□42:13 «Униңдин йәнә йәттә оғул, үч қиз туғулди» — Пәрвәрдигар Аюпқа «тирилиш» тоғрилиқ беваситә һеч қандақ гәп қилмиди. Бирақ тексттә (10-айәт) мундақ дейилиду: — «Пәрвәрдигар униңға бурунқидин икки һәссә көп бәрди». Һайванларниң сани болса икки һәссә дәриҗидә көпәйтилди. Мәсилән, әслидә униң йәттә миң қойи бар еди; һазир униң он төрт миң қойи бар болди, қатарлиқлар. Бирақ әслидә униң «он балиси, йәни йәттә оғли, үч қизи» бар еди; һазир болса униң он төрт оғли, алтә қизи бар болуш керәкқу? Әмәлийәттә у қиямәт күнидә қайтидин әслидики йәттә оғли, үч қизи билән җәм болиду. Шу чағда у һәқиқәтән он балилиқла әмәс, бәлки жигирмә балилиқ болиду. Аюп йеңи балилириниң онинчиси билән тохтап қелиши билән, бәлким бу «икки һәссә» дегән иш кәлгүсидә чоқум бир тирилишни көрситиду, мән әслидики он сөйүмлүк баламдин пәқәт вақитлиқ айрилдим, дәп ойлашқа башлиған болса керәк. Шуңа бизниңчә тирилиш тоғрилиқ бу ишлардин бешарәт алди. Демәк, «Пәрвәрдигар униңға бурунқидин икки һәссә көп бәрди» — қиямәт күни Аюп уларниң тирилдүрүлүши биләнла йәнила хошаллиқ билән улар билән җәм болуп, он төрт оғли, алтә қизи билән дидарлишип, «йеңи асман, йеңи зимин»да биллә олтирип ғизалиниду.
□42:14 «Йемимаһ» — «пахтәк» дегән мәнидә. «Кәзийә» — «дарчин» (хушпурақлиқ бир хил әтир) дегән мәнидә. «Кәрән-хапуқ» — «сүрмә мүңгүз» (сүрмигә толған бир мүңгүз) дегән мәнидә.
□42:15 «атиси уларни ака-укилири билән охшаш мирасхор қилди» — бәлким йеңи аилиси үчүн миннәтдарлиғини билдүрүш, яки униң һазирқи байлиқлириниң моллуғини билдүрүш үчүн шундақ қилған.
«Униңдин йәнә йәттә оғул, үч қиз туғулди» — Пәрвәрдигар Аюпқа «тирилиш» тоғрилиқ беваситә һеч қандақ гәп қилмиди. Бирақ тексттә (10-айәт) мундақ дейилиду: — «Пәрвәрдигар униңға бурунқидин икки һәссә көп бәрди». Һайванларниң сани болса икки һәссә дәриҗидә көпәйтилди. Мәсилән, әслидә униң йәттә миң қойи бар еди; һазир униң он төрт миң қойи бар болди, қатарлиқлар. Бирақ әслидә униң «он балиси, йәни йәттә оғли, үч қизи» бар еди; һазир болса униң он төрт оғли, алтә қизи бар болуш керәкқу? Әмәлийәттә у қиямәт күнидә қайтидин әслидики йәттә оғли, үч қизи билән җәм болиду. Шу чағда у һәқиқәтән он балилиқла әмәс, бәлки жигирмә балилиқ болиду. Аюп йеңи балилириниң онинчиси билән тохтап қелиши билән, бәлким бу «икки һәссә» дегән иш кәлгүсидә чоқум бир тирилишни көрситиду, мән әслидики он сөйүмлүк баламдин пәқәт вақитлиқ айрилдим, дәп ойлашқа башлиған болса керәк. Шуңа бизниңчә тирилиш тоғрилиқ бу ишлардин бешарәт алди. Демәк, «Пәрвәрдигар униңға бурунқидин икки һәссә көп бәрди» — қиямәт күни Аюп уларниң тирилдүрүлүши биләнла йәнила хошаллиқ билән улар билән җәм болуп, он төрт оғли, алтә қизи билән дидарлишип, «йеңи асман, йеңи зимин»да биллә олтирип ғизалиниду.
«Йемимаһ» — «пахтәк» дегән мәнидә. «Кәзийә» — «дарчин» (хушпурақлиқ бир хил әтир) дегән мәнидә. «Кәрән-хапуқ» — «сүрмә мүңгүз» (сүрмигә толған бир мүңгүз) дегән мәнидә.
«атиси уларни ака-укилири билән охшаш мирасхор қилди» — бәлким йеңи аилиси үчүн миннәтдарлиғини билдүрүш, яки униң һазирқи байлиқлириниң моллуғини билдүрүш үчүн шундақ қилған.