Исраил шаһзадилиригә бир мәрсийә
1— «Әнди сән, Исраил шаһзадилиригә бир мәрсийәни ағзиңға елип мундақ дәп оқуғин: —
2«Ширлар арисида анаң қандақ бир чиши шир еди!
У яш ширлар арисида ятқан, у асланлирини беқип қувәтлиди.
3У асланлиридин бирини чоң қилди, у яш шир болуп чиқти;
У овни тутуп житишни үгәнди;
У адәмләрниму йәветәтти.
4Әлләр униңдин хәвәр аңлиди;
У уларниң ора тозиқида тутувелинди;
Улар униң бурниға илмәкни селип,
Мисир зиминиға епкәтти.
5Чиш шир өзиниң арминини бекар күткинини,
Үмүтниң йоқалғанлиғини көрүп,
У башқа бир арслинини елип,
Уни беқип яш шир қилди;
6У ширлар арисида уян-буян кәзди;
У яш шир болуп,
Овни тутуп житишни үгәнди;
У адәмләрниму йәветәтти.
7У уларниң истиһкамлирини бузуп,
Уларниң шәһәрлирини харабә қиливәтти;
Зимин вә униң үстидики һәммиси униң һөкиригән авази билән дәккә-дүккигә чүшти.
8Андин әлләр униң әтрапидики районлардин келип униңға қарши чиқти;
Улар униң үстигә торини йейип ташлиди;
У уларниң ора тозиқида тутувелинди.
9Улар бурниға илмәк селип қәпәскә солиди;
Уни Бабилниң падишасиға апарди;
Улар уни торлириға еливалди;
Шуниң билән униң авази Исраил тағлирида қайтидин аңланмайду.
10Сениң анаң үзүмзариңда бир үзүм тели еди;
У су бойида тикләнгән еди;
Суларниң моллуғидин,
У интайин мевилик, көп шахлик болди.
11Униң күчлүк шахлири бар еди,
Һөкүм сүргүчиләрниң шаһанә һасилириға лайиқ еди;
Униң бойи булутлардинму егиз көккә тақашти,
У егизлиги вә шахлириниң нурғунлиғи билән көрүнәрлик еди;
12Бирақ у қәһр билән жулунди,
У йәргә ташланди,
Шәриқ шамили мевисини қурутивәтти;
Униң күчлүк шахлири сундурулди, қағҗирап кәтти;
От уларни жутувалди.
13Һазир у чөл-баяванда,
Чаңқақ, сусиз бир йәрдә тикилди;
14Униң шахлириниң бирисидин от чиқип,
Униң бихлири һәм мевисини жутувалди;
Шуниң билән униңда һөкүмдарниң шаһанә һасиси болғидәк күчлүк шехи қалмиди.
Бу сөзләр мәрсийәдур, булар пәқәт мәрсийә үчүнла ишлитилиду».