1Андин, у уларға тәмсилләр билән сөзләшкә башлиди:
— Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини читлапту; у бир шарап көлчиги қезипту вә бир күзәт мунарини ясапту. Андин у үзүмзарлиқни бағвәнләргә иҗаригә берип, өзи яқа жутқа кетипту. 2Үзүм пәсли кәлгәндә, бағвәнләрдин үзүмзарлиқтики мевиләрдин тегишлигини әкелиш үчүн бир қулини уларниң йениға әвәтипту.
3Лекин улар уни тутувелип думбалап, қуруқ қол қайтурупту. 4Ғоҗайин йәнә бир қулни уларниң йениға әвәтипту. Уни болса улар чалма-кесәк қилип, баш-көзини йерип, һақарәтләп қайтурупту. 5Ғоҗайин йәнә бирисини әвәтипту. Лекин уни улар өлтүрүпту. У йәнә тола қулларни әвәтипту, лекин улар бәзилирини думбалап, бәзилирини өлтүрүпту. 6Ғоҗайинниң йенида пәқәт униң сөйүмлүк бир оғлила қалғачқа, улар оғлумниғу һөрмәт қилар дәп, у уни әң ахири болуп бағвәнләрниң йениға әвәтипту. 7Лекин шу бағвәнләр өз ара: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни өлтүрүветәйли, шуниң билән мираси бизниңки болиду!» дейишипту. 8Шуңа улар уни тутуп өлтүрүп, үзүмзарлиқниң сиртиға ташливетипту. 9Әнди үзүмзарлиқниң ғоҗайини қандақ қилиду? У өзи келип бағвәнләрни өлтүриду вә үзүмзарлиқни башқиларға бериду. 10Әнди силәр муқәддәс язмилардин муну айәтни оқуп бақмиғанмусиләр? —
«Тамчилар ташливәткән таш болса,
Буҗәк теши болуп тикләнди.
11Бу иш Пәрвәрдигардиндур,
Көзимиз алдида карамәт бир иштур»
12Улар униң бу тәмсилни өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшәнди; шуңа улар уни тутуш йолини издәшти; һалбуки, халайиқтин қорқушуп, уни ташлап кетип қалди.
«Қәйсәргә баҗ тапшурамдуқ?» дегән қилтақ
Мат. 22:15-22; Луқа 20:20-26
13Шуниңдин кейин, улар бир нәччә Пәрисий вә Һеродниң тәрәпдарлирини уни өз сөзи билән қилтаққа чүшүрүш мәхситидә униң алдиға әвәтти. 14Улар келип униңға: — Устаз, силини сәмимий адәм, адәмләргә қәтъий йүз-хатирә қилмайду, һеч кимгә ян басмайду, бәлки кишиләргә Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип келиватиду, дәп билимиз. Силичә, Рим императори Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ? 15Зади баҗ тапшурамдуқ-тапшурмамдуқ? — дейишти.
Лекин у уларниң сахтипәзлигини билип уларға:
— Немишкә мени синимақчисиләр? Маңа бир «динар» пулни әкелиңлар, мән көрүп бақай, — деди.
□12:10 «Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди» — «бүҗәк теши» болса һәр қандақ имарәтниң улидики әң муһим уюлташ болуп, һул селинғанда биринчи болуп қоюлидиған таштур. Йәһудий каттивашлар «роһий һаят»ниң бүҗәк теши болған Мәсиһни ташлишивәтмәкчи еди, вә дәрвәқә ташливәтти.
□12:14 «Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш...» — Римниң һәр бир императориға «Қәйсәр» дегән нам-унван бериләтти; мәсилән Қәйсәр Авғустус, Қәйсәр Юлиус, Қәйсәр Тибериус қатарлиқлар. «Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?» — әйни вақитта, Йәһудийлар римлиқларниң зулми астида яшаватқан еди. Әгәр Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәптин азатлиқни истигән Йәһудийлар уни «Мана таза бир ялақчи, хаин екән» дәп тиллишатти. «Баҗ тапшурмаслиқ керәк» дегән болса, у Рим империйәсигә қарши чиққан болатти; андин улар уни Рим валийисиға әрз қилған болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан.
