□36:9 «Төвәндикиләр ... Едомийларниң ата-бовиси Әсавниң әвлатлиридур: —» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң онинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Әсавниң Сеирда олтирақлашқан әвлатлириниң толидоти» («Әсавниң Сеирда олтирақлашқан әвлатлириниң тарихи») (36:9-37:1) башлиниду. Әсав авал Қанаан зиминида туруп бир нәччә пәрзәнт көрди; булар 1-8-айәттә хатирилиниду. Андин у «Сеир тағлиқ райони»да туруп у йәрдә бир нәччә пәрзәнтлик болған; бу йәрдә дейиливатқини шуларниң әвлатлирини көрситиду (36:9-37:1). Мәзкур тарих шу тағлиқ районлуқ «Һорийлар»ниң тарихини өз ичигә алиду. Қариғанда, Һорийлар авал Әсавларға бойсунуп, андин улар билән ассимилятсийилишип бир милләт, йәни «Едомлар» яки «Едомийлар» болуп қалған.
□36:40-43 «мана шу тәриқидә Әсав Едомийларниң ата-бовиси болди» — яки «булар болса Едомдики өзлири егиләп олтирақлашқан җайлардики әмирләр еди». «мана шу тәриқидә Әсав Едомийларниң ата-бовиси болди» — қизиқ бир иш шуки, Исраиллар техи мусапир болуп жүрүватқанда, Әсавлар аллиқачан муқим зиминлиқ болуп, падишалиқ түзүми болған, шундақла хеләла тәрәққий қилған болса керәк. Бирақ кейин Исраиллар улардин көп тәрәпләрдә ешип кәтти.
«Төвәндикиләр ... Едомийларниң ата-бовиси Әсавниң әвлатлиридур: —» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң онинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Әсавниң Сеирда олтирақлашқан әвлатлириниң толидоти» («Әсавниң Сеирда олтирақлашқан әвлатлириниң тарихи») (36:9-37:1) башлиниду. Әсав авал Қанаан зиминида туруп бир нәччә пәрзәнт көрди; булар 1-8-айәттә хатирилиниду. Андин у «Сеир тағлиқ райони»да туруп у йәрдә бир нәччә пәрзәнтлик болған; бу йәрдә дейиливатқини шуларниң әвлатлирини көрситиду (36:9-37:1). Мәзкур тарих шу тағлиқ районлуқ «Һорийлар»ниң тарихини өз ичигә алиду. Қариғанда, Һорийлар авал Әсавларға бойсунуп, андин улар билән ассимилятсийилишип бир милләт, йәни «Едомлар» яки «Едомийлар» болуп қалған.
«мана шу тәриқидә Әсав Едомийларниң ата-бовиси болди» — яки «булар болса Едомдики өзлири егиләп олтирақлашқан җайлардики әмирләр еди». «мана шу тәриқидә Әсав Едомийларниң ата-бовиси болди» — қизиқ бир иш шуки, Исраиллар техи мусапир болуп жүрүватқанда, Әсавлар аллиқачан муқим зиминлиқ болуп, падишалиқ түзүми болған, шундақла хеләла тәрәққий қилған болса керәк. Бирақ кейин Исраиллар улардин көп тәрәпләрдә ешип кәтти.