айәтниң мәнаси бәлким: (1) каһинлар, Лавийлар қатарлиқлар өзигә яңливаштин тәқсим қилинған шәһәрлиридә макан тутти, яки Йерусалимдики хизмәттә болуш үчүн Йерусалимға йеқин болған, шундақла уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти; (2) Лавийлардин башқа Исраиллар, йәни он икки қәбилидин қайтип кәлгәнләр әслидә өзигә хас шәһәрлиригә маканлашти яки яңливаштин уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти. Көп шәһәр-йезилар вәйран болғачқа, яки ят әлләрниң егидарчилиғи астида болғачқа, бәлким һәр хил имканийәт тәң болуши мүмкин еди.