□12:15 «Маңа бир «динар» пулни әкелиңлар, мән көрүп бақай» — «динар» яки «динариус» дегән Рим империйәсидики бир хил пул бирлиги болуп, үстигә Қәйсәрниң сүрити бесилған еди, әлвәттә. Бир «динариус» тәхминән бир адәмниң күнлүк һәққи болатти («Мат.» 20:2ни көрүң).
□12:19 «Бир киши өлүп кетип...» — грек тилида «бирсниң акиси яки укиси өлсә,...». «униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим» — «Қан.» 25:5.
□12:41 «сәдиқә сандуғи» — грек тилида бу сөз адәттә «ғәзнә»ни көрситиду. Лекин мошу йәрдә ибадәтханидики ғәзнә үчүн сәдиқиләр жиғилидиған җай, бәлким чоң бир сандуқни көрсәтсә керәк.
«Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди» — «бүҗәк теши» болса һәр қандақ имарәтниң улидики әң муһим уюлташ болуп, һул селинғанда биринчи болуп қоюлидиған таштур. Йәһудий каттивашлар «роһий һаят»ниң бүҗәк теши болған Мәсиһни ташлишивәтмәкчи еди, вә дәрвәқә ташливәтти.
Зәб. 117:22-23; Йәш. 28:16; Мат. 21:42; Луқа 20:17; Рос. 4:11; Рим. 9:33; 1Пет. 2:6.
«... Бу иш Пәрвәрдигардиндур, көзимиз алдида карамәт бир иштур» — толуқ бешарәт (10-11) «Зәб.» 117:22-23дә тепилиду.
Зәб. 117:22,23
«Һерод падишаниң тәрәпдарлири» — Һерод падиша Рим империйәси тәрипидин тайинланған болуп, у Йәһудий болмиғачқа Йәһудийларниң көпинчиси униңға интайин өч еди. Шундақ болғини билән өз мәнпәитини көзләйдиған, уни қоллайдиған «Һерод тәрәпдарлири» бар еди. «Һеродлар» тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.
Мат. 22:15; Луқа 20:20.
«Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш...» — Римниң һәр бир императориға «Қәйсәр» дегән нам-унван бериләтти; мәсилән Қәйсәр Авғустус, Қәйсәр Юлиус, Қәйсәр Тибериус қатарлиқлар. «Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?» — әйни вақитта, Йәһудийлар римлиқларниң зулми астида яшаватқан еди. Әгәр Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәптин азатлиқни истигән Йәһудийлар уни «Мана таза бир ялақчи, хаин екән» дәп тиллишатти. «Баҗ тапшурмаслиқ керәк» дегән болса, у Рим империйәсигә қарши чиққан болатти; андин улар уни Рим валийисиға әрз қилған болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан.
«Маңа бир «динар» пулни әкелиңлар, мән көрүп бақай» — «динар» яки «динариус» дегән Рим империйәсидики бир хил пул бирлиги болуп, үстигә Қәйсәрниң сүрити бесилған еди, әлвәттә. Бир «динариус» тәхминән бир адәмниң күнлүк һәққи болатти («Мат.» 20:2ни көрүң).
«Бир киши өлүп кетип...» — грек тилида «бирсниң акиси яки укиси өлсә,...». «униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим» — «Қан.» 25:5.
«Тәврат устазлири... базарларда кишиләрниң уларға болған узун саламлириға... амрақ келиду» — «узун» дегән сөз грекчә тексттә йоқ; тарих тәтқиқатлириға асасән уларға қилған «саламлар»ни интайин узун вә мурәккәп дәп билимиз.
Мат. 23:5, 6; Луқа 11:43; 20:46.
Мат. 23:14; Луқа 20:47; 2Тим. 3:6; Тит. 1:11.
«сәдиқә сандуғи» — грек тилида бу сөз адәттә «ғәзнә»ни көрситиду. Лекин мошу йәрдә ибадәтханидики ғәзнә үчүн сәдиқиләр жиғилидиған җай, бәлким чоң бир сандуқни көрсәтсә керәк.
2Пад. 12:10; Луқа 21:1.
«икки ләптон» — «ләптон» дегән бу пул «денариус»ниң 1/128и болуп, бир ишләмчиниң «алтә минут»луқ һәққигә тоғра келәтти.