Меһир-муһәббәт һәммидин улуқ
1Мән әгәрдә бу дуниядики кишиләр сөзләватқан һәр хил тиллар һәтта пәриштиләрниң тиллири биләнму сөзләләйдиған болсамму, бирақ мән меһир-муһәббәтсиз болсам, у чағда мән пәқәт бир «даң-даң» қилидиған мис даң, бир «чаң-чаң» қилидиған чаң болуп қалимән, халас. 2Әгәр мән пәйғәмбәрлик қилалисам, барлиқ сирлар, барлиқ билимләрни чүшинип болған болсамму, һәм шуниң билән бир вақитта тағларни йөткәлигидәк толуқ ишәштә болсамму, амма мәндә меһир-муһәббәт болмиса, ундақта мән һеч нәрсә болмиған болимән. 3Әгәр барлиқ мал-мүлкүмни сәдиқигә атап һәм тенимни Худаниң йолида қурбанлиқ сүпитидә көйдүрүлүшкә сунған тәғдирдиму, амма мәндә йәнила меһир-муһәббәт болмиса, ундақта мениң һеч қандақ пайдам йоқ болған болиду.
4Муһәббәт сәвир-тақәтлик болуш һәм меһриванлиқтур;
Муһәббәт һәсәтхорлуқ қилмайду:
Муһәббәт өзини махтимайду,
Тәкәббурлуқ қилмайду,
5Номуссизлиқ қилмайду,
Өз мәнпәәтини көзләп жүрмәйду,
Териктүрүлмәйду,
Көңлидә өчмәнлик сақлимайду;
6Һәққанийсизлиқтин хошал болмайду,
Бәлки әмәлийәттин, һәқиқәттин хошал болиду;
7һәммә ишта қосиғи кәңлик қилиду, һәммигә йүзлинип Худаға ишиниду, һәммә ишқа үмид бағлайду, һәммигә чидайду.
8Меһир-муһәббәт һәргиз ахирлашмайду. Бешарәтләр болса, карға кәлмәйду: «намәлум тиллар» болса, түгәйду: мөҗизилик билимләрму карға кәлмәйду. 9Чүнки бизниң билидиғанлиримиз қисмән, бешарәт беридиғанлиримиз қисмән; 10лекин мукәммәллик кәлгәндә, қисмәнлик йоқилиду. 11Мән кичигимдә балиларчә сөзлидим, балиларчә ойлидим, балиларчә һесаплидим; чоң болғинимда, мән балилиқни ташлидим. 12Чүнки биз һазир бир тутуқ деризидин мүҗмәл һалда көримиз, лекин шу чағда йүзму-йүз көримиз: Һазир мән қисмән тонуймән, шу чағда мән Худа мени тонуп келиватқандәк тонуймән.
13Һазир ишәш, үмүт, меһир-муһәббәттин ибарәт бу үч нәрсә турупту; булардин әң үстүн туридиғини меһир-муһәббәттур.