23Шуниң үчүн у Тәврат устазлирини йениға чақирип, уларға тәмсилләрни ишлитип мундақ деди:
— Шәйтан Шәйтанни қандақму қоғлисун? 24Әгәр падишалиқ өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушқан болса шу падишалиқ пут тирәп туралмайду; 25шуниңдәк әгәр бир аилә өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушса шу аилә пут тирәп туралмайду. 26Әгәр Шәйтан өз-өзигә қарши чиқип бөлүнсә, у пут тирәп туралмай, йоқалмай қалмайду.
27Һеч ким күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини булап кетәлмәйду — пәқәт у шу күчтүңгүрни авал бағлалиса андин өйини булаң-талаң қилалайду.
□3:17 «Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң иниси...» — яки «Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң акиси...». «у уларни «Бинни-Рәгаз», йәни «Гүлдүрмама оғуллири» дәпму атиған» — мошу йәрдә биз бу исимни ибраний тилидики аһаңи бойичә алдуқ. «Рәгаз» ибраний тилида адәттә «ғәзәп, қәһр»ни билдүриду. Қариғанда улар иккилиси әслидә интайин териккәк еди! Грек тилида тәләппуз «Боанәргәс» дәп оқулиду.
□3:18 «милләтпәрвәр дәп аталған Симон» — яки «Қанаанлиқ Симон». Йәһудий «милләтпәрвәрлири» яки «милләтчилири» вәтинини Рим империйәсидин азат қилиш үчүн зораванлиқ йоли билән күрәш қилғучилар еди.
«Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң иниси...» — яки «Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң акиси...». «у уларни «Бинни-Рәгаз», йәни «Гүлдүрмама оғуллири» дәпму атиған» — мошу йәрдә биз бу исимни ибраний тилидики аһаңи бойичә алдуқ. «Рәгаз» ибраний тилида адәттә «ғәзәп, қәһр»ни билдүриду. Қариғанда улар иккилиси әслидә интайин териккәк еди! Грек тилида тәләппуз «Боанәргәс» дәп оқулиду.
«милләтпәрвәр дәп аталған Симон» — яки «Қанаанлиқ Симон». Йәһудий «милләтпәрвәрлири» яки «милләтчилири» вәтинини Рим империйәсидин азат қилиш үчүн зораванлиқ йоли билән күрәш қилғучилар еди.
Мар. 6:31.
«униңда бәәлзибуб бар» — «бәәлзибуб» яки «бәәлзибул» болса җинларниң әмри болған Шәйтанниң башқа бир исмидур.
Мат. 9:34; 12:24; Луқа 11:15; Юһ. 8:48.
Мат. 12:25.
«Һеч ким күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини булап кетәлмәйду — пәқәт у шу күчтүңгүрни авал бағлалиса андин өйини булаң-талаң қилалайду» — бу тәмсилдики «күчтүңгүр адәм» Шәйтанни көрситиду, әлвәттә. Униң өйини булаң-талаң қилғучи Әйсадин башқа һеч ким болмайду.
Мат. 12:29; Кол. 2:15.
«улар қилған күпүрлүклириниң һәммиси...» — грек тилида «улар күпүрлүк билән қилған күпүрлүклириниң һәммиси» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу ибарә уларниң күпүрлүклири бәлким интайин еғир болуши мүмкин дегәнни билдүриду.
1Сам. 2:25; Мат. 12:31; Луқа 12:10; 1Юһа. 5:16.
«Муқәддәс Роһқа қарши күпүрлүк қилиш» — яки «Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилиш» дегән гуна тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
1Юһа. 5:16.
Мат. 12:46; Луқа 8:19.
«Мана, аниңиз, инилириңиз сизни издәп сиртта туриду» — бәзи кона көчүрмиләрдә «вә сиңиллириңиз» дәп қошуп оқулиду. Һеч болмиғанда грек тилида «ака-иниләр» дегән сөз бир қериндаш «ача-сиңиллар»ни өз ичигә алатти.