142-күй •••• Роһум түгишәй дәп қалди!
1Давут язған күй: —
Пәрвәрдигар, дуайимни аңлиғайсән;
Йелинишлиримға қулақ салғайсән;
Һәқиқәт-садақитиңдә һәм һәққанийитиңдә маңа җавап бәргәйсән.
2Өз қулуңни сораққа тартишқа турмиғайсән;
Чүнки нәзириңдә тирикләрниң һеч бири һәққаний испатланмайду.
3Чүнки дүшмән җенимға зиянкәшлик қилмақта,
У һаятимни дәпсәндә қилди;
Мени худди өлгили узун болғанлардәк,
Қараңғу җайларда турушқа мәҗбур қилиду.
4Шуңа роһум ичимдә түгишәй дәп қалди;
Ичимдә қәлбим сунди.
5Мән қедимки күнләрни әсләймән;
Сениң барлиқ қилғанлириң үстидә сеғинип ойлинимән;
Қоллириң ишлигәнлирини хиялимдин өткүзимән.
6Қоллиримни Саңа қарап созуп интилимән;
Җеним чаңқиған зиминдәк Саңа тәшнадур.
Селаһ.
7Маңа тездин җавап бәргәйсән, и Пәрвәрдигар;
Роһум һалидин кетиду;
Дидариңни мәндин йошурмиғайсән;
Болмиса мән һаңға чүшидиғанлардәк болимән.
8Меһир-муһәббитиңни таң сәһәрдә аңлатқайсән;
Чүнки таянғиним Сән;
Меңишим керәк болған йолни маңа билдүргәйсән;
Чүнки җеним Саңа тәлмүрүп қарайду;
9Мени қутулдурғайсән, и Пәрвәрдигар, дүшмәнлиримдин;
Башпанаһ издәп Сениң йениңға қачимән.
10Өз ирадәңгә әмәл қилишимқа мени үгәткәйсән;
Чүнки Сән мениң Худайимдурсән;
Сениң меһриван Роһуң мени түптүз зиминда йетәклигәй;
11Өз нам-шөһритиң үчүн мени җанландурғайсән, и Пәрвәрдигар;
Өз һәққанийитиңдә җенимни аваричиликтин азат қилғайсән.
12Һәм меһри-шәпқитиңдә дүшмәнлиримни үзүп ташливәткәйсән;
Җенимни хар қилғанларниң һәммисини һалак қилғайсән;
Чүнки мән Сениң қулуңдурмән.

Notes


142:2 Рим. 3, 4; Гал. 3, 4

142:5 Зәб. 76:6-13

142:8 Зәб. 24:1

142:10 «...мени түптүз зиминда йетәклигәй» — яки «..мени түз көңүлләрниң зиминида йетәклигәй», «...мени диянәтлик зиминда йетәклигәй».

142:12 Зәб. 85:14-16; 115:16