14Мана мошундақ өзлүгүмиздин тәқдим қилалайдиған болған мән ким едим, хәлқим немә еди? Чүнки барлиқ нәрсә Сәндин келиду, биз пәқәт Өз қолуңдин кәлгинидин Өзүңгә қайтурдуқ, халас! 15Биз Сениң алдиңда яқа жутлуқлар, барлиқ ата-бовилиримизға охшаш мусапирмиз, халас; йәр йүзидики күнлиримиз гоя бир сайә, үмүтсиз өткүзүлиду. 16И Худайимиз Пәрвәрдигар, биз Сениң намиңға атап өй селишқа тәйярлап жиққан бу байлиқ-дунияниң һәммиси Сениң қолуңдин кәлгән, әсли Сениңкидур. 17И Худайим, шуни билимәнки, Сән инсанниң қәлбини синап, дуруслуқтин хурсән болисән; мән болсам дурус қәлбимдин буларни ихтиярән тәқдим қилдим; вә бу йәрдә һазир турған хәлқиңниңму Саңа тәқдим қилғинини хошал-хурамлиқ билән көрдүм. 18И Пәрвәрдигар, ата-бовилиримиз болған Ибраһим, Исһақ вә Исраилниң Худаси, Өз хәлқиңниң көңлидики бундақ ой-нийәтни мәңгү мустәһкәм қилғайсән, көңлини Өзүңгә тартқузғайсән! 19Оғлум Сулайманға Сениң әмирлириң, агаһ-гувалиқлириң вә бәлгүлимилириңни тутуп, һәммини ада қилип, мән һазирлап қойғанлиримни ишлитип ордини ясашқа дурус бир қәлб бәргәйсән».
Җамаәт Пәрвәрдигарға ибадәт қилиду
20Давут пүтүн җамаәткә: «Силәр Худайиңлар болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-һәмдусана оқуп мәдһийиләңлар!» девиди, пүтүн җамаәт ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуп сәҗдә қилди; улар Пәрвәрдигар һәм падиша алдида баш урди.
21Әтиси улар Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқлар вә көйдүрмә қурбанлиқларни кәлтүрди; шу күни улар миң буқа, миң қочқар, миң қозини шарап һәдийәлири билән қошуп тәқдим қилди, шундақла йәнә пүтүн Исраил үчүн нурғун қурбанлиқларни тәқдим қилди.
Хәлиқ Сулайманни тәхткә олтарғузуп падиша қилиду
22Улар шу күни Пәрвәрдигарниң алдида аламәт хошал болуп ғизаланди. Улар Давутниң оғли Сулайманни иккинчи қетим падиша тикләш мурасими өткүзди; уни Пәрвәрдигарниң алдида шаһ болушқа, Задокни каһин болушқа мәсиһ қилди.