1Шу чағда Гилеадлиқ Йәфтаһ дегән киши батур палван еди. У бир паһишә аялниң оғли болуп, Гилеадтин төрәлгән еди. 2Лекин Гилеадниң өз аяли униңға бир нәччә оғул бала туғуп бәргән еди; бу аялдин туғулған оғуллири чоң болғанда Йәфтаһни өйдин қоғлап: — Сән башқа хотундин болған оғул болғачқа, атимизниң өйидин мирасқа егә болмайсән, — деди.
3Шуниң билән Йәфтаһ қериндашлиридин қечип, Тоб дегән зиминда туруп қалди. Шу йәрдә бир мунчә бекар тәләпләр Йәфтаһниң әтрапиға бир-бирләп жиғилди. Улар униң билән кирип-чиқип жүрәтти.
4Амма бир нәччә вақит өткәндә Аммонийлар Исраил билән соқушқа чиқти. 5Аммонийлар Исраилға һуҗум қилғанда Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһни Тоб зиминидин елип кәлмәкчи болуп униң йениға барди. 6Улар берип Йәфтаһқа илтиҗа қилип: — Бизниң Аммонийлар билән уруш қилишимиз үчүн сән келип бизгә сәрдар болуп бәргин, — деди.
7Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллириға җававән: — Силәр мени өч көрүп атамниң җәмәтидин һайдивәткән едиңларғу, әнди бешиңларға балаю-апәт чүшкәндә қандақсигә мениң қешимға келип қалдиңлар, — деди.
8Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһқа: — Дурус, лекин сени биз билән биллә берип Аммонийларға қарши җәң қилип, Гилеадта һәммә олтириватқанларға баш болсун дәп, қешиңға кәлдуқ, — деди.
9Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллиридин: — Әгәр силәр мени Аммонийлар билән соқушушқа яндуруп барғиниңларда, Пәрвәрдигар уларни мениң қолумға тапшурса, мән силәргә баш боламдимән? — дәп сориди.
37Андин у атисиға йәнә: — Мениң шу илтимасимни қобул көргинки, маңа икки айлиқ мөһләт бәрсәң; мән қиз достлирим билән берип тағларда жүрүп, қизлиғим үчүн матәм тутувалай, — деди.
38Атиси җавап берип: — Барғин, деди. Униңға икки айлиқ мөһләт берип далаға әвәтти. У берип, қиз достлирини елип тағларға чиқип, икки айғичә өзиниң қиз пети қалғиниға аһ-зар көтирип жиғлап жүрди. 39Шундақ болдики, у икки айдин кейин атисиниң қешиға йенип кәлгәндә, атиси униң үстигә қилған қәсимини беҗа кәлтүрди. Бу қиз болса һеч әр кишигә йеқинлашмиған еди. Шуниң билән Исраилда шундақ бир өрп-адәт пәйда болдики, 40һәр жили Исраилниң қизлири өйдин чиқип Йәфтаһниң қизини төрт күн әсләп хатириләйдиған болди.
Notes
□11:1 « Йәфтаһ бир паһишә аялниң оғли болуп, Гилеадтин төрәлгән еди» — Йәфтаһниң атиси Гилеад Манассәһниң нәвриси Гилеад әмәс, әлвәттә («Чөл.» 26:29). Лекин у Гилеадтикиләр арисида уларниң чоңлириниң бири болса керәк. «Гилеад» (мәниси «ташлиқ район») дегән җай хелә бурунла шу нам билән тонулған (мәсилән «Яр.» 31:21). Манассәһниң нәвриси Гилеадқа шу йәрниң намини исим қилип қойған охшайду; кейин униң әҗдатлири дәрвәқә шу районда олтирақлашти.
□11:35 «Сән мени интайин яман һалға чүшүрдуң, мени дәрдкә чүшүргүчиләрдин бири болуп қалдиң» — ибраний тилида: «Сән мени бәк пәскә чүшүрдуң, мени паракәндә қилғучиларниң бири болуп чиқтиң».
□11:37 «...қизлиғим үчүн матәм тутувалай» — демәк, өй-очақсиз, пәрзәнтсиз болуп бу дуниядин кетидиғини үчүн.
□11:39 «...атиси Йәфтаһ униң үстигә қилған қәсимини беҗа кәлтүрди» — Йәфтаһ өз қизини қурбанлиқ қилдиму? Яки бу сөзләрниң башқа мәнаси барму? «Қошумчә сөз»имиздә алимларниң пикирлири тоғрилиқ азрақ мулаһизә жүргүзимиз.
□11:40 «...Йәфтаһниң қизини төрт күн әсләп хатириләйдиған болди» — яки «... Йәфтаһниң қизини төрт күн әсләп матәм тутидиған болди».
« Йәфтаһ бир паһишә аялниң оғли болуп, Гилеадтин төрәлгән еди» — Йәфтаһниң атиси Гилеад Манассәһниң нәвриси Гилеад әмәс, әлвәттә («Чөл.» 26:29). Лекин у Гилеадтикиләр арисида уларниң чоңлириниң бири болса керәк. «Гилеад» (мәниси «ташлиқ район») дегән җай хелә бурунла шу нам билән тонулған (мәсилән «Яр.» 31:21). Манассәһниң нәвриси Гилеадқа шу йәрниң намини исим қилип қойған охшайду; кейин униң әҗдатлири дәрвәқә шу районда олтирақлашти.
«Сән мени интайин яман һалға чүшүрдуң, мени дәрдкә чүшүргүчиләрдин бири болуп қалдиң» — ибраний тилида: «Сән мени бәк пәскә чүшүрдуң, мени паракәндә қилғучиларниң бири болуп чиқтиң».
«...қизлиғим үчүн матәм тутувалай» — демәк, өй-очақсиз, пәрзәнтсиз болуп бу дуниядин кетидиғини үчүн.
«...атиси Йәфтаһ униң үстигә қилған қәсимини беҗа кәлтүрди» — Йәфтаһ өз қизини қурбанлиқ қилдиму? Яки бу сөзләрниң башқа мәнаси барму? «Қошумчә сөз»имиздә алимларниң пикирлири тоғрилиқ азрақ мулаһизә жүргүзимиз.
«...Йәфтаһниң қизини төрт күн әсләп хатириләйдиған болди» — яки «... Йәфтаһниң қизини төрт күн әсләп матәм тутидиған болди».