□7:14 «Чүнки етиқатсиз әр болса етиқат қилған аялда пак дәп һесаплиниду; етиқатсиз аял болса етиқат қилған қериндашта пак дәп һесаплиниду; болмиса, пәрзәнтлириңлар һарамдин болған болатти; амма улар әнди пак болди» — бу айәткә қариғанда, Коринттики бәзиләр «етиқатчи әр яки аялниң җориси Әйса Мәсиһкә етиқат қилмиған болса ундақта уларниң никаһи булғанған болиду, шуңа улар аҗришиши керәк, шундақла балилири «һарам»дин болған болиду» дәп қарайду. Бундақ көзқараш хата.
□7:15 «лекин етиқатсиз болған тәрәпниң кәткүси болса, у аҗришип кәтсун; бундақ әһвалларда қериндаш ... никаһ мәҗбурийитигә бағлинип қалған болмайду; қандақла болмисун Худа бизни енақ-хатирҗәмликтә яшашқа чақирғандур» — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□7:16 «Әй етиқатчи аял, ериңни етиқат қилдуруп қутулдуралайдиғанлиғиңни нәдин билисән? Әй етиқатчи әр, хотунуңни етиқат қилдуруп қутулдуралайдиғанлиғиңни нәдин билисән?» — бизниңчә Павлус мошу йәрдә, ишәнмигән җора никаһтин аҗрашмақчи болған болса, уни етиқат қилдуруп қутқузуш пәқәт Худаниңла қилидиған ишидур, биз аҗиз бәндиләрниң қилидиған иши әмәс, шуңа (җорисиниң кәткүси болса) уни әркинликкә қоювәргин, демәкчи. «Қошумчә сөз»имизни йәнә көрүң.
□7:18 «Бириси сүннәтлик һаләттә чақирилдиму? У қайта сүннәтсиз қилинмисун» — бәзи Йәһудийлар мәлум сәвәпләрдин сүннитидин хиҗил болуп, «ят әлләрдәк болай» дәп, өзини «сүннәтсиз» көрсәтмәкчи болуп бир хил оператсийәни қилдуратти.
□7:20 «Һәр ким қайси һаләттә чақирилған болса, шу һаләттә қалсун» — «қайси һаләттә чақирилған болса...» грек тилида «қандақ чақирилғанлиғи болса...» дейилиду. Демәк, Худа һәр биримизни Мәсиһгә чақирғинида, әһвал-һалитимизни билип, у һалитимизни Униң йолида ишләтмәкчи болиду.
«бу ишта Худаниң һәммә адәмгә бәргән өз илтпати бар» — йәни, бала-җақилиқ болуш, яки тәнһа болуш. Павлус өзи тәнһа болуп, пүтүн өмридә аилисиз һалда Худаниң хизмитидә болған.
Мат. 19:12; Рос. 26:29; 1Кор. 12:11.
«Амма мән җорисиз тәнһа яшиғанлар вә тулларға шуни ейтимәнки...» — мошу айәттики «җорисиз тәнһа яшиғанлар» дегән сөз грек тилида өз җорисидин (мәйли әрдин, мәйли аялдин, өлүм тәрипидин яки қанун тәрипидин) аҗришип кәткәнләрни көрситиду, вә шундақла той қилмиғанларниму өз ичигә алиду.
1Тим. 5:14.
«Амма никаһланғанларға кәлсәк, уларға мән шуни тапилаймәнки, — (бу әмәлийәттә мениң тапилиғиним әмәс, йәнила Рәбниңки)...» — Павлус өз тәлимини Рәб Әйсаниң йәр йүзидә турған вақтидики тәлимидин айриветиду. Бу иш тоғрилиқ вә умумән бу бап үстидә «қошумчә сөз»имизни көрүң.
Мал. 2:14; Мат. 5:32; 19:9; Мар. 10:11; Луқа 16:18.
