5
Көлчәк бойидики паләчниң сақайтилиши
1 Бу ишлардин кейин, Йәһудийларниң бир һейти йетип кәлди вә Әйса Йерусалимға чиқти.■ 2 Йерусалимдики «Қой дәрвазиси»ниң йенида ибраний тилида «Бәйт-Әсда» дәп атилидиған бир көлчәк болуп, униң әтрапида бәш пешайван бар еди. 3 Бу пешайванлар астида бир топ бемарлар, йәни қариғу, токур вә паләчләр йетишатти. Улар у йәрдә йетип көлчәкниң сүйиниң чайқилишини күтәтти.□ 4 Чүнки бир пәриштә мәлум вақитларда көлчәккә чүшүп суни урғутидикән; су урғуғанда көлчәккә биринчи болуп чүшкән киши өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән.□ 5 Әнди у йәрдә оттуз сәккиз жилдин бери ағриқ азави тартқан бир бемар бар еди. 6 Әйса бу адәмниң шу йәрдә ятқинини көрди вә униң узундин шу һаләттә екәнлигини билип, униңдин:
— Сақийишни халамсән? — дәп сориди.
7 Бемар униңға җававән:
— Тәхсир, су чайқалғанда мени суға чүшүридиған адимим йоқ. Мән чүшәй дегичә, башқилар мениң алдимда чүшүвалиду, — деди.
8 Әйса униңға:
— Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин! — деди.■
9 Һелиқи адәм шуан сақийип, орун-көрписини жиғиштуруп көтирип маңди. Шу күни шабат күни еди. □ ■ 10 Шуңа бәзи Йәһудийлар сақайған кишигә:
— Бүгүн шабат күни турса, орун-көрпәңни көтириш Тәвратта саңа мәнъий қилинған! — деди.■
11 Лекин у уларға җававән:
— Мени сақайтқан киши өзи маңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин» дегән еди! — деди.
12 Улар униңдин: — Әнди саңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин» дегән киши ким екән? — дәп сорашти.
13 Бирақ сақайған адәм униң ким екәнлигини билмәйтти. Чүнки у йәрдә адәм көп болғанлиқтин, Әйса өзини далдиға елип, астиғина кетип қалди. 14 Бу ишлардин кейин Әйса һелиқи адәмни ибадәтханида тепип униңға:
— Мана, сақайдиң. Әнди қайта гуна садир қилма, бешиңға техиму еғир күлпәт чүшүп қалмисун! — деди.■
15 Һелиқи адәм Йәһудийларниң қешиға берип, өзини сақайтқан Әйса екәнлигини уқтурди. 16 Әйса бу ишларни шабат күни қилғанлиғи үчүн, Йәһудийлар униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди. □ 17 Лекин Әйса уларға:
— Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, мәнму ишләймән! — деди.□ ■
18 Шу сәвәптин Йәһудийлар уни өлтүрүшкә техиму урунатти; чүнки у шабат күниниң қаидисини бузупла қалмастин, йәнә Худани «Атам» дәп чақирип, өзини Худаға баравәр қилған еди.■
Әйсаниң һоқуқи
19 Шуңа Әйса уларға җававән мундақ деди:
— Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, Оғул өзлүгидин һеч немә қилалмайду, бәлки пәқәт Атиниң немә қиливатқанлиғини көрүп, андин шу ишни қилиду. Ата немә иш қилса, Оғулму шу ишни охшашла қилиду. ■ 20 Чүнки Ата Оғулни сөйиду вә Өзиниң қилидиған барлиқ ишлирини униңға аян қилиду һәм силәрни һәйран қалдурушқа булардин техиму зор вә улуқ ишларни униңға аян қилиду. □ ■ 21 Чүнки өлгәнләрни Ата қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғулму шуниңға охшаш өзи халиған кишиләргә һаятлиқ ата қилиду. □ 22 Шуниңдәк, Ата Өзи һеч кимниң үстидин һөкүм чиқармайду, бәлки барлиқ һөкүм ишлирини Оғулға тапшурған. ■ 23 Буниңдин мәхсәт, — инсанларниң һәммиси Атиға һөрмәт қилғандәк, Оғулғиму охшашла һөрмәт қилиши үчүндур. Кимки Оғулни һөрмәтлимисә, уни әвәткүчи Атиниму һөрмәтлимигәнләрдин болиду. ■ 24 — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, сөзүмни аңлап, мени Әвәткүчигә ишәнгән һәр ким мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду; у адәм сораққа тартилмайду, бәлки өлүмдин һаятлиққа өткән болиду.■
25 — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, өлүкләрниң Худаниң Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики, аңлиғанлар һаятлиққа егә болиду. □ ■ 26 Чүнки Ата Өзидә қандақ һаятлиққа егә болса, Оғулғиму өзидә шундақ һаятлиққа егә болушни ата қилди □ 27 вә йәнә униңға сорақ қилиш һоқуқиниму бәрди, чүнки у Инсаноғлидур. 28 Буниңға тәәҗҗүп қилмаңлар; чүнки барлиқ гөрдә ятқанлар униң авазини аңлайдиған вақит келиду ■ 29 вә улар шуан йәрликлиридин чиқишиду, яхшилиқ қилғанлар һаятқа тирилиду, яманлиқ қилғанлар сораққа тартилишқа тирилиду. ■ 30 Мән өзлүгүмдин һеч немә қилалмаймән, пәқәт Атамдин аңлиғиним бойичә һөкүм қилимән; вә мениң һөкүмүм һәққанийдур, чүнки мениң издигиним өзүмниң ирадиси әмәс, бәлки мени әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруштур.■
Әйсаниң Худа әвәткини болғиниға төрт гувалиқ
31 — Әгәр өзүм үчүн өзүм гувалиқ бәрсәм гувалиғим һәқиқәт һесапланмайду. □ ■ 32 Лекин мән үчүн гувалиқ беридиған башқа бириси бар. Униң маңа беридиған гувалиқиниң растлиғини билимән. □ ■ 33 Силәр Йәһяға әлчи әвәткиниңларда, у һәқиқәткә гувалиқ бәргән ■ 34 (әмәлийәттә , маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ; мениң Йәһя тоғрилиқ шундақ ейтивақиним пәқәтла силәрниң қутқузулушуңлар үчүндур). □ 35 Йәһя болса көйүп нур чечип турған бир чирақ еди вә силәр униң йоруғида бир мәзгил шатлинишқа рази болдуңлар. 36 Лекин Йәһяниң мән үчүн бәргән гувалиғидинму улуқ бир гувалиқ бар. У болсиму, ата маңа ада қилишқа тапшурған әмәлләр, йәни мән қиливатқан әмәлләр, булар мениң тоғрамда Атиниң мени әвәткинигә гувалиқ бериду. □ ■ 37 Вә мени әвәткән Ата Өзиму мән үчүн гувалиқ бәргәндур. Силәр һеч қачан униң авазини аңлимидиңлар, қияпитини көрмидиңлар ■ 38 вә униң сөз-калами силәрниң ичиңлардин орун алмиди; чүнки Униң әвәткини болса, униңға ишәнмәйсиләр.
39 Муқәддәс язмиларни қетирқенип оқуп олтирисиләр; чүнки улардин мәңгүлүк һаятқа егә болдуқ, дәп қарайсиләр. Дәл бу язмилар мән үчүн гувалиқ бәргүчидур. ■ 40 Шундақтиму силәр йәнила һаятлиққа еришиш үчүн мениң йенимға келишни халимайсиләр.
