1Андин Муса берип һәммә Исраилға сөз қилди; 2у мундақ деди: «Мән бүгүн бир йүз жигирмә яшқа кирдим; әнди силәргә сәрдар яки башлиғучи болалмаймән. Пәрвәрдигар маңа: Сән бу Иордан дәриясидин өтмәйсән, дегән еди.
16Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: «Мана, сән ата-бовилириңниң қешида ухлаш алдида турисән; андин бу хәлиқ қозғилип, баридиған зиминдики ят илаһларға әгишип бузуқчилиқ қилип, Мени ташлап, Мән улар билән бағлиған әһдини бузиду. 17Шу вақитта Мениң ғәзивим уларға тутишип, Мән уларниму ташлап, улардин йүзүмни йошуримән. Улар жутуветилиду, көп балаю-апәт вә күлпәтләр бешиға чүшиду вә улар шу вақитта: «Шүбһисизки, Худайимиз аримизда болмиғини үчүн, бу балалар бешимизға чүшти» — дәйду. 18Лекин Мән уларниң башқа илаһларға майил болуп әгишип, қилған һәммә рәзилликлири үчүн шу күни йүзүмни пүтүнләй йошуримән.
19Әнди силәр өзүңлар үчүн бу ғәзәлни пүтүп, уни Исраилларға үгитиңлар; бу ғәзәлниң кейин Исраилларниң әйивигә Мән үчүн гувачи болуши үчүн уни уларниң ағзиға салғин. 20Чүнки Мән уларни Мән ата-бовилириға қәсәм билән вәдә қилған, сүт билән һәсәл еқип туридиған жутқа киргүзимән; андин улар йәп тоюп, сәмригәндә башқа илаһларға әгишип, уларниң қуллуғиға кириду вә Мени көзгә илмай әһдәмни бузиду. 21Амма шундақ болидуки, көп балаю-апәтләр билән күлпәтләр уларниң бешиға чүшкинидә, бу ғәзәл уларни әйипләп гува бериду; чүнки бу ғәзәл уларниң әвлатлириниң ағзида унтулмайду. Чүнки Мән уларни уларға қәсәм билән вәдә қилған зиминға техи киргүзмәйла уларниң немә хиял қиливатқинини убдан билимән».
22Шуларни дәп, Муса шу күни бу ғәзәлни йезип, Исраилларға үгәтти. 23Андин Пәрвәрдигар Нунниң оғли Йәшуаға: «Җүръәтлик вә қәйсәр болғин, чүнки сән Мән Исраилларға қәсәм билән вәдә қилған зиминға уларни башлап кирисән вә Мән сән билән биллә болимән» дәп әмир қилди.
24Муса бу қанунниң сөзлирини бир китапқа пүтүнләй йезип болғандин кейин 25у Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип маңған Лавийларға буйруп мундақ деди: 26— Бу қанун китавини силәрниң әйивиңләргә гувачи болуп туруши үчүн Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдә сандуғиниң йениға қоюңлар. 27Чүнки мән силәрниң асий вә бойнуңлар қаттиқ екәнлигиңларни билимән. Мана, мән техи араңларда тирик турсам Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип кәлдиңлар; өлүмүмдин кейин силәр техиму шундақ қилисиләр!