«Чүнки етиқатсиз әр болса етиқат қилған аялда пак дәп һесаплиниду; етиқатсиз аял болса етиқат қилған қериндашта пак дәп һесаплиниду; болмиса, пәрзәнтлириңлар һарамдин болған болатти; амма улар әнди пак болди» — бу айәткә қариғанда, Коринттики бәзиләр «етиқатчи әр яки аялниң җориси Әйса Мәсиһкә етиқат қилмиған болса ундақта уларниң никаһи булғанған болиду, шуңа улар аҗришиши керәк, шундақла балилири «һарам»дин болған болиду» дәп қарайду. Бундақ көзқараш хата.
«лекин етиқатсиз болған тәрәпниң кәткүси болса, у аҗришип кәтсун; бундақ әһвалларда қериндаш ... никаһ мәҗбурийитигә бағлинип қалған болмайду; қандақла болмисун Худа бизни енақ-хатирҗәмликтә яшашқа чақирғандур» — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
«Әй етиқатчи аял, ериңни етиқат қилдуруп қутулдуралайдиғанлиғиңни нәдин билисән? Әй етиқатчи әр, хотунуңни етиқат қилдуруп қутулдуралайдиғанлиғиңни нәдин билисән?» — бизниңчә Павлус мошу йәрдә, ишәнмигән җора никаһтин аҗрашмақчи болған болса, уни етиқат қилдуруп қутқузуш пәқәт Худаниңла қилидиған ишидур, биз аҗиз бәндиләрниң қилидиған иши әмәс, шуңа (җорисиниң кәткүси болса) уни әркинликкә қоювәргин, демәкчи. «Қошумчә сөз»имизни йәнә көрүң.
1Пет. 3:1.
«Бириси сүннәтлик һаләттә чақирилдиму? У қайта сүннәтсиз қилинмисун» — бәзи Йәһудийлар мәлум сәвәпләрдин сүннитидин хиҗил болуп, «ят әлләрдәк болай» дәп, өзини «сүннәтсиз» көрсәтмәкчи болуп бир хил оператсийәни қилдуратти.
«Һәр ким қайси һаләттә чақирилған болса, шу һаләттә қалсун» — «қайси һаләттә чақирилған болса...» грек тилида «қандақ чақирилғанлиғи болса...» дейилиду. Демәк, Худа һәр биримизни Мәсиһгә чақирғинида, әһвал-һалитимизни билип, у һалитимизни Униң йолида ишләтмәкчи болиду.
Әф. 4:1; Фил. 1:27; Кол. 1:10; 1Тес. 2:12.
1Кор. 6:20; Ибр. 9:12; 1Пет. 1:18.
«... никаһланмиғанлар тоғрилиқ Рәбдин буйруқ тапшурувалмидим...» — мошу йәрдә «никаһланмиғанлар» болса һеч қачан җинсий мунасивәт өткүзүп бақмиған пак жигит яки пак қизларни көрситиду, дәп қараймиз. Бәзи алимлар бу сөз пәқәт қизларни көрситиду, дәп қарайду. Әнди 36-айәткә қарайдиған болсақ, бу айәт һәм жигитләрниму һәм қизларниму көрситидиғанлиғини байқаймиз.
«әнди һазирқи қийинчилиққа қариғанда,...» — Павлус мошу хәтни язған вақитта Рим империйәси бойичә көп сандики ишәнгүчиләр зор зиянкәшликкә учравататти.
«Амма шундақ қилса улар җисманий җәһәттә җапаға учрайду» — Павлусниң бу сөзи, һәр бир әр-аяллиқтики нормал мунасивәттә болған мушәққәт-җапалар, егиз-пәсликләр тоғрилиқ ейтилиду, дәп қараймиз. Униң үстигә әшу дәвирдики зиянкәшлик астидиму әр-аялларниң бир-биригә болған муһәббити үчүн, бир-бирини еғирчилиқтин аяш үчүн тартқан дәрд-әләмлири техиму еғир болуши мүмкин еди.