41 Мән инсанларниң махтишини қобул қилмаймән; 42 лекин мән силәрни билимәнки, ичиңларда Худаниң муһәббити йоқ. □ 43 Мән Атамниң нами билән кәлгәнмән, амма силәр мени қобул қилмайсиләр. Һалбуки, башқа бириси өз нами билән кәлсә, силәр уни қобул қилисиләр. □ 44 Силәр бир-бириңлардин иззәт-шөһрәт қобул қилисиләр-ю, йеганә Худадин кәлгән иззәт-шөһрәткә интилмисәңләр, ундақта силәр қандақму етиқат қилалайсиләр?!■
45 Бирақ мени үстимиздин Атиға шикайәт қилиду, дәп ойлимаңлар. Үстүңлардин шикайәт қилғучи мән әмәс, бәлки силәр үмүт бағлиған Муса пәйғәмбәрдур . 46 Чүнки әгәр силәр растин Муса пәйғәмбәргә ишәнгән болсаңлар, маңиму ишәнгән болаттиңлар. Чүнки у муқәддәс язмиларда мән тоғрилиқ пүткәндур. ■ 47 Лекин униң пүткәнлиригә ишәнмисәңлар, мениң сөзлиримгә қандақму ишинисиләр?!
Notes
■ 5:1
Лав. 23:2 ; Қан. 16:1 .
□ 5:3
«паләчләр» — яки «йиглигәнләр».
□ 5:4
«чүнки бир пәриштә мәлум вақитларда көлчәккә чүшүп суни урғутидикән; су урғуғанда көлчәккә биринчи болуп чүшкән киши өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән» — 3-айәттики «улар йетип... 4-айәттики «...өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән» дегән сөзләргичә бәзи көна көчүрмиләрдә тепилмайду. Амма бизниңчә, бу сөзләр 7-айәттики сөзләрни чүшәндүргәнлиги үчүн бу сөзләрни чоқум әслидики текстниң бир қисми дәп қараймиз.
■ 5:8
Мат. 9:6 ; Мар. 2:11 ; Луқа 5:24 .
□ 5:9
«шабат күни» — Йәһудийларниң ибадәт қилидиған, дәм алидиған муқәддәс күнини көрситиду. У күни ишләш қәтъий мәнъий қилинған. «Тәбирләр»ниму көрүң.
■ 5:9
Юһ. 9:14 .
■ 5:10
Мис. 20:10 ; Қан. 5:13 ; Йәр. 17:21 ; Мат. 12:2 ; Мар. 2:24 ; Луқа 6:2 .
■ 5:14
Мат. 12:45 ; Юһ. 8:11 .
□ 5:16
«Йәһудийлар униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди» — «Йәһудийлар» мошу йәрдә бәлким Йәһудий чоңлар, һөкүмдарларни көрситиши мүмкин. Бәзи кона көчүрмиләрдә «вә уни өлтүрүшни қәстләшкә башлиди» дәп қошулиду.
□ 5:17
«Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, мәнму ишләймән!» — «Атам» — Худа, әлвәттә. Әйса Йәһудий һөкумдарларниң «Немә үчүн шабат күни иш қилисән» дегән соалиға бәргән җавап қисқа болғини билән бу Йәһудий өлималириға төвәндикидәк мәнини билдүриду: — «Худа Өзи һәрдайим, җүмлидин шабат күнидә ишлимәмду? У дайим Өз қанунийәтлири бойичә пүткүл аләмни өз-өзигә туташтуруп, һәммә мәвҗудатларни бир-биригә бағландуруп турмамду? У шабат күнидиму бәзи инсанларниң җенини елип, бәзилирини сақайтип, бәзилиригә һаят бәрмәмду? У мениң Атам болған екән, мән униңға һәмкарлашмисам болмайду!». Йәһудийлар униң бу җававидин униң Худа билән ата-оғуллуқ зич мунасивәттә дегинини тоғра чүшәнгини билән, лекин бу сөзини «күпүрлүк» дәп қариди (18-айәт).
■ 5:17
Юһ. 14:10 .
■ 5:18
Юһ. 7:19 .
■ 5:19
Йәш. 54:5 ; Юһ. 3:30 ; 8:38 ; 9:4 ; 10:30 ; 14:9 ; 17:5 .
□ 5:20
«...һәм силәрни һәйран қалдурушқа булардин техиму зор вә улуқ ишларни униңға аян қилиду» — шүбһисизки, «техиму зор вә улуқ ишлар» Оғулға аян қилиниду вә шундақла униң арқилиқ башқиларғиму аян қилиниду. Бу «улуқ вә зор (грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду) ишлар» 21-22-айәтләрдә баян қилиниду; у Оғул сүпитидә болғачқа, халиса бу ишларни (Худа Өзи қилидиғандәк) шабат күнидиму қилиш һоқуқи бар.
