144-күй •••• Худаниң қилған улуқ әмәллирини кейинки әвлатқа баян қилиш •••• «Елипбә тәртивилик» күй
1Мәдһийә: Давут язған күй: —
|א| Мән Сени мәдһийиләп улуқлаймән, Худайим, и Падишаһ;
Намиңға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән.
2|ב| һәр күни Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән,
Намиңға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән!
3|ג| Улуқдур Пәрвәрдигар, зор мәдһийиләргә лайиқтур!
Униң улуқлуғини сүрүштүрүп болғили болмас;
4|ד| Бир дәвир йеңи бир дәвиргә Сениң қилғанлириңни махтайду;
Улар қудрәтлик қилғанлириңни җакалайду;
5|ה| Мән һәйвитиңниң шәрәплик җулалиқини,
Вә карамәт мөҗизилириңни сеғинип сөзләймән;
6|ו|: Шуниң билән улар қорқунучлуқ ишлириңниң қудритини баян қилиду;
Мәнму улуқ әмәллириңни җакалаймән!
7|ז| Улар зор меһриванлиғиңни әсләп, уни мубарәкләп тарқитиду,
Һәққанлийлиғиң тоғрилиқ жуқури авазда күйләйду.
8|ח| Пәрвәрдигар меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдилдур;
Асан ғәзәпләнмәйду, У зор меһир-муһәббәтликтур;
9|ט| Пәрвәрдигар һәммигә меһривандур;
Униң рәһимдиллиқлири барчә яратқанлириниң үстидидур;
10|י| Сениң барлиқ ясиғанлириң Сени мәдһийиләйду, и Пәрвәрдигар,
Сениң мөмин бәндилириң Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуриду.
11|כ| Улар падишалиғиңниң шәривидин хәвәр йәткүзиду,
Күч-қудритиңни сөзләйду;
12|ל| Шундақ қилип инсан балилириға қудрәтлик ишлириң,
Падишаһлиғиңниң шәрәплик һәйвиси аян қилиниду.
13|מ| Сениң падишалиғиң әбәдий падишалиқтур,
Сәлтәнитиң әвлаттин-әвлатқичидур.
14|ס| Пәрвәрдигар жиқилай дегәнләрниң һәммисини йөләйду,
Егилип қалғанларниң һәммисини турғузиду.
15|ע| Һәммәйләнниң көзлири Саңа тикилип күтиду;
Уларға өз вақтида рисқини тәқсим қилип берисән;
16|פ| Қолуңни ечишиң биләнла,
Барлиқ җан егилириниң арзусини қандурисән.
17|צ| Пәрвәрдигар барлиқ йоллирида һәққанийдур,
Ясиғанлириниң һәммисигә муһәббәтликтур.
18|ק| Пәрвәрдигар Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур,
Өзигә һәқиқәттә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур;
19|ר| У Өзидин әйминидиғанларниң арзусини әмәлгә ашуриду;
Уларниң пәрядини аңлап уларни қутқузиду.
20|ש| Пәрвәрдигар Өзини сөйгәнләрниң һәммисидин хәвәр алиду;
Рәзилләрниң һәммисини йоқитиду.
21|ת| Ағзим Пәрвәрдигарниң мәдһийисини ейтиду;
Барлиқ әт егилири әбәдил-әбәт униң муқәддәс намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурғай!

Notes


144:3 Аюп 5:9; Зәб. 47:1-2; 95:4; 150:2

144:4 Қан. 4:9; 6:7

144:7 Зәб. 118:171-172

144:8 Мис. 34:6, 7; Чөл. 14:18; Зәб. 85:15; 102:8

144:13 «изаһат» — йеқинда бәзи кона көчүрүлмиләрдин 13- вә 14-айәтниң арилиғида: — « נ Пәрвәрдигар вәдисидә чиң туриду; барлиқ яратқанлириға меһривандур» дегән мәзмун болған йәнә бир нусхиси тепилған (ибраний тилида «Нун» билән башлиниду).

144:15 Зәб. 103:27