1Андин Шимшон Газаға барди, у у йәрдә бир паһишә аялни көрүп, кирип униң билән йеқинчилиқ қилди. 2Лекин Газалиқлар бирисиниң: — Шимшон бу йәргә кәлди, дегинини аңлап, шәһәрни қоршап, кечичә шәһәрниң қовуқида үн чиқармай марап турди вә: Әтә таң йоруғанда уни өлтүримиз, — дейишти.
3Шимшон йерим кечигичә ятти; андин орнидин туруп шәһәр қовуқиниң икки қанитини тутуп, уни икки кешики вә балдақ-тақиқи билән қошуп, бирақла қомуруп, өшнисигә артип Һебронниң удулидики таққа елип чиқип кәтти.
4Кейин у Сорәк җилғисида олтиришлиқ Дилилаһ исимлиқ бир аялни көрүп, униңға ашиқ болуп қалди. 5Буни билип Филистийләрниң әмирлири у аялниң қешиға берип униңға: — Сән уни алдап, униң күчтүңгүрлүгиниң зади нәдин болғанлиғини колап сорап, бизниң қандақ қилсақ уни йеңәләйдиғанлиғимизни, уни бағлап бойсундуралайдиғанлиғимизни ейтип бәрсәң, биз һәр биримиз саңа бир миң бир йүз күмүч тәңгә беримиз, — деди.
7Шимшон униңға җававән: — Адәмләр мени йәттә тал қурутулмиған йеңи я киричи билән бағлиса, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди.
8Шуниң билән Филистийләрниң әмирлири йәттә тал қурутулмиған йеңи я киричини елип келип, бу аялға беривиди, у бу киричләр билән уни бағлап қойди 9(Дилилаһ бир нәччә адәмни һуҗрида пайлап турушқа йошуруп қойған еди). У Шимшонға: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди.
23Кейин, Филистийләрниң әмирлири өз илаһи болған Дагон үчүн чоң бир қурбанлиқ өткүзүшкә һәм тәбрикләп шатлинишқа жиғилди. Чүнки улар: — Мана, илаһимиз дүшминимиз болған Шимшонни қолимизға тапшуруп бәрди, — дейишти.
24Хәлиқ Шимшонни көргәндә, өз илаһини даңлап: — Илаһимиз болса, жутимизни вәйран қилғучини, адәмлиримизни көп өлтүргән дүшминимизни қолимизға чүшүрүп бәрди! — дейишти.
25Улар таза шат-хурамлиқ кәйпигә чөмүп: — Шимшон кәлтүрүлсун, у бизгә бир оюн көрситип бәрсун, дейишти; улар Шимшонни зиндандин елип чиқти. У уларниң алдида оюн көрсәтти. Әнди улар уни икки түврүкниң оттурисида тохтитип қойған еди. 26Шуниң билән Шимшон қолини тутуп турған жигиткә: — Мени қоювәт, өйни көтирип турған түврүкләрни силап, уларға йөлинивалғили қойғайсән, — деди.
27У чағда өй әр-аяллар билән лиқ толған еди, Филистийләрниң әмирлириниң һәммисиму шу йәрдә еди; өгүздиму Шимшонниң көрситиватқан оюнини көрүватқан тәхминән үч миңчә әр-аял бар еди.
28Шимшон Пәрвәрдигарға нида қилип: — Әй Рәб Пәрвәрдигар, мени яд қилип пәқәт мошу бир қетим маңа күч ата қилғайсән; и Худа, шуниң билән икки көзүмниң интиқамини Филистийләрдин бир йолила алғузғайсән! — деди.
29Шимшон шуларни дәп өйни көтирип турған оттуридики икки түврүкни тутувалди; бирини оң қоли билән, йәнә бирини сол қоли билән тутуп, уларға тайинип турди.
30Андин: «Филистийләр билән бирликтә өлүп кәтсәм!» дәп бәдинини егип күчини жиғип иттиривиди, өй өрүлүп, у йәрдики әмирләр билән барлиқ хәлиқниң үстигә чүшти. Буниң билән өз өлүми билән өлтүргән адәмләр униң тирик вақтида өлтүргәнлиридин көп болди. 31Андин кейин униң қериндашлири вә атисиниң барлиқ җәмәти чүшүп, уни көтирип, Зореаһ билән Әштаолниң оттурисиға елип берип, атиси Маноаһниң қәбридә дәпнә қилди. У жигирмә жил Исраилға һаким болған еди.