1Вә шу күнләрдин бир күни у ибадәтханиниң һойлилирида хәлиққә тәлим берип хуш хәвәрни елан қиливатқанда, баш каһинлар вә Тәврат устазлири билән ақсақаллар униң алдиға келип униңдин: 2— Бизгә ейтқин: Сән қиливатқан бу ишларни қайси һоқуққа асасән қиливатисән? Саңа бу һоқуқни ким бәргән? — дәп сориди.
9У халайиққа муну тәмсилни сөзләшкә башлиди: — «Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, уни бағвәнләргә иҗаригә берип, өзи яқа жутқа берип у йәрдә узун вақит турупту. 10Үзүмләрни жиғидиған мәзгил кәлгәндә бағвәнләрниң үзүмзарлиқтики мевидин униңға беришкә қуллиридин бирини улариниң йениға әвәтипту. Лекин бағвәнләр уни уруп-думбалап қуруқ қол яндуруветипту.
11У йәнә башқа бир қулни әвәтипту. Лекин улар униму думбалап, харлап, йәнә қуруқ қол қайтуруветипту. 12У йәнә үчинчисини әвәтипту; улар униму уруп яриландуруп, талаға һайдап чиқириветипту. 13Ахирда үзүмзарлиқниң ғоҗайини: «Қандақ қилсам болар? Сөйүмлүк оғлумни әвәтәй; улар уни көрсә, һеч болмиғанда униң һөрмитини қилар?» дәпту. 14Бирақ бағвәнләр униң оғлини көрүп бир-бири билән мәслиһәтлишип: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни җайливетәйли, андин мирас бизниңки болиду» дейишипту. 15Шуниң билән улар уни үзүмзарлиқниң сиртиға ачиқип өлтүрүветипту. Әнди бундақ әһвалда үзүмзарлиқниң ғоҗайини уларни қандақ қилиду? 16У келип у бағвәнләрни йоқитип үзүмзарлиқни башқиларға тапшуриду».
28— Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта бизгә: «Аяли бар, амма пәрзәнт көрмигән киши өлүп кәтсә, өлгүчиниң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши керәк» — дәп язған.
29Әнди йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйләнгәндин кейин пәрзәнт көрмәй аләмдин өтти. 30Иккинчи қериндиши аялини әмригә елип, пәрзәнт көрмәй аләмдин өтти. 31Андин үчинчиси уни алди; шундақ қилип, йәттиси уни әмригә елип пәрзәнт көрмәй өлди. 32Һәммисидин кейин аялму өлди.
33Әнди тирилиш күнидә бу аял уларниң қайсисиниңки болар? Чүнки йәттиси уни хотунлуққа алған-дә?!
34Әйса уларға мундақ җавап бәрди:
— Бу аләмниң пәрзәнтлири өйлиниду, ятлиқ болиду. 35Лекин у аләмдин несивә болушқа, шундақла өлүкләрдин тирилишкә лайиқ саналғанлар өйләнмәйду, ятлиқ болмайду. 36Чүнки улар йәнә өлмәйду, пәриштиләргә охшаш болиду; «өлүмдин тирилиштин туғулған пәрзәнтләр» болғачқа, улар Худаниң оғуллиридур.
□20:15 «Шуниң билән улар уни үзүмзарлиқниң сиртиға ачиқип өлтүрүветипту» — бу Мәсиһниң Йерусалимниң сиртиға елип чиқилип кресткә миқлинидиғанлиғиға бир бешарәт.
□20:16 « Үзүмзарлиқниң ғоҗайини келип у бағвәнләрни йоқитип үзүмзарлиқни башқиларға тапшуриду» — бу сөзму бешарәт, әлвәттә.
□20:17 «Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди» — «Зәб.» 117:22. «Буҗәк теши» болса һәр қандақ имарәтниң улидики әң муһим уюлташ болуп, һул селинғанда биринчи болуп қоюлидиған таштур. Йәһудий каттивашлар һаятиниң бүҗәк теши болған Мәсиһни ташливәтмәкчи еди, вә дәрвәқә ташливәтти.
□20:28 «Аяли бар, амма пәрзәнт көрмигән киши өлүп кәтсә, өлгүчиниң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши керәк» — «Қан.» 25:5.
«Шуниң билән улар уни үзүмзарлиқниң сиртиға ачиқип өлтүрүветипту» — бу Мәсиһниң Йерусалимниң сиртиға елип чиқилип кресткә миқлинидиғанлиғиға бир бешарәт.
« Үзүмзарлиқниң ғоҗайини келип у бағвәнләрни йоқитип үзүмзарлиқни башқиларға тапшуриду» — бу сөзму бешарәт, әлвәттә.
«Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди» — «Зәб.» 117:22. «Буҗәк теши» болса һәр қандақ имарәтниң улидики әң муһим уюлташ болуп, һул селинғанда биринчи болуп қоюлидиған таштур. Йәһудий каттивашлар һаятиниң бүҗәк теши болған Мәсиһни ташливәтмәкчи еди, вә дәрвәқә ташливәтти.
Зәб. 117:22; Йәш. 8:14; 28:16; Мат. 21:42; Мар. 12:10; Рос. 4:11; Рим. 9:33; 1Пет. 2:4, 7.
«Бу «таш»қа жиқилған киши парә-парә болуп кетиду; лекин бу таш һәр кимниң үстигә чүшсә, уни кукум-талқан қиливетиду» — «таш» болса Мәсиһ өзи, әлвәттә. 17-айәтни көрүң. Әйсаниң бу сөзи тоғрилиқ «Матта»ға берилигән «қошумчә сөз»имиздики ««Зәб.» 117:22 тоғрилиқ» мәзмунни көрүң.
Йәш. 8:15; Дан. 2:34; Зәк. 12:3.
«улар сәмимий қияпәткә киривелип,...» — «сәмимий» грек тилида «һәққаний» дегән сөз билән ипадилиниду.
Мат. 22:16; Мар. 12:13.
«Рим императори Қәйсәр...» — Римниң һәр бир императориға «Қәйсәр» дегән нам-унван берәләтти; мәсилән Қәйсәр Авғустус, Қәйсәр Юлиус, Қәйсәр Тибериус қатарлиқлар. «Рим императори Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?» — әйни вақитта, Йәһудийлар римлиқларниң зулми астида яшаватқан еди. Әгәр Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәптин азатлиқни истигән кишиләр уни «Мана таза бир ялақчи, хаин екән» дәп тиллишатти. «Баҗ тапшурмаслиқ керәк» дегән болса, у Рим империйәсигә қарши чиққан болатти; андин улар уни Рим валийисиға әрз қилған болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан.
«Немишкә мени синимақчисиләр?» — мошу сөзләр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду.
«Маңа бир күмүч динар көрситиңлар» — «бир күмүч динар» грек тилида «бир динариус», Рим империйәсиниң пул бирлиги. Мошундақ пулниң йүзидә «адәмниң сүрити» көрситилгән болғачқа, Йәһудий моллилар мундақ пулни «муқәддәс ибадәтхана»ға елип киришини мәнъий қилған еди. Бир динар тәхминән бир адәмниң күнлүк иш һәққи болатти.
«Садуқийлар» — бу диний мәзһәп тоғрилиқ «Мат.» 16:1дики изаһатни вә «Тәбирләр»ни көрүң.
Мат. 22:23; Мар. 12:18; Рос. 23:8.
«Аяли бар, амма пәрзәнт көрмигән киши өлүп кәтсә, өлгүчиниң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши керәк» — «Қан.» 25:5.