■ 5:20
Юһ. 1:2 ; 3:35 ; 7:16 ; 8:28 ; 14:24 .
□ 5:21
«Чүнки өлгәнләрни ата қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғулму шуниңға охшаш өзи халиған кишиләргә һаятлиқ ата қилиду» — шүбһисизки, бу сөзләр һәм җисманий һәм роһий мәнидә ейтилиду.
■ 5:22
Мат. 11:27 ; Юһ. 3:35 .
■ 5:23
Юһ. 2:23 .
■ 5:24
Луқа 23:43 ; Юһ. 3:18 ; 6:40, 47; 8:51.
□ 5:25
«... өлүкләрниң Худаниң Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики, аңлиғанлар һаятлиққа егә болиду» — бу сөзләр, шүбһисики, болупму роһий җәһәттики өлүкләрни көрситиду («вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики,...»). Чүнки 28-айәттә җисманий өлүкләр айрим көрситилиду.
■ 5:25
Әф. 2:1, 5; 1Тим. 5:6 .
□ 5:26
«Чүнки Ата Өзидә қандақ һаятлиққа егә болса, Оғулғиму өзидә шундақ һаятлиққа егә болушни ата қилди» — башқа бир хил яхши тәрҗимиси «Чүнки Ата Өзи қандақ һаятлиқ мәнбәси болса, Оғулниму шундақ һаятлиқ мәнбәси қилди...».
■ 5:28
1Тес. 4:16 .
■ 5:29
Дан. 12:2 ; Мат. 25:34,46 .
■ 5:30
Юһ. 6:38 .
□ 5:31
«Әгәр өзүм үчүн өзүм гувалиқ бәрсәм гувалиғим һәқиқәт һесапланмайду» — «һәқиқәт һесапланмайду» грек тилида «һәқиқәт әмәс».
■ 5:31
Юһ. 8:14 .
□ 5:32
«Лекин мән үчүн гувалиқ беридиған башқа бириси бар. Униң маңа беридиған гувалиқиниң растлиғини билимән» — Әйса ейтқан бу муһим «гувалиқ беридиған башқа бириси» Йәһя пәйғәмбәр әмәс, бәлки Худаатиси Өзидур. 34-айәтни көрүң («маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ»).
■ 5:32
Йәш. 42:1 ; Мат. 3:17 ; 17:5 .
■ 5:33
Юһ. 1:15, 19, 27.
□ 5:34
«әмәлийәттә, маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ» — Грек тилида «өзүм тоғрилиқ инсанларниң гувақлиғини қобул қилмаймән» «мениң Йәһя тоғрилиқ шундақ ейтивақиним пәқәтла силәрниң қутқузулушуңлар үчүнду» — демәк, силәр Пәрийсиләр Йәһя пәйғәмбәрниң өзүм тоғрилиқ («мана Мәсиһ-Қутқузғучи!» дегән) гувалиқини қобул қилсаңлар, ниҗат тапалайсиләр.
□ 5:36
«мән қиливатқан әмәлләр, булар мениң тоғрамда Атиниң мени әвәткинигә гувалиқ бериду» — «мән қиливатқан әмәлләр» — Әйса яритиватқан көп мөҗизиләрдин ибарәт.
■ 5:36
Юһ. 10:25 ; 1Юһа. 5:9.
■ 5:37
Мис. 33:20 ; Қан. 4:12 ; Мат. 3:17 ; 17:5 ; Мар. 1:11 ; 9:7 ; Луқа 3:22 ; 9:35 ; Юһ. 1:33 ; 6:27 ; 8:18 ; 1Тим. 6:16 ; 2Пет. 1:17 ; 1Юһа. 4:12.
■ 5:39
Қан. 18:18 ; Йәш. 34:16 ; Луқа 16:29 ; 24:27 ; Юһ. 1:46 ; Рос. 17:11 .
□ 5:42
«ичиңларда Худаниң муһәббити йоқ» — яки «Худаға болған муһәббитиңлар йоқ».
