1Әйсаниң Мәсиһ екәнлигигә ишәнгән һәр бир киши Худадин туғулған болиду; вә туғдурғучи Атини сөйидиған һәр бир киши Униңдин туғулғучиниму сөйиду. 2Биз өзимизниң Худаниң балилирини сөйидиғанлиғимизни шуниңдин билимизки, Худани сөйүп, Униң әмирлиригә әмәл қилишимиздиндур. 3Худани сөйүш Униң әмирлиригә әмәл қилиш демәктур; вә Униң әмирлиридә турмақ еғир иш әмәстур. 4Чүнки Худадин туғулғанларниң һәммиси бу дуния үстидин ғәлибә қилиду; вә дунияниң үстидин ғәлибә қилғучи күч — дәл бизниң етиқатимиздур. 5Бу дунияниң үстидин ғәлибә қилғучи зади кимләр? Пәқәт Әйсани Худаниң Оғли дәп етиқат қилғучилар әмәсму?
6У болса су вә қан арқилиқ кәлгән зат, йәни Әйса Мәсиһдур; Униң келиши пәқәт су биләнла әмәс, бәлки қан биләнму еди. Вә бу ишларға гувалиқ бәргүчи болса Роһтур, чүнки Роһ Өзи һәқиқәттур. 7Чүнки Униң тоғрилиқ үч гувалиқ бәргүчи бар: — 8булар Роһ, су вә қандин ибарәттур. Бу үчиниң гувалиғи бирдур. 9Әгәр биз инсанларниң гувалиқини қобул қилсақ, Худаниң гувалиғи буларниңкидин үстүндур. Худа Өз Оғли тоғрисида шундақ гувалиқ бәргән — 10(Худаниң Оғлиға етиқат қилған кишиниң ичидә шу гувалиқ бардур; бирақ Худаға ишәнмигән киши Уни ялғанчи қилған болиду, чүнки У Худаниң Өз Оғлини тәстиқлиған гувалиғиға ишәнмигән) 11гувалиқ дәл шудурки, Худа бизгә мәңгүлүк һаятни ата қилди вә бу һаятлиқ Униң Оғлидидур. 12Шуңа Оғулға егә болған киши һаятлиққа егә болған болиду; Худаниң Оғлиға егә болмиған киши һаятлиққа егә болмиған болиду.
□5:1 «...вә туғдурғучи (Ата)ни сөйидиған һәр бир киши униңдин туғулғучиниму сөйиду» — бу сөз бәлким шу дәвирдики бир тәмсил болуши мүмкин еди. «Униңдин туғулғучи»лар етиқатчи қериндашларни көрситиду.
□5:6 «У болса су вә қан арқилиқ кәлгән зат, йәни Әйса Мәсиһдур; Униң келиши пәқәт су биләнла әмәс, бәлки қан биләнму еди. Вә бу ишларға гувалиқ бәргүчи болса Роһтур, чүнки Роһ Өзи һәқиқәттур» — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһини көрситиду. Бу айәтниң мәзмуни бир нәччә сахта тәлимгә қарита рәддийә бериштур. Муәллип қәтъийлик билән шуни испатлимақчики: (1) Әйса Мәсиһ һәқиқий инсан болуп туғулди; (2) һәқиқий инсан болуп, Йәһя пәйғәмбәр тәрипидин суда чөмүлдүрүлди; (3) һәқиқий инсан болуп кресттә өлди. Бу рәддийиниң тәпсилатлири үстидә «қошумчә сөз»имиздә сәл тохтилимиз.
□5:8 «булар Роһ, су вә қандин ибарәттур. Бу үчиниң гувалиғи бирдур» — бу айәт тоғрилиқ вә 6-7-айәтләр үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. Бир аз кона көчүрүлмиләрдә: — «Чүнки У тоғрилиқ әрштә үч гувалиқ бәргүчи бар: Булар Ата, Калам вә Муқәддәс Роһтур; бу үчи бирдур. (8) Йәр йүзидә үч гувалиқ бәргүчи бар: Булар Роһ, су вә қандин ибарәттур. Бу үчиниң гувалиғи охшаштур» дейилиду.
«...вә туғдурғучи (Ата)ни сөйидиған һәр бир киши униңдин туғулғучиниму сөйиду» — бу сөз бәлким шу дәвирдики бир тәмсил болуши мүмкин еди. «Униңдин туғулғучи»лар етиқатчи қериндашларни көрситиду.
Юһ. 1:12.
Мат. 11:29,30; Юһ. 14:15; 15:10.
«Чүнки Худадин туғулғанларниң һәммиси бу дуния үстидин ғәлибә қилиду; вә дунияниң үстидин ғәлибә қилғучи күч — дәл бизниң етиқатимиздур» — «бу дуния» мошу йәрдә Худаға қарши чиқидиған пүткүл дуниядики етиқатсизларни көрситиду, әлвәттә. Чүнки әмәлийәттә «бу дуниядикиләр» Шәйтанниң илкидә мәркәзләшкән, Худаға қарши бир түзүмдур.
Юһ. 16:33.
1Кор. 15:57; 1Юһа. 4:15.
«У болса су вә қан арқилиқ кәлгән зат, йәни Әйса Мәсиһдур; Униң келиши пәқәт су биләнла әмәс, бәлки қан биләнму еди. Вә бу ишларға гувалиқ бәргүчи болса Роһтур, чүнки Роһ Өзи һәқиқәттур» — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһини көрситиду. Бу айәтниң мәзмуни бир нәччә сахта тәлимгә қарита рәддийә бериштур. Муәллип қәтъийлик билән шуни испатлимақчики: (1) Әйса Мәсиһ һәқиқий инсан болуп туғулди; (2) һәқиқий инсан болуп, Йәһя пәйғәмбәр тәрипидин суда чөмүлдүрүлди; (3) һәқиқий инсан болуп кресттә өлди. Бу рәддийиниң тәпсилатлири үстидә «қошумчә сөз»имиздә сәл тохтилимиз.
«булар Роһ, су вә қандин ибарәттур. Бу үчиниң гувалиғи бирдур» — бу айәт тоғрилиқ вә 6-7-айәтләр үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. Бир аз кона көчүрүлмиләрдә: — «Чүнки У тоғрилиқ әрштә үч гувалиқ бәргүчи бар: Булар Ата, Калам вә Муқәддәс Роһтур; бу үчи бирдур. (8) Йәр йүзидә үч гувалиқ бәргүчи бар: Булар Роһ, су вә қандин ибарәттур. Бу үчиниң гувалиғи охшаштур» дейилиду.