□32:13 «Силәр: «һәқиқәтән даналиқ таптуқ!» дейәлмәйсиләр; инсан әмәс, бәлки Тәңри униңға рәддийә қилиду» — Елиху: Үч достниң Аюпниң сөзигә рәддийә бәргидәк җавапни тапалмиғанлиғиниң бир сәвәви уларниң өз пикри-тәҗрибисигә таянғанлиғи, Худаниң өзидинла беваситә даналиқ издимигәнлигидин болди, дәп қарайду. Униң көзқариши бу җәһәттин тоғра болуши мүмкин.
□32:16 «Бу үчәйлән һәйрануһәс болуп, ... Мән күтүп тураттим, чүнки улар ... Җим-җит өрә туруп қайта җавап бәрмиди» — бу сөзләр (15-16-айәт) бизгә китапниң язғучисиниң, йәни бу ишларни хатирилигүчиниң ким екәнлигигә нисбәтән жип учи тәминләйду. Китаптикй нәсрий (шеирийәт шәклидә болмиған) қисимларда пәқәт бу йәрдила «мән» дегән алмашни учритимиз. Шуңа биз шундақ қараймизки, мәзкур китапни язғучи Елиху болуши керәк. Биз униң әрштә болған кеңәшләрдин қандақ хәвәрдар болғанлиғини билмәймиз. Шуниси ениқки, у өзи баян қилғандәк «һәр бир адәмгә тәлим бәргүчи болған Худаниң Роһи»ниң вәһийси арқилиқ шу ишларни билгән; шуниң билән у бу ишларни хатирә қалдурған болса керәк.
□32:18 «Ичимдики Роһ маңа түрткә болди» — Елиху иккинчи қетим Муқәддәс Роһниң тәсирини тилға алиду. У Аюпқа бәрмәкчи болған тәлимини дәл мошу Роһтин кәлгән, демәкчи.
«Силәр: «һәқиқәтән даналиқ таптуқ!» дейәлмәйсиләр; инсан әмәс, бәлки Тәңри униңға рәддийә қилиду» — Елиху: Үч достниң Аюпниң сөзигә рәддийә бәргидәк җавапни тапалмиғанлиғиниң бир сәвәви уларниң өз пикри-тәҗрибисигә таянғанлиғи, Худаниң өзидинла беваситә даналиқ издимигәнлигидин болди, дәп қарайду. Униң көзқариши бу җәһәттин тоғра болуши мүмкин.
«Бу үчәйлән һәйрануһәс болуп, ... Мән күтүп тураттим, чүнки улар ... Җим-җит өрә туруп қайта җавап бәрмиди» — бу сөзләр (15-16-айәт) бизгә китапниң язғучисиниң, йәни бу ишларни хатирилигүчиниң ким екәнлигигә нисбәтән жип учи тәминләйду. Китаптикй нәсрий (шеирийәт шәклидә болмиған) қисимларда пәқәт бу йәрдила «мән» дегән алмашни учритимиз. Шуңа биз шундақ қараймизки, мәзкур китапни язғучи Елиху болуши керәк. Биз униң әрштә болған кеңәшләрдин қандақ хәвәрдар болғанлиғини билмәймиз. Шуниси ениқки, у өзи баян қилғандәк «һәр бир адәмгә тәлим бәргүчи болған Худаниң Роһи»ниң вәһийси арқилиқ шу ишларни билгән; шуниң билән у бу ишларни хатирә қалдурған болса керәк.
«Ичимдики Роһ маңа түрткә болди» — Елиху иккинчи қетим Муқәддәс Роһниң тәсирини тилға алиду. У Аюпқа бәрмәкчи болған тәлимини дәл мошу Роһтин кәлгән, демәкчи.