□ 5:43
«Һалбуки, башқа бириси өз нами билән кәлсә, силәр уни қобул қилисиләр» — «башқа бириси» — шүбһисизки, бу сөз көп «сахта Мәсиһ»ләрни, болупму ахирқи заманда пәйда болған дәҗҗални көрситиду. Буниңдин бир мисал, миладийә 135-жили өзини «Мәсиһ болимән» дегән, «Бар-Қоқба» исимлиқ дәҗҗалдәк бир шәхс Пәләстиндә пәйда болған вә нурғун Йәһудий хәлқи униң тәрипидин алданған. Улар униңға әгишип, Рим империйәси билән қаршилишишқа чиқип, ахир берип Римниң қошунлири тәрипидин йоқитилған.
■ 5:44
Юһ. 12:43 .
■ 5:46
Яр. 3:15 ; 22:18 ; 26:4 ; 28:14 ; Қан. 18:18 .
Лав. 23:2; Қан. 16:1.
«паләчләр» — яки «йиглигәнләр».
«чүнки бир пәриштә мәлум вақитларда көлчәккә чүшүп суни урғутидикән; су урғуғанда көлчәккә биринчи болуп чүшкән киши өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән» — 3-айәттики «улар йетип... 4-айәттики «...өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән» дегән сөзләргичә бәзи көна көчүрмиләрдә тепилмайду. Амма бизниңчә, бу сөзләр 7-айәттики сөзләрни чүшәндүргәнлиги үчүн бу сөзләрни чоқум әслидики текстниң бир қисми дәп қараймиз.
Мат. 9:6; Мар. 2:11; Луқа 5:24.
«шабат күни» — Йәһудийларниң ибадәт қилидиған, дәм алидиған муқәддәс күнини көрситиду. У күни ишләш қәтъий мәнъий қилинған. «Тәбирләр»ниму көрүң.
Юһ. 9:14.
Мис. 20:10; Қан. 5:13; Йәр. 17:21; Мат. 12:2; Мар. 2:24; Луқа 6:2.
Мат. 12:45; Юһ. 8:11.
«Йәһудийлар униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди» — «Йәһудийлар» мошу йәрдә бәлким Йәһудий чоңлар, һөкүмдарларни көрситиши мүмкин. Бәзи кона көчүрмиләрдә «вә уни өлтүрүшни қәстләшкә башлиди» дәп қошулиду.
«Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, мәнму ишләймән!» — «Атам» — Худа, әлвәттә. Әйса Йәһудий һөкумдарларниң «Немә үчүн шабат күни иш қилисән» дегән соалиға бәргән җавап қисқа болғини билән бу Йәһудий өлималириға төвәндикидәк мәнини билдүриду: — «Худа Өзи һәрдайим, җүмлидин шабат күнидә ишлимәмду? У дайим Өз қанунийәтлири бойичә пүткүл аләмни өз-өзигә туташтуруп, һәммә мәвҗудатларни бир-биригә бағландуруп турмамду? У шабат күнидиму бәзи инсанларниң җенини елип, бәзилирини сақайтип, бәзилиригә һаят бәрмәмду? У мениң Атам болған екән, мән униңға һәмкарлашмисам болмайду!». Йәһудийлар униң бу җававидин униң Худа билән ата-оғуллуқ зич мунасивәттә дегинини тоғра чүшәнгини билән, лекин бу сөзини «күпүрлүк» дәп қариди (18-айәт).
Юһ. 14:10.
Юһ. 7:19.
Йәш. 54:5; Юһ. 3:30; 8:38; 9:4; 10:30; 14:9; 17:5.
«...һәм силәрни һәйран қалдурушқа булардин техиму зор вә улуқ ишларни униңға аян қилиду» — шүбһисизки, «техиму зор вә улуқ ишлар» Оғулға аян қилиниду вә шундақла униң арқилиқ башқиларғиму аян қилиниду. Бу «улуқ вә зор (грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду) ишлар» 21-22-айәтләрдә баян қилиниду; у Оғул сүпитидә болғачқа, халиса бу ишларни (Худа Өзи қилидиғандәк) шабат күнидиму қилиш һоқуқи бар.
