Роза тутуш тоғрилиқ қоюлған соал вә рәддийәлик җавап
1Дариус падишаниң төртинчи жили тоққузинчи ай, йәни «Хисләв»ниң төртинчи күни, Пәрвәрдигарниң сөзи Зәкәрияға кәлди. 2Шу чағда Бәйт-Әл шәһиридикиләр Шерәзәр вә Рәгәм-Мәләкләрни Пәрвәрдигардин илтипат сорашқа әвәткән еди. 3Бәйт-Әлдикиләр: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң өйидики каһинлардин, шуниңдәк пәйғәмбәрләрдин: «Һәр биримиз көп жиллардин бери қилғинимиздәк, бәшинчи айда һәр биримиз йәнила өзимизни башқилардин айрип, жиға-зерәға олтиришимиз керәкму?» — дәп сораңлар» дәп тапилиған еди.
4Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
5«Зиминдики барлиқ туруватқан хәлиққә һәм каһинларға сөз қилип мундақ сориғин: — «Силәр мошу йәтмиш жилдин бери бәшинчи ай вә йәттинчи айларда роза тутуп жиға-зерә қилғиниңларда, силәр маңа, һәқиқәтән маңа роза туттуңларму? 6Йегиниңлар, ичкиниңлар, бу пәқәт өзүңлар үчүнла йәп-ичкиниңлардин ибарәт болди әмәсму? 7Булар Йерусалим вә униң әтрапидики шәһәрлири аһалилик болған, таза аватлашқан чағларда, җәнубий Йәһуда вә төвән түзләңлик аһалилик болған чағларда, Пәрвәрдигар бурунқи пәйғәмбәрләр арқилиқ җакалиған сөзләр әмәсму?
8Пәрвәрдигарниң сөзи Зәкәрияға келип мундақ дейилди: —
9«Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Һәқиқий адаләтни жүргүзүңлар, бир-бириңларға меһир-муһәббәт вә рәһим-шәпқәт көрситиңлар, 10тул хотун вә житим-йесирларни, ят адәмләр вә намратларни бозәк қилмаңлар; һеч ким өз қериндишиға көңлидә яманлиқ ойлимисун. 11Бирақ ата-бовилириңлар аңлашни рәт қилған, улар җаһиллиқ билән бойнини толғап, аңлимасқа қулақлирини еғир қилған; 12улар Тәврат қанунини вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Өз Роһи билән бурунқи пәйғәмбәрләр арқилиқ әвәткән сөзлирини аңлимаслиқ үчүн көңлини алмастәк қаттиқ қилған еди; шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардин интайин қаттиқ ғәзәп чүшкән; 13шундақ болдики, Мән уларни чақирғанда улар аңлашни рәт қилғандәк, улар чақирғанда Мәнму аңлашни рәт қилдим» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, 14— «вә Мән уларни улар тонумайдиған барлиқ әлләр арисиға қара қуюн билән тарқитивәттим; уларниң кетиши билән зимин вәйран болған, андин униңдин өткәнләрму, қайтқанларму болған әмәс; чүнки уларниң сәвәвидин иллиқ зимин вәйранә қилинған».

Notes


7:3 «бәшинчи айда һәр биримиз йәнила өзимизни башқилардин айрип, жиға-зерәға олтиришимиз керәкму?» — «бәшинчи ай»дики роза тутуш болса әслидики ибадәтханиниң вәйран қилинғанлиғиға һәсрәт билдүрүш үчүн еди. Бабил империйәсиниң қошунлири ибадәтханини бәшинчи айниң 9-күнидә вәйран қилған еди, андин хәлиқни 70 жил сүргүн қилип башқурған. Мошу кишиләр: «Ибадәтхана һазир қайтидин қурулуватқан болғачқа, бу розини тутуверишимиз керәкму?» — дәп ойлиниватқан еди.

7:5 «Силәр мошу йәтмиш жилдин бери бәшинчи ай вә йәттинчи айларда роза тутуп жиға-зерә қилғиниңларда...» — «йәттинчи ай»дики роза, валий Гәдәлияниң қаза қилинғанлиғини әсләш мәхситидә тутулған роза болуп, униң вапатиға һәсрәт билдүрүш үчүн еди (Тәврат, «Йәрәмия», 40-41-баплар). Бу Бабил империйәси Пәләстинни ишғал қилған мәзгилдики әң ахирқи паҗиәлик вақиә еди.

7:6 «Йегиниңлар, ичкиниңлар, бу пәқәт өзүңлар үчүнла йәп-ичкиниңлардин ибарәт болди әмәсму? » — демәк, силәрниң роза тутушуңлар йәп-ичишиңларға охшаш, пәқәт өзлириңла үчүндур. Роза тутушниң мәхсити Худани издәш әмәс, бәлки «өз-өзигә ичини ағритиш»тин ибарәт болуши мүмкин. Йәнә бир имканийити, бу айәттики «йемәк» вә «ичмәк» бәлким һейт-байрамларни көрситиду. Худа улардин: «мошу һейт-байрамларни өзүңлар үчүн тәбриклидиңларму, яки мән үчүн тәбриклидиңларму?» — дәп сораватиду.

7:10 Мис. 22:22

7:11 «улар җаһиллиқ билән бойнини толғап» — ибраний тилида «улар мүрисини җаһил қилип...».

7:13 Пәнд. 1:28; Йәш. 1:15; Йәр. 11:11; 14:12

7:14 «уларни... қара қуюн билән тарқитивәттим» — яки «уларни ... қара қуюн билән тарқитиветимән».