— Әйса исимлиқ бир киши түкүрүгидин лай қилип көзлиримгә сүрүп қоювиди, маңа: «Силоам көлчигигә берип жуювәткин» дегән еди. Мән берип жуювидим, көрәләйдиған болдум.
12— У һазир қәйәрдә? — дәп сорашти улар.
— Билмәймән, — деди у.
Пәрисийләрниң мөҗизини сүрүштүрүши
13Халайиқ илгири қариғу болған бу адәмни Пәрисийләрниң алдиға елип беришти 14(әслидә Әйса лай қилип бу адәмниң көзлирини ачқан күн дәл шабат күни еди). 15Шуниң билән Пәрисийләр қайтидин бу адәмдин қандақ көрәләйдиған болғинини соривиди, у уларға: — У көзлиримгә лай сүрүп қойди, мән жуювидим вә мана, көрәләйдиған болдум! — деди.
16Шуниң билән Пәрисийләрдин бәзилири:
— У адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки у шабат күнини тутмайду, — дейишти.
Йәнә бәзилири:
— У гунакар адәм болса, қандақларчә бундақ мөҗизилик аламәтләрни яриталайтти? — дейишти.
□9:24 «Худаға шан-шәрәп берип қәсәм қил» — Әслидә грек тилида «қәсәм қил» дегән сөз йоқ еди. Бу айәттә шу сөз болмисиму, шу мәнә чиқип туриду (мәсилән «Йәшуа» 7:19ни көрүң). Шуниң үчүн бу җүмлиниң мәнаси «Әйсаға әмәс, бәлки Худаға шан-шәрәп бәр» дегәнлик әмәс, бәлки «Худани улуқлаш үчүн раст гәп қил, бу мөҗизә әслидә чоң бир алдамчилиқ әмәсму?» дегәндәк.
«мени Әвәткүчиниң әмәллирини ада қилишим керәк» — яки «мени Әвәткүчиниң әмәллирини ада қилишимиз керәк». «Кәч кирсә, шу чағда һеч ким иш қилалмайду» — Әйсаниң йәр йүзидә болидиған хизмитигә бәлким пәқәт алтә ай қалған болса керәк.
Йәш. 42:6; Луқа 2:32; Юһ. 1:9; 8:12; 12:35,46; Рос. 13:47.
Мар. 8:23.
«Силоам» — Ибраний тилида «Силоһа». « Әйса униңға: «Силоам көлчиги»гә берип жуювәткин» деди... һелиқи адәм берип жуювиди, көзи көридиған болуп қайтип кәлди» — бу кор адәм ибадәтханиға йеқин җайда тиләмчилик қилип олтарған болса, ибадәтханидин «Силоам көлчиги»гә бир километрдәк келәтти. Шуниң үчүн бу сәпәр кор адәмниң ишәшигә нисбәтән хелә бир синақ еди. Лай қаттиқлашқандин кейин у көзлирини һеч ачалмиған һалда мошу узун йолни меңиши керәк еди. Бу кор адәм үчүн интайин еғир еди, әлвәттә. Униң үстигә йолни бекар маңса көп «тиләмчилик вақти» исрап болуп кетәтти.
Рос. 3:2.
Мат. 12:1; Мар. 2:23; Луқа 6:1; Юһ. 5:9.
«У адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки у шабат күнини тутмайду» — улар «у шабат күнини тутмайду» дәйду. Чүнки улар Әйсаниң түкүрүгидин лай қилишни «әмгәк қилиш», шундақла шабатниң «дәм елиш принсипи»ни бузуш, дәп қарайтти. Әйса болса «Атамниң әмәллирини ада қилишим керәк» дегән еди (4-айәт). Демәк, «иш қилғучи» яки «әмәл қилғучи» әслидә Худа Өзидур. Униңдин башқа ким шундақ мөҗизә яритайтти?
Юһ. 3:2; 7:12; 9:33; 10:19.
Луқа 7:16; 24:19; Юһ. 4:19; 6:14.
«Йәһудийлар кимдәким Әйсани Мәсиһ дәп етирап қилса, у синагог җамаитидин қоғлап чиқирилсун дәп қарар қилған еди» — «синагогтин чиқирилиш»ниң нәтиҗиси, җәмийәттикиләрдин һеч ким синагогтин чиқирилған киши билән барди-кәлди қилмайтти.
Юһ. 7:13; 12:42.
«Худаға шан-шәрәп берип қәсәм қил» — Әслидә грек тилида «қәсәм қил» дегән сөз йоқ еди. Бу айәттә шу сөз болмисиму, шу мәнә чиқип туриду (мәсилән «Йәшуа» 7:19ни көрүң). Шуниң үчүн бу җүмлиниң мәнаси «Әйсаға әмәс, бәлки Худаға шан-шәрәп бәр» дегәнлик әмәс, бәлки «Худани улуқлаш үчүн раст гәп қил, бу мөҗизә әслидә чоң бир алдамчилиқ әмәсму?» дегәндәк.