Юһ. 1:2; 3:35; 7:16; 8:28; 14:24.
«Чүнки өлгәнләрни ата қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғулму шуниңға охшаш өзи халиған кишиләргә һаятлиқ ата қилиду» — шүбһисизки, бу сөзләр һәм җисманий һәм роһий мәнидә ейтилиду.
Мат. 11:27; Юһ. 3:35.
Юһ. 2:23.
Луқа 23:43; Юһ. 3:18; 6:40, 47; 8:51.
«... өлүкләрниң Худаниң Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики, аңлиғанлар һаятлиққа егә болиду» — бу сөзләр, шүбһисики, болупму роһий җәһәттики өлүкләрни көрситиду («вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики,...»). Чүнки 28-айәттә җисманий өлүкләр айрим көрситилиду.
Әф. 2:1, 5; 1Тим. 5:6.
«Чүнки Ата Өзидә қандақ һаятлиққа егә болса, Оғулғиму өзидә шундақ һаятлиққа егә болушни ата қилди» — башқа бир хил яхши тәрҗимиси «Чүнки Ата Өзи қандақ һаятлиқ мәнбәси болса, Оғулниму шундақ һаятлиқ мәнбәси қилди...».
1Тес. 4:16.
Дан. 12:2; Мат. 25:34,46.
Юһ. 6:38.
«Әгәр өзүм үчүн өзүм гувалиқ бәрсәм гувалиғим һәқиқәт һесапланмайду» — «һәқиқәт һесапланмайду» грек тилида «һәқиқәт әмәс».
Юһ. 8:14.
«Лекин мән үчүн гувалиқ беридиған башқа бириси бар. Униң маңа беридиған гувалиқиниң растлиғини билимән» — Әйса ейтқан бу муһим «гувалиқ беридиған башқа бириси» Йәһя пәйғәмбәр әмәс, бәлки Худаатиси Өзидур. 34-айәтни көрүң («маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ»).
Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5.
Юһ. 1:15, 19, 27.
«әмәлийәттә, маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ» — Грек тилида «өзүм тоғрилиқ инсанларниң гувақлиғини қобул қилмаймән» «мениң Йәһя тоғрилиқ шундақ ейтивақиним пәқәтла силәрниң қутқузулушуңлар үчүнду» — демәк, силәр Пәрийсиләр Йәһя пәйғәмбәрниң өзүм тоғрилиқ («мана Мәсиһ-Қутқузғучи!» дегән) гувалиқини қобул қилсаңлар, ниҗат тапалайсиләр.
«мән қиливатқан әмәлләр, булар мениң тоғрамда Атиниң мени әвәткинигә гувалиқ бериду» — «мән қиливатқан әмәлләр» — Әйса яритиватқан көп мөҗизиләрдин ибарәт.
Юһ. 10:25; 1Юһа. 5:9.
Мис. 33:20; Қан. 4:12; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Юһ. 1:33; 6:27; 8:18; 1Тим. 6:16; 2Пет. 1:17; 1Юһа. 4:12.
Қан. 18:18; Йәш. 34:16; Луқа 16:29; 24:27; Юһ. 1:46; Рос. 17:11.
«ичиңларда Худаниң муһәббити йоқ» — яки «Худаға болған муһәббитиңлар йоқ».
«Һалбуки, башқа бириси өз нами билән кәлсә, силәр уни қобул қилисиләр» — «башқа бириси» — шүбһисизки, бу сөз көп «сахта Мәсиһ»ләрни, болупму ахирқи заманда пәйда болған дәҗҗални көрситиду. Буниңдин бир мисал, миладийә 135-жили өзини «Мәсиһ болимән» дегән, «Бар-Қоқба» исимлиқ дәҗҗалдәк бир шәхс Пәләстиндә пәйда болған вә нурғун Йәһудий хәлқи униң тәрипидин алданған. Улар униңға әгишип, Рим империйәси билән қаршилишишқа чиқип, ахир берип Римниң қошунлири тәрипидин йоқитилған.
Юһ. 12:43.
Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 28:14; Қан. 18:18.