1Һәптиниң биринчи күни таң сәһәр, Магдаллиқ Мәрйәм қәбиргә барди вә қәбирниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди. 2Шуңа у жүгүргиничә келип Симон Петрус вә Әйса сөйгән һелиқи мухлисниң йениға келип, уларға:
— Улар Рәбни қәбирдин йөткиветипту, уни қәйәргә қойғинини билмидуқ! — деди.
3Петрус билән һелиқи мухлис ташқириға чиқип, қәбиргә қарап йол алди. 4Иккилән тәң жүгүрүп маңди, лекин һелиқи мухлис Петрустин тез жүгүрүп, қәбиргә биринчи болуп йетип барди. 5У еңишип ичигә қарап, канап кепәнләрниң у йәрдә йейиқлиқ турғанлиғини көрди, лекин ичкиригә кирмиди. 6Униңға әгишип кәлгән Симон Петрус йетип келип, қәбиргә кирди вә у йәрдә йейиқлиқ турған канап кепәнләрни, 7шундақла Әйсаниң бешиға оралған яғлиқниму көрди. Яғлиқ кепәнләр билән бир йәрдә әмәс, бәлки айрим йәрдә йөгәклик туратти.
8Андин қәбиргә авал кәлгән һелиқи мухлисму қәбиргә кирип, әһвални көрүп ишәнди 9(чүнки улар униң өлүмдин қайта тирилишиниң муқәррәрлиги һәққидә муқәддәс язмилардики бешарәтни техичә чүшәнмәйтти). 10Шуниң билән иккилән өз туралғулириға қайтишти.
Әйсаниң Магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнүши
Мар. 16:9-11
11Амма Мәрйәм болса қәбирниң сиртида туруп жиғлавататти. У жиғлап туруп қәбирниң ичигә еңишип қаривиди, 12мана ақ кийим кийгән икки пәриштә туратти; уларниң бири Әйсаниң җәсити қоюлған йәрниң баш тәрипидә, йәнә бири аяқ тәрипидә олтиратти.
13Улар Мәрйәмдин:
— Ханим, немишкә жиғлайсән? — дәп сориди.
— Рәббимни елип кетипту, уни нәгә қойғанлиғини биләлмәйватимән, — деди у уларға.
14У шу сөзләрни қилипла, кәйнигә бурулувиди, Әйсаниң шу йәрдә турғанлиғини көрди. Лекин у униң Әйса екәнлигини билмиди.
□20:8 «Андин қәбиргә авал кәлгән һелиқи мухлисму қәбиргә кирип, әһвални көрүп ишәнди» — «һелиқи мухлис» (Юһанна) немигә ишәнди? У шу кепәнләрни вә яғлиқниң шундақ рәтлик қоюлғанлиғини көрүп, Әйсаниң җәситини һеч ким оғрилимиди, бәлки у чоқум өлүмдин тирилди, дәп ишәнди.
□20:9 «униң өлүмдин қайта тирилиши..» — грек тилида «униң өлгәнләрниң арисидин тирилиши...». «униң өлүмдин қайта тирилишиниң муқәррәрлиги һәққидә муқәддәс язмилардики бешарәт...» — биз башқа йәрләрдә көрсәткинимиздәк, Тәврат-Зәбурда Мәсиһниң өлүмдин тирилишини көрситидиған нурғун бешарәтләр бардур.
«Андин қәбиргә авал кәлгән һелиқи мухлисму қәбиргә кирип, әһвални көрүп ишәнди» — «һелиқи мухлис» (Юһанна) немигә ишәнди? У шу кепәнләрни вә яғлиқниң шундақ рәтлик қоюлғанлиғини көрүп, Әйсаниң җәситини һеч ким оғрилимиди, бәлки у чоқум өлүмдин тирилди, дәп ишәнди.
«униң өлүмдин қайта тирилиши..» — грек тилида «униң өлгәнләрниң арисидин тирилиши...». «униң өлүмдин қайта тирилишиниң муқәррәрлиги һәққидә муқәддәс язмилардики бешарәт...» — биз башқа йәрләрдә көрсәткинимиздәк, Тәврат-Зәбурда Мәсиһниң өлүмдин тирилишини көрситидиған нурғун бешарәтләр бардур.
Зәб. 15:10; Рос. 2:25,31; 13:35.
«Шуниң билән иккилән өз туралғулириға қайтишти» — «өз туралғулириға» грек тилида «өзлириниңкигә» яки «өзлириниңкиләргә».