1Яқуп болса атиси мусапир болуп турған йәрдә, йәни Қанаан зиминида олтирақлашти.
2Төвәндикиләр Яқуп әвлатлириниң иш-излиридур.
Йүсүп жигит болуп он йәттә яшқа киргән чағлирида, акилири билән биллә қойларни бақатти; у атисиниң кичик хотунлири Билһаһ вә Зилпаһниң оғуллири билән биллә ишләйтти. Йүсүп атисиға уларниң начар қилиқлирини ейтип қоятти. 3Йүсүп Исраилниң қериған вақтида тапқан балиси болғачқа, уни башқа оғуллиридин бәкрәк яхши көрәтти. Шуңа у Йүсүпкә узун йәңлик тон тиктүрүп бәрди. 4Амма акилири атисиниң уни өзлиридин яхши көридиғинини көрүп, униңға өч болуп қалған еди вә униңға чирайлиқ гәп қилматти.
5Униң үстигә Йүсүп бир чүш көргән болуп, уни акилириға дәп беривиди, улар униңға техиму өч болуп кәтти. 6Йүсүп уларға мундақ деди: — Мениң көргән шу чүшүмни аңлап беқиңлар. 7Мана, биз һәммимиз етизларда ашлиқларни бағлаватқидәкмиз. Қарисам мениң өнчәм өрә туруптидәк; силәрниң өнчәңлар болса мениң өнчәмниң чөрисигә олишип тазим қилип турғидәк! — деди.
9Кейин у йәнә бир чүш көрди вә чүшини акилириға дәп: — Мана, мән йәнә бир чүш көрдүм. Қарисам, қуяш билән ай вә он бир юлтуз маңа тазим қилип турғидәк! — деди.
10У бу чүшни атиси вә акилириға дәп бәрди. Атиси униңға тәнбиһ берип: — Бу көргиниң зади қандақ чүш? Әҗәба, мән, анаң вә ака-укилириң алдиңға берип, саңа йәргә баш уруп тазим қилимизму? — деди.
«Төвәндикиләр Яқуп әвлатлириниң иш-излириду» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң он биринчи «толидот»и (ахирқи «толидот» яки «тарих»), йәни «Яқупниң әвлатлириниң толидоти» («Яқупниң әвлатлириниң иш-излири») (37:2-50:26) башлиниду. «Йүсүп атисиға уларниң начар қилиқлирини ейтип қоятти» — оқурмәнләр Йүсүпниң акилириниң кейинки ишлиридин у бәргән бу хәвәрниң раст яки раст әмәслигини көрәләйду.
«узун йәңлик тон» — шу дәвирләрдики әмирләр вә падишалар өз шаһзадилири яки есилзадилиригә шундақ «узун йәңлик тон» кийгүзәтти. Башқа бир хил тәрҗимиси «ала рәңлик тон».
«ака-укилириң» — Йүсүпниң бир укиси, йәни Бинямин бар еди. Шу вақитта у бәк кичик еди.