3У буни билгәндә, өз җенини қутқузмақ үчүн қечип Йәһуда тәвәсидики Бәәр-Шебаға барди. У у йәрдә өз хизмәткарини қалдуруп қоюп, 4Өзи чөлниң ичигә қарап бир күн йол маңди. У у йәрдики бир шивақниң қешиға келип униң астида олтирип, өзиниң өлүмигә тиләк тиләп: — И Пәрвәрдигар әнди болди, җенимни алғин; немила дегәнбилән мән ата-бовилиримдин артуқ әмәсмән, — деди.
5У шу шивақ астида йетип ухлап қалди. Мана бир пәриштә уни ноқуп униңға: — Қопуп, нан йегин, деди.
6У қариса бешида қизиқ чоғларда пишиватқан бир пошкал вә бир коза су туратти. У йәп-ичип йәнә ухлиғили ятти. 7Андин Пәрвәрдигарниң пәриштиси йәнә келип иккинчи қетим уни ноқуп униңға: — Қопуп нан йегин. Болмиса йолуңниң еғирини көтирәлмәйсән, деди.
8У қопуп йәп-ичти. Шу таамдин алған қувәт билән у қириқ кечә-күндүз меңип Худаниң теғи Һорәбгә йетип барди. 9У у йәрдики ғарға кирип қонди. Вә мана, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип мундақ дейилди: — И Илияс, бу йәрдә немә қиливатисән?
10 У җавап берип: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Худа Пәрвәрдигар үчүн зор отлуқ муһәббәт билән һәсәт қилдим. Чүнки Исраиллар Сениң әһдәңни ташлап қурбангаһлириңни жиқитип, Сениң пәйғәмбәрлириңни қилич билән өлтүрди. Мән, ялғуз мәнла қалдим вә улар мениң җенимни алғили қәстләватиду, деди.
11 У униңға: — Чиқип, Пәрвәрдигарниң алдида тағда турғин, деди. Мана, Пәрвәрдигар өтүп кетивататти; униң алдида зор күчлүк бир шамал чиқип, тағларни сундуруп, қорам ташларни парчилап чеқивәтти. Лекин Пәрвәрдигар шамалда әмәс еди. Шамалдин кейин бир йәр тәврәш болди. Лекин Пәрвәрдигар йәр тәврәштә әмәс еди. 12 Йәр тәврәштин кейин бир лавулдиған от көтирилди. Лекин Пәрвәрдигар отта әмәс еди. Оттин кейин бошқина, мулайим бир аваз аңланди.
13 Вә шундақ болдики, Илияс шуни аңлап, йүзини йепинчиси билән орап ғарниң ағзиға берип турди. Мана, бир аваз чиқип униңға: — И Илияс, сән бу йәрдә немә қиливатисән? — деди.
14У җавап берип: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Худа Пәрвәрдигар үчүн зор отлуқ муһәббәт билән һәсәт қилдим. Чүнки Исраиллар Сениң әһдәңни ташлап қурбангаһлириңни жиқитип, Сениң пәйғәмбәрлириңни қилич билән өлтүрди. Мән ялғуз мәнла қалдим вә улар мениң җенимни алғили қәстләватиду, деди.
19 У у йәрдин чиқип, Шафатниң оғли Елишани тапти. У чағда у йәр һайдавататти; униң алдида он икки җүп уй бар еди, у он иккинчиси билән қош һайдавататти. Илияс келип униң үстигә өз йепинчисини ташлап артип қойди. 20 У уйларни ташлап Илиясниң кәйнидин жүгүрүп келип: — Мени берип атам билән анамни сөйгили қойғин, андин мән келип саңа әгишәй, — деди. У униңға: — Қайтқин; мән саңа немә қилдим? — деди.
21 У униңдин айрилип, өзи ишләткән бир җүп уйни союп, уларниң җабдуқини отун қилип, гөшини пиширип хәлиққә беривиди, улар йеди. Андин у орнидин қопуп Илиясниң кәйнидин әгишип, униң хизмитидә болди.
Notes
□19:8 «Худаниң теғи Һорәб» — «Һорәб теғи» дәл Паран чөл-баяваниға җайлашқан, Муса пәйғәмбәр туруп Исраил үчүн «Тәврат қануни»ни қобул қилған «Синай теғи»дур.
□19:9 «У у йәрдики ғарға кирип қонди» — ибраний тилида «У әшу ғарға кирип қонди» дейилиду. «Әшу ғар» дегән сөзгә қариғанда ойлаймизки, бу ғар тонуш бир җай болса керәк. Йәһудий өлимилар бу ғарни Худа Муса пәйғәмбәрни йошуруп қойған җай еди дәп қарайтти, биз бу пикиргә қайилмиз («Мис.» 33:21-22ни көрүң).
□19:10 «Пәрвәрдигар үчүн зор отлуқ муһәббәт билән һәсәт қилдим» — демисәкму, Илиясниң: «отлуқ муһәббәт билән һәсәт қилдим» дегини өзиниң Исраилниң Худаға әмәс, бәлки түрлүк жиркиничлик бутларға ибадәт қилғанлиғиға қарап «ибадәт пәқәт Худағила мәнсуп болуш керәк» дәп бутларға яки бутларниң кәйнидә турувтқан җин-шәйтанларға вә уларниң вәкили болған сахта пәйғәмбәрләргә болған һәситини көрситиду.
«Худаниң теғи Һорәб» — «Һорәб теғи» дәл Паран чөл-баяваниға җайлашқан, Муса пәйғәмбәр туруп Исраил үчүн «Тәврат қануни»ни қобул қилған «Синай теғи»дур.
Мис. 34:28; Мат. 4:2
«У у йәрдики ғарға кирип қонди» — ибраний тилида «У әшу ғарға кирип қонди» дейилиду. «Әшу ғар» дегән сөзгә қариғанда ойлаймизки, бу ғар тонуш бир җай болса керәк. Йәһудий өлимилар бу ғарни Худа Муса пәйғәмбәрни йошуруп қойған җай еди дәп қарайтти, биз бу пикиргә қайилмиз («Мис.» 33:21-22ни көрүң).
«Пәрвәрдигар үчүн зор отлуқ муһәббәт билән һәсәт қилдим» — демисәкму, Илиясниң: «отлуқ муһәббәт билән һәсәт қилдим» дегини өзиниң Исраилниң Худаға әмәс, бәлки түрлүк жиркиничлик бутларға ибадәт қилғанлиғиға қарап «ибадәт пәқәт Худағила мәнсуп болуш керәк» дәп бутларға яки бутларниң кәйнидә турувтқан җин-шәйтанларға вә уларниң вәкили болған сахта пәйғәмбәрләргә болған һәситини көрситиду.
Рим. 11:3
«бошқина, мулайим бир аваз аңланди» — яки «йеник, бош бир тиниш аваз аңланди».