66-күй •••• Дуния үчүн ниҗатлиқ бардур!
1-2Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән челинсун, дәп йезилған күй-нахша: —
Худа бизгә меһри-шәпқәт көрситип, бизни бәрикәтләп,
Өз җамалиниң нурини үстимизгә чачқай!
Селаһ!
3Шундақ қилғанда йолуң пүткүл җаһанда,
Қутулдуруш-ниҗатлиғиң барлиқ әлләр арисида аян болиду.
4Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй, и Худа;
Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй!
5Җими қовмлар хошаллиқ билән тәнтәнә қилип күйлигәй,
Чүнки Сән хәлиқ-милләтләргә адиллиқ билән һөкүм чиқирисән,
Йәр йүзидики таипиләрни, Сән йетәкләйсән;
Селаһ.
6Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй, и Худа;
Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй!
7Вә йәр-зимин көклирини үндүриду;
Худа, бизниң Худайимиз, бизни бәрикәтләйду;
8Худа бизни бәрикәтләйду;
Шуниң билән йәр йүзндикиләр чәт-яқиларғичә униңдин әйминишиду!