1Маңа өлчигүч һасидәк бир қомуш берилип, мундақ дейилди:
«Барғин, Худаниң ибадәтханиси, қурбангаһи вә у йәрдә ибадәт қиливатқанларни өлчигин. 2Лекин ибадәтханиниң ташқириқи һойлисини өлчимәй қой, чүнки у йәр ят таипиләргә берилди, шуниң билән муқәддәс шәһәр қириқ икки ай дәпсәндә қилиниду. 3Мән икки гувачимға қудрәт беримән, шуниң билән улар бөз кийим кийип, вәһий-бешарәтләрни бир миң икки йүз атмиш күн йәткүзиду» 4(булар йәр-зиминниң Рәбби алдида турған икки түп зәйтун дәриғи вә икки чирақдандур).
5Бирәрси уларни зәхимләндүрмәкчи болса, еғизлиридин от пүркүлүп чиқип, дүшмәнлирини йәп түгитиду. Уларни зәхимләндүрмәкчи болғанлар мана шундақ өлтүрүлиду. 6Улар бешарәт-вәһийни йәткүзгән күнләрдә ямғур яғдурмаслиққа асманни етиветиш қудритикә егә; суларни қанға айландуруш вә һәр хил бала-ваба билән йәр-зиминни халиған вақитта уруш қудритигиму егә. 7Уларниң гувалиқ вәзиписи аяқлишиши билән, теги йоқ һаңдин чиқидиған дивә улар билән елишиду вә уларни йеңип өлтүриду. 8Җәсәтлири роһий җәһәттин Содом вә Мисир дәп атилидиған шу катта шәһәрниң ғол кочисида ятиду; шу йәрдә уларниң Рәббиму крестләнгән еди. 9Һәр милләттин, һәр қәбилидин вә һәр хил тилда сөзлишидиғанлардин, һәр әлдин болған адәмләр уларниң җәсәтлиригә үч йерим күн тикилип қарайду вә җәсәтләрниң йәрликкә қоюлушиға йол қоймайду. 10Йәр йүзидә туруватқанлар уларниң бу һалидин хошаллинип, тәбриклишип, бир-биригә һәдийәләр әвәтишиду; чүнки бу икки пәйғәмбәр йәр йүзидикиләрни қийнайтти.
11Лекин үч йерим күндин кейин, Худадин кәлгән һаятлиқ нәпәси иккиләнгә кирди, улар орнидин пут тирәп турди; уларға қараватқанларниң үстигә чоң бир қорқунуч чүшти. 12Андин улар иккәйләнгә әрштин кәлгән: — «Бу яққа чиқ!» дегән жуқури бир авазни аңлиди; шуниң билән улар дүшмәнлириниң көз алдида бир булут ичидә асманға көтирилди. 13Дәл шу саат ичидә шиддәтлик йәр тәврәш йүз бәрди, шәһәрниң ондин бири гумран болуп, йәттә миң киши һалак болди. Қалғанлири дәккә-дүккигә чөмүп, әрштики Худани улуқлашти.
14Иккинчи «вай» өтүп кәтти; мана, үчинчи «вай» келишкә аз қалди.
□11:3 «икки гувачим... бөз кийим кийип...» — кона заманларда «бөз кийим кийиш» товва қилиш яки матәм тутушни билдүрәтти. Шүбһисизки, бу иш уларниң товва қилиш һәққидики хәвәрни тәкитләш үчүн болиду.
«икки гувачим... бөз кийим кийип...» — кона заманларда «бөз кийим кийиш» товва қилиш яки матәм тутушни билдүрәтти. Шүбһисизки, бу иш уларниң товва қилиш һәққидики хәвәрни тәкитләш үчүн болиду.
«мунасивәтлик айәтләр» — «Зәк.» 4:1-7.
Зәк. 4:3,14.
Мис. 7; 8; 9; 10; 12; 1Пад. 17:1.
«теги йоқ һаңдин чиқидиған дивә улар билән елишиду» — грек тилида «теги йоқ һаңдин чиқидиған дивә улар билән урушиду».
Дан. 7:21; Вәһ. 13:7,11.
«роһий җәһәттин Содом вә Мисир дәп атилидиған шәһәр» — Содом еғир бузуқлуққа чөмгән еди, Мисир болса Худаниң бәндилиригә нисбәтән әслидә уларни әсир қиливалған «бу рәзил дуния»ниң символидур. Шәһәрниң «роһий җәһәттин» шу намларда болуши «Рим» яки «Бабил (Бабилон)»ни көрситиши мүмкин; шәһәр һәрһалда ахирқи заманда бу рәзил дунияниң күч-қудритигә әң чоң намайәндә болуши керәк.Бәзи алимлар шәһәрни Йерусалим дәп қарайду.
Вәһ. 7:2, 5; 18:10.
«Худадин кәлгән һаятлиқ нәпәси иккиләнгә кирди...» — грек тилида «нәпәс» вә «роһ» бирла сөз билән ипадилиниду.