1Муқәддәс чедирни он парчә йопуқтин ясатқин; йопуқлар непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнсун; униңға керубларниң сүритини чевәр қолларға нәпис қилип кәштиләп чиқарғузғин. 2Һәр бир йопуқниң узунлуғи жигирмә сәккиз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, һәр бир йопуқ охшаш чоң-кичикликтә болсун. 3Йопуқларниң бәши бир-биригә улансун, қалған бәш йопуқму һәм бир-биригә улансун. 4Сән улап чиқилған биринчи чоң парчиниң әң четидики қисмиға бир тәрипигә рәңги көк измә қадиғин, шуниңдәк улап чиқилған иккинчи чоң парчиниң әң четидикисиниң бир тәрипигиму һәм шундақ қилғин. 5Биринчи чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиғин, иккинчи чоң парчиниң әң четидикисигиму әллик измә қадиғин. Измиләр бир-биригә удулмуудул болсун. 6Муқәддәс чедир бир пүтүн болсун үчүн алтундин әллик илғу ясап, икки чоң парчә йопуқни шу илғулар билән бир-биригә туташтурғин.
7Муқәддәс чедирни йепиш үчүн өшкә тивитидин йопуқларни ясиғин; йопуқтин он бир парчә ясиғин. 8Йопуқларниң һәр бириниң узунлуғи оттуз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, он бир йопуқниң һәммиси охшаш чоң-кичикликтә болсун. 9Йопуқларниң бәшини улап бир қилип, қалған алтә йопуқниму улап бир қилип, алтинчи йопуқни икки қат қилип, чедирниң алди тәрипигә саңгилитип қойғин.
10Сән биринчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә, иккинчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиғин. 11Сән һәм мистин әллик илғу ясап, чедир бир пүтүн болсун үчүн уларни измиләргә өткүзүп икки чоң парчини улап қойғин. 12Лекин йопуқниң чедирниң кәйнидин ешип қалған қисми, йәни ешип қалған йерим парчиси чедирниң кәйни тәрипидә саңгилап турсун. 13Чедир йопуқлириниң чедирниң бойидин артуқ қисми, йәни у тәрипидин бир гәз, бу тәрипидин бир гәз, чедирниң икки тәрипидин саңгилап, уни толуқ япсун.